G7 Йиғини вә баварийидики демократийә тәләп һәрикити
2015.06.08
7-Июн күни германийәдә рәсмий башланған санаәтләшкән 7 дөләт йиғини, йәни G7 йиғини қаршилиқларға дуч кәлди. Анализчилар демократик германийә дөлитиниң тунҗи қетим өзиниң асаси қануниға хилап һалда хәлқниң намайиш әркинликини зор дәриҗидә чәклигәнликини көрситишти. Әмма хәлқ демократийиниң авазини G7 рәһбәрлиригә йәткүзүш йолидики күрәштин ваз кәчмиди. Мәлум болушичә, намайишчиларниң асаслиқ мәқсәтлириниң бири демократик һоқуқларни күчәйтиш вә намратлиққа, муһит булғиниш қатарлиқларға қарши туруштин ибарәт икән.
G7 Гә әза дөләтләр америка, әнглийә, японийә, фирансийә, канада, италийә вә германийәдин ибарәт болуп, 1998-йили русийәни қошувалғандин башлап г8 дәп аталған иди. 2014-Йилидики қирим кризиси түпәйли русийә чиқириветилгәндин кейин, қайтидин G7 дәп аталған. Бу қетим назарәтчи сүпитидә бу йиғинға б д т баш катипи вә явропа бирликиниң бәзи рәһбәрлириму қатнашти. Һәрқайси әлләрниң рәһбәрлири 7-июн күни гүзәл саяһәт мәркизи болған әлмау қәсридә бир сорунға җәм болуп, дуняниң ишлири һәққидики музакирисини башлиди.
Германийәниң баварийә өлкисигә орунлаштурулған G7 йиғини гәрчә 7-июн башланған болсиму, бу йиғинға қарши 10 миңларчә кишиниң күрәшлири 4-июнла башлинип болған иди. 4-Июн күни мюнхен шәһиридә 40 миң киши қатнашқан зор намайиш өткүзүлди. Намайишчиларниң шоарлири “йәршарилишишқа қарши турайли, намратлиққа қарши турайли, муһитни қутқузайли”дегәнләрдин ибарәт иди. Бундин башқа, намайишқа иштирак қилған һәрқайси милләтләрниң истәклирини, йәрлик шоарлириниму өз ичигә алатти. Бу хилдики намайишлар 4-июндин етибарән йәнә германийәниң бир қанчә чоң шәһәрлиридиму елип берилған вә һәр күни дегүдәк давамлашмақта иди.
Икки күн давам қилидиған G7 йиғини мюнхен шәһиридин 100 км йирақлиқтики гармиш-партәнкирчән райониға җайлашқан әлмау қәсридә чақирилған болғач, йиғинға “G7 германй, 2015 счлосс әлмау” дәп нам берилгән. Буниңға мас һалда, бу йиғинға қарши 10 миңларчә кишини намайишқа сәпәрвәр қилған вақитлиқ бирләшмә комитетниң намиму “стоп G7 әлмау” дәп қоюлған. Мәзкур комитет мәсуллиридин франк дудәнниң германийә ахбарат васитилиригә билдүрүшичә, германийә сақчи даирилири 7-июндин етибарән 7г йиғини чақириливатқан даиридә уларниң бундақ зор көләмлик намайишларни давамлаштурушиға рухсәт бәрмигән. Комитет хадимлири мәһкимигә шикайәт қилғандин кейин, мәһкимә сақчиниң қарарини бикар қилип, көп болғанда 50 кишиниң G7йиғиниға қатнишиватқанларға авазини аңлиталиғудәк даиригичә берип намайиш қилишиға рухсәт бәргән. Буниң билән германийә мәтбуатлирида һөкүмәтниң пуқраларниң намайиш әркинликини чәклигәнлик вәқәси қизиқ темиға айлинип, бу вәқә интернетлардиму күчлүк бәс-муназирә қозғиди. G7 Йиғининиң мәзмуни дуня сиясити, дуня иқтисади мәсилиси, украина мәсилиси, муһит мәсилиси, террорға қарши туруш мәсилиси болсиму, булар бир чәткә қайрилип қелип, ахбарат устилирида қайнаватқини сақчилар билән намайишчиларниң күрәшлири болди.
Намайишчиларниң G7 йиғиниға қарши турушидики мәқсәт немә?
