Германийәниң баш әлчиси михаел клаус хитайни йәнә биарам қилди
2017.12.29

Германийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси михаел клаусниң бу һәптә таратқуларға қилған сөзи хитай даирилирини йәнә бир қетим қаттиқ биарам қилди.
Игилинишичә, 27-декабир күни америка вә германийәниң бейҗиңдики әлчиханилири 8 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған хитай кишилик һоқуқ адвокати ву генни қоюветиш һәққидә бирләшмә чақириқ елан қилған иди. Униңдин бир күн илгири, йәни 26-декабир күни германийәниң бейҗиңдики баш әлчиси михаел клаус таратқуларға сөз қилип, хитайдики барғансери яманлишип кетиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини тәнқид қилған иди. Буниңдин қаттиқ биарам болған хитай даирилири ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиңниң еғизи арқилиқ рәддийә қайтуруп: “ақ-қарини астин-үстүн қилди, мәсулийәтсизлик қилди, дегәнлири кәспий дипломатқа лайиқ әмәс” дегәндәк қопал ибариләрни ишләткән.
“германийә долқунлири” радиосиниң 28-декабир “франкфурт мәҗмуәси” гезитидин нәқил елип баян қилишичә, 26-декабир күни германийәниң хитайдики баш әлчиси михаел клаус “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң зияритини қобул қилған. У мундақ дегән: “хитай тәрәп 2016-йили түзүлгән германийә-хитай тор бихәтәрлики кеңәш системиси бәрпа қилиш мәсилисидә сәмимий болмиди”. У йәнә “хитайда диалог сәмимийити болмиғач, бу системиниң қурулуши бүгүнгә қәдәр әмәлгә ашмиди,” дегән.
27-Декабир күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң қаттиқ тәләппузда рәддийә берип, “михаел клаусниң қарашлири әмәлийәткә уйғун әмәс, һәтта ақ-қарини арилаштурувәткән. Дегән сөзлири германийәниң җуңгодики баш әлчилик салаһийитигә вә дипломатийә кәспигә лайиқ әмәс. Биз униң мәсулийәтсиз сөзләрни қилмаслиқини, җуңго-германийә мунасивәтлириниң тәрәққияти вә икки тәрәпниң өз-ара мәнпәәт һәмкарлиқини илгири сүридиған ишларни көпрәк қилишини үмид қилимиз,” дегән. Хуа чүнйиң буниң биләнла қалмай “җуңго тәрәп көп қетим германийә тәрәпкә вәкилләр өмики әвәтип, бу мәсилини музакирә қилишни тәклип қилди. Әмма германийә тәрәп бу ишни изчил арқиға созуп кәлди. Әмди улар бир өрүлүпла җуңго тәрәпни диалог сәмимийити йоқ дәп әйиблимәктә. Бу пүтүнләй қаидисизлик,” дегән.
Германийә баш әлчиси михаәл клаус көздә тутқан “германийә-хитай тор бихәтәрлики системиси келишими” 2016-йили икки тәрәп һөкүмәтлири тәрипидин имзаланған болуп, бу келишимгә көрә, хитай һөкүмити чәклигән интернет в п н қошумчә мулазиметирини әслигә кәлтүрүш яки мувапиқ бир система бәрпа қилиш мәсилиси музакирә қилинмақчи болған. Чүнки, в п н ниң чәклиниши хитайдики германийә карханилириниң мәхпийәтликни сақлаш имканийитини йоққа чиқарған. Хитай бу системини чәкләш арқилиқ, чәтәл карханилириниң мәхпийәтликлирини пәқәтла хитай интернет бошлуқи саһәсидила сақлиялайдиған вә тосалғудин һалқип паалийәт қилишқа мумкинчилик болмиған дәриҗигә чүшүрүп қойған иди.
“франкфурт мәҗмуәси” гезитиниң илгири сүрүшичә, “давамлиқ иҗадийлиқ билән диалог қурушни тәкитләйдиған, инақлиқ вә тинчлиққа чақириқ қилидиған хитай ташқи ишлар баянатчисиниң германийә баш әлчисини бу қәдәр қаттиқ тәнқид қилиши” ға германийә-хитай һөкүмәтлири 2016-йили 6-айда өткүзгән “тор бихәтәрлики келишими” ға германийә тәрәп әмәл қилған болсиму, хитай тәрәпниң әмәл қилмиғанлиқи сәвәб болған икән. Чүнки берлин билән бейҗиң оттурисида түзүлгән бу келишимдә “һәрқандақ шәкилдики яман нийәтлик хаккерлиқ һәрикәтлиридин сақлиниш” тәшәббуси орун алған болсиму, хитай хаккерлириниң һуҗумлири давамлишивәргән, һәтта техиму күчәйгән. Техи икки һәптә илгири германийә асасий қанунни қоғдаш идариси очуқ мәлумат елан қилип, “хитай хаккерлириниң германийәниң сиясий, иқтисадий, техника саһәлиригә болған һуҗуминиң йеқиндин буян һәссиләп күчәйгәнлики” ни елан қилған. Бу доклатта йәнә “линкедин” гә охшаш иҗтимаий таратқулардин пайдилинип, хитай тәрәпниң германийәниң сиясий вә иқтисадий саһәлиридики хадимлирини сетивелишқа урунуш хаһишлириниңму күчәйгәнлики баян қилинған.
