“1.3 Милярд хитайға турамсән яки уйғурғиму?” шәртини қойған хитай германийәдә рәсва болди (2)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.06.30
esqerjan-xitay-konsuli-sun-1.jpg Баварийә парламентида өткүзүлгән иптар сорунида д у қ муавин рәиси әсқәрҗан билән уқушмастин исим картини алмаштуруп, биргә рәсимләргә чүшүп болуп, униң кимликини билгәндин кейин қорқуп кетип йенивалған вә осал һаләткә чүшүп қалған хитай консули сүн(солдин биринчи). 2015-Йили июн, германийә.
RFA/Ekrem

Хитай консули сүн баварийә парламентида өткүзүлгән иптар сорунида д у қ муавин рәиси әсқәрҗан билән уқушмастин исим картини алмаштуруп, биргә рәсимләргә чүшүп болуп, униң кимликини билгәндин кейин қорқуп кетип йенивалғаниди. Әсқәрҗан шу чағдики әһвални сүрәтләп “хитай консули чирайлири бузулған һалда ‛исимкартамни қайтуруп бәрсиңиз, биргә чүшкән рәсимләрни юювәтсиңиз‚ дәп толиму бичарә һаләттә өтүнди” дәйду.

Вәқәдә рол алған үч тәрәпниң бири баварийәдики с п д ниң парламент башлиқи маркос, йәнә бири хитайниң мюнхендики консули сүн руйиң, үчинчиси д у қ муавин рәиси әсқәрҗан. Вәқә 24-июн күни баварийә парламентида йүз бәргән.

Әсқәрҗанниң билдүрүшичә, хитай консули сүн өз дөлити үчүн дүшмән санайдиған д у қ ниң бир нәпәр хадими алдида пассип орунға чүшүп қалғанлиқини һес қилғандин кейин, буниңға с п д парламент рәиси маркос әпәндини сәвәбчи һесаблап, д у қ алдида рәсва болғанлиқиниң өчини униңдин елиш нийитигә келиду-дә, “я 1.3 Милярд хитай тәрәптә турисән, яки алтәтокток уйғур тәрәптә турисән” дегән қаттиқ шәртни қойиду. Бу хитай консули билән болған диалогни маркос әпәнди әсқәрҗанға әйнән сөзләп бериду.

Хитай консули өзлири күткән җавабқа еришәлмигәндин кейин, иптар сорунидин пешини қеқип чиқип кетиду. Хитай консуллириға бу қәдәр уятсизларчә қаттиқ шәртни қоюшқа җасарәт бәргән нәрсә, хитайниң хас баварийә һөкүмити билән имзалиған тәхминән 40 милярд явролуқ иқтисадий келишими иди.

Хитай бу қетимқи вәқәгә қәдәр, баварийә һөкүмитидин уйғурларға мунасивәтлик ишларда аз дегәндә үч қетим пәшва йегән. Буниң бири, баварийәниң сабиқ баш министири сәһофәр әпәнди бейҗиңға барғанда, хитай һөкүмити д у қ ниң мюнхендики баш штабини тақаш тәлипини оттуриға қойиду. Әмма рәт қилиниду. Иккинчиси, хитайниң мюнхендики баш консули д у қ ниң германийәдә қурултай чақиришини мени қилишни, германийәдики партийә рәһбәрлириниң уйғурларниң қурултайлириға қатнашмаслиқини тәләп қилғанда, рәт қилиниду, әксичә бу хитай консули йешиллар партийисиниң баварийәдики мәсули маргарита бавзи ханим тәрипидин “уйғурларниң мәхпийитини оғрилаштәк җасуслуқ билән шуғулланған” дәп әйиблинип сотқа берилиду. Үчинчиси, хитай елан қилған террорчилар тизимликидики 11 шәхсниң үч нәпири германийәдә болуп, долқун әйса, аблимит турсун вә абдуҗелил қарақаш қатарлиқларни қайтуруп беришни тәләп қилғанда рәт қилишқа учрайду. Булар бир қанчә йиллар илгирики ишлар иди.

Хитай үчүн бу ишниң техиму яман болған тәрипи, с п д ниң баварийәдики парламент рәиси маркос әпәнди бу вәқәни җәнубий германийә гезитидә елан қиливетиду. Әсқәрҗан әпәндиму бу вәқә һәққидә мәзкур гезитниң соаллириға җаваб бәргән.

Бу хәвәр “баварийәниң с п д си уйғурлар үчүн тоқунушқа кирди” дегән темида 25-июн күни җәнубий германийә гезитидә елан қилинғандин кейин, 2970 дин артуқ ахбарат васитилиридә көчүрүп тарқитилип, хитайни техиму бәк рәсва қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.