Германийәдики “чоңлар мәшрипи” һәққидә тәсиратлар

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.02.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
germaniye-chonglar-meshrep.jpg Германийәдики “чоңлар мәшрипи” соруни
RFA/Ekrem


Германийәдики уйғур җамаитиниң инкаслириға көрә, қурулғиниға 5 йил болған мюнхен шәһиридики“чоңлар мәшрипи” ялғуз германийәдила әмәс, яврупадики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан дөләтләрдә уйғур миллий кимликини қоғдаш, уйғур әхлақини сақлаш вә уйғур сиясий муҗадилисини қоллаш қатарлиқ җәһәтләрдә өз тәсири һәм ролини изчил җари қилдуруп кәлмәктә.

Айда бир өткүзилидиған мюнхен шәһиридики “чоңлар мәшрипи” алдинқи бир қанчә йилда бирқанчә қетим мәшрәп көлимини кеңәйтип, хәлқаралиқ чоң мәшрәпләр уюштуруп, һәрқайси әлләрдики уйғур җамаитиниң қизиқиши вә алқишиға еришкән иди. Ахирқи қетим 2015 - йили 22 - авғуст германийәниң карлисруһи шәһиридә өткүзүлгән чоң мәшрәпкә америка, австралийә, японийә, түркийә, германийә, әнгилийә, норвигийә, шиветсийә, голландийә, франсийә қатарлиқ көплигән әлләрдин тәклип қилинған меһманлар, сиясий паалийәтчиләр қатнишип көп хурсән болған вә мәмнунийәтлирини ипадиләшкән иди.

Бу йил язда йәнә көлими техиму зор болған хәлқаралиқ бир мәшрәп өткүзүш пиланланмақта.

6 - Феврал күни мюнхен шәһиридики тәклимакан уйғур ресторани айримханисида “чоңлар мәшрипи” болуп өтти. Бу мәшрәпкә уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәндиму тәклип билән қатнашти. Америка вә шиветсарийәдин кәлгән меһманларму дахил болди. Мәшрәптә бу йил язда өткүзилидиған хәлқаралиқ чоң мәшрәпниң пиланлири тилға елинди. Мюнхендики “чоңлар мәшрипи” ниң қазиси аблимит турсун әпәнди қурулғиниға 5 йил болған бу мәшрәпниң ойнаватқан роли тоғрисида зияритимизни қобул қилғанда, мәшрәпниң муһаҗирәттики мусапирчилиқ һаятқа бәхиш етиватқан тәсәлли вә мәнивий озуқлириниң зорлуқини тилға алди.

Мәшрәп әснасида, биз йәнә бу мәшрәпниң “пашшап”лиқ вәзиписини зиммисигә алған уйғур зиялийси илияр әпәндиниң қарашлирини аңлап өттуқ. Шиветсарийидин келип бу мәшрәпкә қатнишиватқан уйғур зиялийси қәйсәр әпәндиму бу һәқтә өз тәсиратлирини баян қилип өтти. Германийәниң карлисруһи шәһиридин келип бу мәшрәпкә қатнашқан уйғур зиялийси әнивәр әпәндиму пикрини ипадә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.