Германийә кишилик һоқуқ комитети хитайниң етиразини рәт қилди
2018.11.16
Германийәниң һакимийәттә тәсири күчлүк болған 6 чоң партийәсиниң бир ариға келиши вә ортақ аваз чиқириши билән 9-ноябир германийә парламентида өткүзүлгән уйғурлар вә уйғур дияридики җаза лагерлириға беғишланған мәхсус йиғинда хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қаттиқ тәнқид қилинған иди. Бу йиғинда йәнә йиғивелиш лагерлирида зулумға учраватқан уйғур тутқунларниң паҗиәлири мисаллар билән оттуриға қоюлуп, парламент әзалириниң күчлүк һесдашлиқини қозғиди.
Мәзкур йиғинни тәшкилләшкә һәссә қатқан йешиллар партийәсиниң германийә парламентидики әзаси маргарета бавзе ханим бу йиғинда қилған сөзидә 1 милйондин артуқ уйғурниң қолға елиш уқтуруши болмиған, һечқандақ қануний рәсмийәтләргә таянмиған, аилиси вә җәмийәт билән алақиси пүтүнләй үзүп ташланған һалда җаза лагерлириға қамалғанлиқини баян қилип, раһилә давуттин тартип һезимғичә болған уйғур тутқунларниң исимлирини санап өткән иди.
10-Ноябир хитайниң берлиндики баш әлчиси наразилиқ баянати елан қилип, уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисиниң германийә парламентида музакиригә қоюлушиға “икки дөләт мунасивәтлиригә еғир тәсир йәткүзиду,” дегән. Берлиндики хитай әлчиханиси буниң биләнла қалмай, маргарета бавзе қатарлиқ парламент әзалириға телефон қилип, уйғурлар мәсилисини парламентниң күнтәртипидин дәрһал чиқириветишни тәләп қилған. 10-Ноябир “шәрқий түркистан миллий кеңиши” гә қатнишип нутуқ сөзлигән маргарета бавзе ханим бу һәқтә чүшәнчә бәргән иди.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди бу һәқтә тохталғанда германийә парламенти вә кишилик һоқуқ органлириниң уйғурлар мәсилисигә рәсмий қол тиққанлиқини, хитайниң етиразлириниң нәтиҗә яриталмайдиғанлиқини илгири сүрди.
Германийә ахбарат васитилиридики учурлардин қариғанда, германийә федерал һөкүмити кишилик һоқуқ комитетиниң мәсули барбел кофлер ханим түнүгүн хитайниң етиразлирини рәт қилип баянат бәргән. У сөзидә ғәрб қиммәт қаришиға игә болған, демократик сайлам арқилиқ вуҗудқа чиққан бир парламентниң ички ишлириға хитайниң қопаллиқ билән арилашмаслиқини тәләп қилған.
“германийә авази” ниң 15-ноябир барбел кофләр ханим билән елип барған мәхсус сөһбитиму мушу темиға беғишланған. “кофлер: парламенттики шинҗаң муназириси интайин муһим” намлиқ бу сөһбәттә тунҗи болуп оттуриға қоюлған: “германийә парламентида өткүзүлгән уйғур дияридики қайта тәрбийиләш лагерлири тоғрисидики муһакимигә хитай тәрәп қаттиқ наразилиқ билдүрди. Буниңдин сиз қанчилик һәйранлиқ һес қилдиңиз?” дегән соалға барбел кофлер ханим мундақ җаваб бәргән:
“бизниң хитайниң кишилик һоқуқ сияситигә қарита қилған тәнқидлиримизгә хитай тәрәп охшимиған усулларда қаршилиқ билдүрди. Бәзидә дипломатик усулларни қолланди, бәзидә биваситә сөһбәт җәрянида наразилиқ билдүрди. Әмма мениңчә, хитайниң бу қилмишлири һәқиқәтәнму ят бир һадисә. Парламент әзасиниң ишханисиға биваситә телефон уруп бесим ишләтсә болмайду. Германийә парламент әзалириниң мустәқил орни бар. Һәрқандақ кишиниң атикарчилиқ қилип немини музакирә қилиш, немини музакирә қилмаслиқни бәлгиләп беришигә рухсәт қилинмайду. Әксичә ейтқанда, бизму бундақ қилалмаймиз. Биз кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин уйғурларниң тәқдиригә мунасивәтлик кишини әндишигә салидиған доклатларни тапшуруп алдуқ. Бу доклатларға асасланғанда, уйғурлар қанунсиз лагерларға мәҗбурий топлинип қаттиқ муамилә вә тән җазалириға учримақта. Хитай һөкүмити қисмән лагерларни ‛қайта тәрбийиләш мәркизи‚ дәп атимақта, һәтта уни ‛кәспий йетиштүрүш мәркизи‚ дәп пәрдазлимақта. Уйғур районида хитай даирилири камералар арқилиқ кочиларни назарәт қилмақта, туралғуларни ахтурмақта, тор бәтләр, електронлуқ әслиһәләрни назарәт қилмақта, д н а әвришкилирини топлаш арқилиқ пухраларни тәқиб астида тутмақта, буниң дәриҗиси мисали тепилмайдиған басқучқа йәтти. Буниң үчүнму федерал парламентниң бу хусуста муназирә елип бериши интайин муһим иди.”
Д у қ ниң явропаға мәсул вәкили әсқәрҗан әпәнди бу хусуста тохталғанда барбел кофлер ханимниң баянлириниң германийә һөкүмитигә вәкиллик қилидиғанлиқини, униң пикирлириниң германийә дөлитиниң авази икәнликини әскәртти.
Германийә федерал һөкүмити кишилик һоқуқ комитетиниң мәсули кофлер ханим сөзидә йәнә хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң хитайниң өзлириниң қанунлириғиму хилап икәнликини, хәлқара әһдинамиләргә хилап икәнликини, хитайниң “җуңгочә кишилик һоқуқ” ни ғәрб қиммәт қариши асасидики һәқиқий кишилик һоқуқниң орниға дәсситишкә урунуватқанлиқини, ғәрб қиммәт қаришиға тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини, әмма буниң асанға чүшмәйдиғанлиқини тәкитләп, “йирақни көзлигәндә, хитайниң ипадә әркинлики, етиқад әркинлики қатарлиқ кишилик һоқуққа қарита йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш сиясити әмәлийәттә муқимсизлиқ яритидиған асасий амил” дегәнләрни тилға алған.
Мюнхендики уйғур җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди ғәрб демократик әллириниң уйғурлар мәсилисигә болған җиддий муамилисиниң уйғурларға үмид беғишлаватқанлиқини тилға алди.
Уйғурларниң җаза лагерлири мәсилиси нөвәттә хәлқарада җиддий темилар қатаридин орун алмақта. “германийә авази” ниң 14-ноябирдики “шинҗаң йәр шарида әң җиддий инсанпәрвәрлик кризисигә дуч кәлмәктә” намлиқ хәвиригә асасланғанда, 10-ноябир күни тәйвәнниң мәркизи тәйбейдә чақирилған “2018-йиллиқ осло әркинлик мунбири” йиғинида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси нуқтилиқ музакиригә қоюлған.