Голландийидә “террорчи хитай” намлиқ намайиш өткүзүлди
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.09.11
2014.09.11
Йәкәндә йүз бәргән в “28 - июл қирғинчилиқи” ни дуня җамаитигә билдүрүш мәқситидә түрлүк паалийәтләрни орунлаштуруп келиватқан чәтәлләрдики уйғурлар қатарида голландийәдики уйғурларму 3 - қетимлиқ намайиш паалийитини 11 - сентәбир пәйшәнбә хитай консулханиси алдида өткүзди.
Саәт 2 дин 4 кә қәдәр илип берилған паалийәттә намайишчилар ай - юлтузлуқ көк байрақлирини ләпилдәтти вә шоарлар товлиди.
Паалийәт тәшкиллигүчи голландийә уйғур бирлики мәсули абдусалам нияз әпәнди паалийәтниң 11 - сентәбир күнигә пиланлинишидики сәвәб - мәқсәтләр һәққидә тохталди.