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң рәиси улрих делиюс әпәнди бу мәсилә һәқтә пикир баян қилғанда, хитайниң һәқ сөздин вә өзиниң җинайәтлириниң ашкарилинишидин давамлиқ биарам болидиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “бу мәсилиниң германийә мәтбуатлиридин йәр алғанлиқи яхши болди. Бу мәсилә хитайниң маһийитини ашкарилаш ролини өтәйду. Михаел клаусниң оттуриға қойғанлири германийә-хитай оттурисидики реал мәсилә. Хитай бу һәқ пикирләргә тақәт қилалмай дәрһал инкас қайтурди һәмдә германийә баш әлчисини әйиблиди. Хитай һаман һәқ гәптин вә җинайәтлириниң мәтбуатларда паш қилинишидин шунчилик қорқиду. Хитайда ашкарилашни күтүватқан нурғунлиған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һадисилири бар. Мәсилән, уйғурларниң бүгүнки паҗиәлик вәзийити. Дуняниң һеч йеридә һеч бир милләт бу қәдәр еғир реҗим вә бастуруш астида турған әмәс. 2017-Йили уйғурлар үчүн қабаһәтлик бир йил болди. Дуня үчүнму номуслуқ бир йил болди. Мән уйғурлар мәсилисиниң алдимиздики йилларда хәлқараниң техиму җиддий диққитини қозғишини үмид қилимән”.
Франсийәлик хитайшунас профессор мари һолизман ханим бу хусуста тохталғанда, хитай һакимийитиниң бүгүнки һәқиқий қияпитини дуняға билдүрүшниң зөрүрлүкини тилға алди. У мундақ деди: “биз чәтәлләрдики техиму көп кишиләрниң нөвәттики реаллиқни билишини вә униңға көңүл бөлүши үмид қилимиз. Хитай һакимийити өзиниң иқтисадий күчигә, дипломатик утуқлириға, тәшвиқат әвзәлликигә тайинип, кишилик һоқуқниң әсли мәнисини пәқәтла хитай һакимийитиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған шәкилдә ясап чиқип, хитайчә бир кишилик һоқуқ уқумини дуняға теңиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватиду. Кишилик һоқуқниң асасий принсиплирида йәр алған сөз, мәтбуат, етиқад әркинликиниң орниға иқтисадий мәнпәәтни дәсситиш арқилиқ пәқәт хитай үчүнла хизмәт қилидиған бир идеологийәни базарға салмақчи болуватиду. Бу мәқсәткә йетиш үчүн хитай ичидә, болупму уйғур, вә тибәт районлирида кишилик һоқуқни халиғанчә дәпсәндә қиливатиду. Қолини пүтүн дуняға узартиватиду. Бундақ бир вәзийәттә, һәрқайси дөләтләр әлчилири вә хадимлириниң хитайниң маһийитини ечип ташлайдиған пикирләрдә бөлиши көп әһмийәтлик. Дуня хитайни билсун вә бәлки барғансери яхши билишкә башлиди. Буниң иҗабий бир нәтиҗә яритидиған замани келиду.”
Мәлум болушичә, михаел клаус 2013-йилидин башлап германийәниң хитайдики баш әлчиси болуп тәйинләнгәндин буян хитайни көп қетим биарам қилип кәлгән. “франкфурт мәҗмуәси” гезитиниң баян қилишичә, у хитайдики бәзи назук мәсилиләр һәққидә қарашлирини удулла баян қилип кәлгән болғач, хитай даирилирини көп қетим нарази қилған. Михаел клаус пикирлирини даим дегүдәк хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” дә ипадиләп, хитай хәлқиниңму көрүшигә пурсәт яритип бәргән. У, 2017-йили 10-айниң 15-күни мәзкур гезиткә қилған сөзидә “хитайдики тор чәклимисиниң әркин риқабәт вә карханиларниң тәрәққиятиға тосалғу болидиғанлиқини, хитайни дуняда йетим қалдуридиғанлиқини” тәкитлигән вә бу сөзлири билән хитайни биарам қилған. 2017-Йили 8-айниң 24-күни хитай кишилик һоқуқ адвокати җаң тйәнйоң сот қилинғанда, михаел клаус йәнә “бу сот қанун тәртиплиригә уйғун әмәс. Җавабкар адвокат тәләп қилиш һоқуқиға еришәлмигән. Бундақ бир соттин адил һөкүм чиқирилиши мумкин әмәс. Униң соти қанун дөлитиниң принсиплириға вә кишилик һәқ-һоқуққа һөрмәт қилинған асаста ечилиши керәк,” дәп хитай тәрәпни йәнә нарази қилған.