Германийә парламенти тарихида уйғур мәсилиси тунҗи қетим музакирә қилинди

Ихтиярий мухбиримиз илһам
2018.11.16
margareta-bawze-305.jpg Маргерита бавзе ханим 5-июл вәқәсиниң үч йиллиқини хатириләш намайишида нутуқ сөзлимәктә. 2012-Йили 5-июл. Германийә.
RFA/Ekrem

Йеқинқи айлардин бери дуняниң һәрқайси җайлиридики инсан һәқлири хизмитигә көңүл бөлүватқан шәхсләр, җәмийәтләр вә ахбарат орунлириниң ортақ тиришчанлиқи билән уйғурлар мәсилиси техиму көп дөләтләрдә әмәлий һесдашлиқларға вә қоллашқа еришмәктә.

Мушу айниң 6-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини қәрәллик көздин кәчүрүш йиғинида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси америка, әнглийә, германийә қатарлиқ 14 дөләт тәрипидин оттуриға қоюлди. Аридин бир күн өткәндин кейин германийә федерал парламентида милләт вәкиллириниң әтигәнлик нашта музакирисиниң асасий темиси болди.
Германийә парламентиниң уйғурлар мәсилисигә нәқәдәр көңүл бөлидиғанлиқи 8-ноябирда техиму очуқчилиққа чиқти. Германийә федерал парламенти хитайниң берлинда турушлуқ әлчиханисиниң қаттиқ наразилиқиға қаримай шу күни хитайниң уйғурларға қаритиватқан нөвәттики қаттиқ бастуруш тәқиплирини музакиригә қойди. Арқидин германийә ташқи ишлар министири хайко маас өзиниң өткән йәкшәнбә күндин башлап хитайда елип барған зиярити җәрянида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойди. Германийә һөкүмити тарихида йүз бериватқан бу йеңилиқлар өткән һәптидин бери германийәдики һәр хил гезитләр, радио-теливизийә қаналлири, тор бәтлири вә аммиви ахбарат васитилиридин әң көп орун алған қизиқ нуқтиға айланди.

Мушу айниң 8-күни саәт 8 дин 17 минут өткәндә германийә федерал парламентиниң муавин башлиқи петра пау ханим йешиллар партийәси тәрипидин тәйярланған “шинҗаңда йүз бериватқан еғир дәриҗидики кишилик һоқуққа дәхли-тәруз йәткүзүш қилмишлирини тохтитиш, ениқлаш вә җазалаш” дегән темидики илтимасниң музакирә қилинидиғанлиқи елан қилди.

Арқидин йешиллар партийәси кишилик һоқуқ гурупписиниң мәсули маргарета баузе ханим өз партийәсигә вакалитән сөзгә чиқип, илтимасни парламент вәкиллириниң диққитигә сунди. 

Германийәдики күчлүк партийәләрдин йешиллар партийәси тәрипидин тәйярланған бу илтимас германийә дөләт тарихида тунҗи қетим уйғур мәсилисиниң рәсмий шәкилдә һөкүмәтниң әң юқири оргини болған парламентта оттуриға қоюлуши иди.
Магарета баузе ханим мунбәргә чиқип, әмәлий мисаллар билән башланған илтимасини сунуп, мундақ деди: 

“президент ханим, хизмәтдашлирим! 

- Раһилә давут, 52 яш, хәлқарада тонулған профессор. Уйғур мәдәнийитини тәтқиқ қилғанлиқи үчүн қолға елинған.

- Пәрһат турсун, 49 яш, алаһидә көзгә көрүнгән язғучи, әсәрлиридә уйғур өрп-адәтлиригә орун бәргәнлики үчүн қолға елинған.

- Илһам турди, архитектор, америка пуқраси болған бир қиз билән той қилғанлиқи үчүн қолға елинған.

- Ирфан һезим, 19 яш, алаһидә нәтиҗә яратқан путболчи, путбол командиси билән биргә чәтәлгә чиққанлиқи үчүн қолға елинған.

- Муйәссәр муһәммәт, 37 яш, үч пәрзәнтниң аниси, қазақистан вәтәндашлиқиға илтимас қилғанлиқи үчүн қолға елинған.

Хизмәтдашлирим, бу исимлар пәқәт хитайниң ғәрбий-шималидики шинҗаңда рәһимсизләрчә һечқандақ қолға елиш буйруқи болмастин, сот ечилмастин, адвокат вә аилә-тавабиатлириға хәвәрму берилмәстин җаза лагериға қамалған бир милйондин көп кишиләрниң бир қисми.”

Баузе ханим уйғур дияриниң күнимиздә бу земинниң һәқлиқ игилири болған уйғурлар үчүн бир лагер дөлитигә айландурулғанлиқини баян қилип; “мән силәрниң бу хил еғир дәриҗидики инсан һәқлиригә дәхли-тәруз йәткүзүш қилмишини ениқ тонуп йетишиңларни вә бу һәқтә адил һөкүм чиқиришиңларни тәләп қилимән,” деди.

