Җаза лагерлири мәсилиси “мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” дә аңлитилди
2019.02.18
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири “мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” ниң тәлипигә бинаән җаза лагерлири тоғрисида мәлумат бәрди.
Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун вә д у қ фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәндиләр тәклипкә бинаән 17-феврал күни мәркизи мюнхен шәһиридә болған “мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” гә берип, җаза лагерлири мәсилиси вә уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлуматлар бәргән.
“шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң арқа көрүнүши қандақ? түркийә немә қилиши керәк?” темисида өткүзүлгән бу мәлумат бериш йиғинини “мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” тәшкиллигән болуп, улар уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийитини түрк җамаитигә техиму әтраплиқ билдүрүш үчүн д у қ рәһбәрлирини тәклип қилған. Турғунҗан алавудун әпәнди бу йиғинда җаза лагерлири мәсилисини чөридигән һалда хитайниң уйғур хәлқи үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири тоғрисида доклат бәргән.
“мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” ниң рәиси аюп тәнривәрди әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда “өзимизниң һәрқачан шәрқий түркистан хәлқиниң йенида болғанлиқимизни билдүрүш үчүн бу йиғинни уюштурдуқ” дегәнләрни тилға алди. У мундақ деди: “ана вәтинимиз түркийәдин миңларчә километир йирақлиқта болушиға қаримай, йүрикимизниң бир парчиси болған шәрқий түркистан бизниң ата вәтинимиздур. Шәрқий түркистан қәшқәрлик мәһмутниң вәтини, шәрқий түркистан йүсүф хас һаҗипниң вәтини, шәрқий түркистан султан сатуқ буғраханниң вәтини, шәрқий түркистан түрк-ислам мәдәнийити яралған вә тарқалған бир тупрақтур. Бу тупраққа игә чиқиш барлиқ түрк әвладиниң мәҗбурийитидур.”
Аюп танривәрди әпәнди бу қетимқи йиғин һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди: “әпсуски, бүгүн шәрқий түркистан коммунист хитайниң зулуми астида езилмәктә, ассимилятсийәгә учримақта, һәтта ирқий қирғинчилиққа дуч кәлмәктә. Болупму ахирқи айлардин буян, шәрқий түркистандин кәлгән ечинишлиқ хәвәрләрни аңлимақтимиз. Биз мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи болуш сүпитимиз билән бүгүнки бу программини һәр вақит шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида болғанлиқимизни йәнә бир қетим җакарлаш мәқситидә алаһидә уюштурдуқ.”
Турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүрүшичә, мюнхендики һәр саһә түрк җамаитиниң иҗтимаий вә мәдәний паалийәтлириниң мәркизи оргини болған “мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” йиллардин буян уйғурларниң сиясий күрәшлиригә яр-йөләктә болуп келиватқан бир тәшкилат болуп, алдинқи айлар вә һәптиләрдә бу тәшкилатниң әзалири җаза лагерлириға қарши елип берилған намайишларға актип иштирак қилған һәмдә “5-феврал ғулҗа вәқәси” мунасивити билән хитайниң мюнхендики консулханиси алдида өткүзүлгән намайишқиму қатнишип, хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши сиясәтлирини қаттиқ әйиблигән.
“мюнхен түрк мәдәнийәт мәркизи” дә өткүзүлгән “шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң арқа көрүнүши қандақ? түркийә немә қилиши керәк?” намлиқ бу йиғиниға қатнашқан д у қ фондиниң мәсули абдуҗелил әмәт әпәнди йиғинда уйғур дияриниң нөвәттики әмәлий вәзийитидин әтраплиқ мәлуматлар тәқдим қилип, түрк җамаитиниң һесдашлиқини қолға кәлтүргәнликини билдүрди.
Ахирқи айлардин буян явропадики түрк тәшкилатлириниң өзлүкидин қозғилип, хитайниң җаза лагерлириға қарши намайишларни өткүзүш, илмий муһакимә йиғинлирини уюштуруш паалийәтлири барғансери көпәймәктә. Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, алдимиздики айларда явропа миқясида йәнә хитайға қарши һәрикәтләрниң көлими барғансери кеңийидикән.