Германийәдики көргәзмигә икки уйғур қәбриси қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.12.04
germaniye-uyghur-korgezme-2015.jpg Көргәзмидики 5 - июл вәқәсидә из - дерәксиз ғайиб болғанларға атап ясалған қәбриләр
RFA/Ekrem


Германийәниң карлисруһи шәһиридики көргәзмигә қоюлған уйғур қәбрилири 5 - июл вәқәсидә из - дерәксиз ғайиб болғанларға атап ясалған болуп, бу қәбриләр кишиләрниң диққитини тартқан. Бу көргәзмә бу йил 4 - сентәбир ечилған болуп, 2016 - йили 16 - январғичә давам қилидикән.

Карлисруһи шәһиридә яшаватқан уйғур зиялийси әнвәр әпәндиниң бүгүн бәргән мәлуматиға асасланғанда, карлисруһи шәһириниң қурулғиниға бу йил 300 йил толған болуп, бу тарихни хатириләш мурасими һәрхил мәзмунларда өткүзүлгән. Карлисруһи шәһириниң 300 йиллиқ тарихини әсләш йүзисидин шәһәрлик музейда өткүзүлгән көргәзмә, бу хатириләш паалийитиниң бир темиси болған. Көргәзмигә мәзкур шәһәрниң өтмүшини әслитидиған түрлүк буюмлар тизилғандин сирт, дунядики асарәт астидики милләтләрниң вәзийитини тонутидиған көрүнүшләргиму орун берилгән. Көргәзмигә қоюлған уйғур мазарлиқи шуниң җүмлисидин бири болған.

Әнвәр әпәндиниң билдүрүшичә, бу көргәзмини бадән вуртенберг һөкүмити фонди, әуронәвс, 300 йиллиқ тойни хатириләш хизмәт гурупписи, бадәнвуртенберг енергийә мәркизи қатарлиқ органлар қоллиған. Көргәзмигә қоюлған уйғур мазарлиқини карлисруһи музейи өз алдиға ясап чиққан болуп, бу йәрдики икки қәбрә вә 2009 - йили 5 - июл вәқәсидә из - дерәксиз ғайиб болған уйғурларниң сүритигә аит мәлуматларға уларниң қандақ еришкәнлики мәлум әмәс. Әмма улар, карлисруһи шәһиридә яшайдиған әнвәр исимлик бир уйғурниң барлиқини билип, униңдин уйғур мәдәнийитигә аит буюмлар билән тәминләшни илтимас қилған.

Әнвәр әпәнди бу көргәзминиң ечилиш мурасимиға қатнишип, бу йәрдин уйғурларғиму бир кишилик орун берилгәнлики үчүн рәһмәтлирини билдүргән һәмдә көргәзмигә қоюлған қәбриләр һәққидә сориған.

Уйғур зиялийси әнвәр әпәнди бу пурсәттин пайдилинип уйғурларни тонутушниң түрлүк усуллириға мураҗиәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.