Һәрқайси партийәләрдин сайланған парламент әзалири яңратқан алқиш садалири билән көп қетим үзүлүп қалған бу доклатта баузе ханим һөкүмәтниң дөләт ичи вә хәлқарадики барлиқ амалларни қоллинип, лагерларни тақаш, җинайәтчиләрни ениқлаш вә у җинайәтчиләрни җазалашни тәләп қилидиғанлиқи ейтти. 

Илтимаста уйғур диярида елип бериливатқан түрлүк зораванлиқ, зулум вә зиянкәшликләр әтраплиқ тонуштурулғандин кейин германийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитидин төвәндикидәк үч ишни алаһидә тәләп қилиши тәкитләнгән:

1. Уйғур дияриға тәрәпсиз көзәткүчи вә журналистларниң киришигә йол қоюш, уйғур вә қазақларни рәһимсизләрчә түркүмләп қолға елишни дәрһал тохтитиш.

2. Барлиқ лагер вә тутуп туруш орунлирини тақаш, тутқунларни дәрһал вә шәртсиз қоюп бериш.

3. юқириқилардин башқа йәнә илһам тохти қатарлиқ бир қатар зиялийларни қоюп бериш, тутқун қилинғанларниң аилә-тавабиатлириға уларниң әһвали һәққидә тәпсилий мәлумат бериш.

Баузе ханим илтимасини “бейҗиң инсан һәқлирини иқтисадий тәрәққияттин төвән орунға қоюши мумкин. Әмма, германийә вә явропа үчүн инсан һәқлири бибаһадур” дегән җүмлә билән аяғлаштурди.

Иккинчи болуп сөзгә чиққан христиан демократлар бирлики вә христиан сотсиялистлар бирлики вәкили михаел бранд әпәнди хитайниң ғәрб әллиригә иқтисадий зораванлиқ ишлитип қалмастин, бәлки ғәрб әллириниң әркинлик системисиғиму һуҗум қиливатқанлиқини әскәртти. явропаниңму “йеңи йипәк йоли” темисида бир истратегийәгә еһтияҗлиқ икәнликини, бу арқилиқ узун мәзгил иқтисадий вә сиясий күчини сақлап қелиши керәкликини тәкитлиди. 

У доклатида йәнә уйғур диярида рәһимсизлик билән йолға қоюлуватқан һәр хил зораванлиқ һәм қийнаш усуллирини тилға елип, хитай һөкүмити узундин бери дуня җамаәтчиликидин йошуруп келиватқан бундақ әсәбий, инсан қелипидин чиққан қилмишларни паш қилған кишилик һоқуқ органлириға болған миннәтдарлиқини билдүрди. 
У йәнә келәр айниң башлирида германийә вә хитай һөкүмәтлири арисида елип берилидиған инсан һәқлири сөһбитигә германийәниң толиму әстайидиллиқ билән мәхсус тәйярлиқ қилиши вә хитай билән болған муамилидә йеңи бир дәвр ечиши керәкликини тәкитлиди. Сөзиниң ахирида у йәнә йешиллар тәрипидин сунулған илтимасниң дәлил-испатлири йетәрлик, әстайидиллиқ билән тәйярланғанлиқини, христиан демократлар бирлики вә христиан сотсиялистлар бирликиниңму келәр йерим йиллиқ инсан һәқлири пиланини “диний әркинлик: хитайдики динға ишинидиған аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ әһвали” дегән темида түзүшни тәләп қилидиғанлиқи билдүрди.

Униңдин кейин йәнә германийә үчүн алтернатиф партийәси, сотсиял демократлар партийәси, әркин демократлар партийәси вә башқа партийәләрниң германийә парламентидики вәкиллири арқа-арқидин сөз қилип, йешиллар партийәси тәйярлиған илтимасни қоллайдиғанлиқини, германийәниң хитай билән болған иқтисадий алақилиридә һәргизму кишилик һоқуқтин ибарәт мәңгүлүк қиммәтни қурбан қилмайдиғанлиқини билдүрүшти.

Әслидә 38 минут вақит берилгән “шинҗаңда йүз бериватқан еғир дәриҗидики кишилик һоқуққа дәхли-тәруз йәткүзүш қилмишлирини тохтитиш, ениқлаш вә җазалаш” темисидики илтимас музакириси 48 минут давамлишип толиму қизғин муназириләргә сәһнә болди.

Биз дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсадин германийә һөкүмити тарихида күнсайин күчийиватқан уйғур мәсилисигә көңүл бөлүш әһвали һәққидә көзқарашлирини соридуқ. У өзиниң германийә пуқраси болуш сүпити билән германийәниң шундақла ғәрб демократик дунясиниң уйғурлар мәсилисидә иҗабий қәдәмләр еливатқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.