Германийәдики уйғур зиялийси чоғлуқ ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
-Намайишчиларниң билдүрүшичә, G7 дуня иқтисадини монопол қилмақта, муһит булғинишиға сәвәбчи болмақта, аҗиз дөләтләрниң иқтисадини сүмүрмәктә, өзлириниң иқтисади тәрәққияти үчүн кишилик һоқуқ вә демократийини бир яққа қайрип қоюп, диктатор дөләтләр билән һәмкарлашмақта вә диктаторларни қоллимақта. Уруш районлири һәм мустәбит һакимийәтләр астидики хәлқләрниң инсаний һоқуқлириниң дәпсәндә қилинишиға көз юммақта яки йетәрлик дәриҗидә тәдбир қолланмай сүкүт қилмақта. Дәрвәқә, биз уйғурларму G7 ниң хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқидин нарази. Шәрқий түркистанда һөкүм сүрүватқан шу қәдәр еғир зулумларға бипәрва һалда, хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқлирини изчил давамлаштурмақта. Бу мәнидин, намайишчиларниң G7 гә болған наразилиқини йоллуқ дәп қараймән.
Германийә ахбарат васитилириниң 7-8-июндики хәвәрлиридә баян қилинишичә, сақчи тәрәп бу қетимқи G7 йиғининиң бихәтәрлик мәсилисиниң еғир тәһдиткә йолуққанлиқи сәвәбидин, күчлүк тәдбир қоллинишқа мәҗбур болған. Йиғин райониға 20 миң сақчи аҗритилған. Гармиш-партәнкирчән райониниң пүтүн қатнашлири тохтитилған. Чоң йолда һәр 10 метир арилиққа бир сақчи машиниси турғузулған. Қанчә миңларчә намайишчилар районға йеқинлаштурулмиған. Һөкүмәт буйруқ чүшүрүп зөрүр тепилса көп болғанда 200 кишини тутуп солашқа болидиғанлиқи билдүргән вә вақитлиқ солаш көчмә өйлирини һазирлиған. Бу өйләрниң һәр биригә көп болғанда 4 киши қамилидиған болуп, һаҗәтхана, су турубилири, електр чирақлири орнитилған. Әгәр намайишчилар пәрзәнтлири билән биргә қатнашқан болса, улар тутулғандин кейин пәрзәнтлиригә қарайдиғанға мәхсус хадимлар аҗритилған. Бу икки күнлүк йиғин үчүн кетидиған расхотниң миқдари 300 милйон йевроға йәткән.
Сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, бу қәдәр күчлүк тәдбир қоллинишқа сәвәб болған асасий амилниң бири, намайишчиларниң тәркибиниң интайин мурәккәплики, бу наразилиқ һәрикәтлиригә германийәдә яшаватқан көплигән милләтләрниң охшимиған идийә билән қатнишиши болған. Иккинчиси, бу наразилиқ һәрикитигә ялғуз йешиллар партийиси вә солчилар партийиси рәһбәрлик қилипла қалмай, бәзи радикал күчләрму G7 рәһбәрлиригә зәрбә бериш тәшәббусини интернетта кәң қанат яйдуруп, зор хәвп яратқан.
Кишиниң диққитини бәкрәк җәлп қилидиғини, йиғин райониниң пүткүл қатнаш йоллири үзүветилгән, пүткүл пиядиләр йоллири қамал қилинған болушиға қаримай, йүзләрчә киши егиз тағ, қелин орманларни бесип, әлмау қәсригә йеқинлишиш көрүшини башлиған. Сақчилар тәрипидин тутуп кетиливатқанлар һәр бир т в қаналлирида һәр заман көзгә челиқип турмақта. Тағларниң бәзи җайлириниң егизлики деңиз йүзидин 1400 м егиз, бәзи җайлар ойман болуп, “мәқситимиз G7 рәһбәрлиригә демократийиниң авазини аңлитиш” дәп йолға чиққан бу кишиләр бу қелин орманлардин һеч меңип бақмиған, уларниң арисида аяллар вә йеши 60тин һалқиған адәмләрму бар.
Әҗәба, шунчә мушәққәтләрни чекип, сақчилар билән елишип, қамақта йетиштин, җәриманә төләштин қорқмай, әслидила демократик дөләтләрниң рәһбәрлиригә йәнә демократийиниң авазини аңлитишниң һәқиқәтән зөрүрийити барму?