Голландийәдә түркий хәлқләр әзәрбайҗанлиқларниң намайишиға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.04.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
gollandiye-ezerbeyjan-arminiye-namayish-2016.jpg Голландийәдики түркий хәлқләрниң дәнһах шәһиригә җайлашқан әрменийә баш консулханиси алдида намайишидин бир көрүнүш
RFA/Pidaiy


2016 - Йили 7 - апрел голландийәдә яшаватқан түркий системисидики хәлқләр топлишип, голландийәниң дәнһах шәһиригә җайлашқан әрменийә баш консулханиси алдида намайиш қилди.

Түрлүк лозунка вә байрақлири билән уйғур, түрк, түркмән, ноғай, татар, қерим вә әзәрбәйҗан қатарлиқ әлләрни тәмсил қилған намайишчилар әзәрбәйҗанниң дөләт шеири вә миллий маршини оқуди. Әрмәнләрниң қирғинчилиқлирини әйибләп шоарлар товлиди, баянатлар оқуди.

Шу җай вақти чүш саәт бир йеримдин икки йеримғичә давам қилған бу паалийәтни голландийә әзәрбәйҗан түрк күлтүр җәмийити орунлаштурған болуп, мәзкур җәмийәтниң рәиси елхан ашқин әпәнди зияритимизни қобул қилди.

У алди билән, бүгүн бу йәргә келип өзлири билән бир сәптә болған түрк системисидики қериндашлири қатарида уйғурларғиму рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрүп өттти.

У мундақ деди: “әзәрбәйҗан билән уйғур түрклириниң мәсилиси охшаштур. Чүнки уйғурлар хитайлар тәрипидин, әзәрбәйҗан болса, рус вә әрмәнләр тәрипидин ишғал қилинғандур. Биз бир муш болушимиз лазим. Бүгүн қарабағ азад болса, шәрқий түркистан азад болур. Шәрқий түркистан азад болса, кәркөк вә түркмән әллириму азад болур. Түркниң күчини вә түркниң бирликини көрситидиған пәйт кәлди. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз қорқуп қалмисун, уларниң арқисида милйонларчә түрк дуняси бардур. Биз голландийәдә елип бериватқан түрлүк паалийәтлиримиздә, һәрқачан уйғур қериндашлиримизниң йенида болдуқ вә йәнә болимиз” деди.

У йәнә әрмәнләр билән әзәрбәйҗанлиқлар арисидики зиддийәтләрниң сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди: “1837 - йили ‛түркмән чейи келишими‚ дә әзәрбәйҗан әпсус иккигә бөливетилди. ‛җәнубий әзәрбәйҗан‚ вә ‛шималий әзәрбәйҗан‚. Худди шәрқий түркистанға охшаш. Қарабағ бизниң тупрақлиримиздур. Сүрийәдин, ирандин вә түркийәдин кәлгән әрмәнләрни сталин қарабағқа йәрләштүрди. Биз уларни қойнимизға алдуқ. Меһман қилип, өйлиримизниң ишикини ачтуқ. Әмма, улар кейин бизни өзимизниң тупрақлиридин сиқип чиқармақчи болди.”

Бу намайишқа иштирак қилған уйғурлардин голландийә уйғур бирлики мәсули садиқҗан сәләй әпәндиму бу мунасивәт билән зияритимиз қобул қилип: “биз уйғур хәлқиму зулумға учриғучи бир хәлқ болғанлиқимиз үчүн, зулумға қарши мәзлум әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизниң йенида болдуқ. Биз ялғуз әмәс.” деди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин ийса қараҗимму әзәрбәйҗан хәлқиниң тәқдир - қисмәтлири һәққидә тохтилип өтти вә уларниң күрәш йоллирида төләватқан бәдәллиридин дәрс елишқа тегишлик тәрәплирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.