Голландийәдә туғулуп өскән түрк қизлири уйғур қериндашлирини йоқлиди
2015.12.11
6 - Декабир голландийәниң арнһм шәһиридә оқуватқан аминә сумбул вә һилал демирәл қатарлиқ үч түрк қизи башқа түркий тиллиқ хәлқләрни техиму яхши билиш үчүн голландийәдики уйғур қериндашлирини йоқлап кәлгән вә уйғур дияриниң нөвәттики вәзийитини дуняға аңлитишқа бәл бағлиғанлиқини билдүрүшкән.
Улартунҗи зийраити үчүн зәйст шәһиригә җайлашқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң айлиқ сөһбәт паалийитидә җәм болған уйғурларни таллиған.
Игилишимизчә, қизлар өзлири оқуватқан мәктәпниң бир туташ орунлаштуруши билән бүгүнки реал дуняда дуняниң һәрқайси җайлиридики халиған бир қовм яки милләтниң күлтүр - мәдәнийәт, иқтисадий вә сиясий саһәлиридә учур игиләп, доклат беришкә уюштурулған болуп, улар уйғурларниң әһвалини тонуштурушни тапшуруқ темиси қилип таллиған.
Зияритимизни қобул қилған қизлар шу йәр вақти чүштин кейин башлинип, кәч саәт 9 ға қәдәр давам қилған бу паалийәттә өзлири қизиққан саһәләрдики соаллириға қанаәтлинәрлик җавабларни алғанлиқини билдүрди.
Аминә сумбул исимлик қиз қандақ болуп уйғурлар вә уларниң вәтинини бу қетимлиқ мәшиқ темиси қилип талливалғанлиқини чүшәндүрүп: “дуня җуғрапийиси дәрсликидин ортиға чиққан бу тапшуруқ әсли испанийәдики ички маҗиралар вә униң сәвәблири һәққидә болуп, бу бизни анчә җәлп қилалмиған иди. Шуниң билән ханимдин өзимиз халиған бир йәрдики зиддийәткә толған бир хәлқниң әһвалини тема қилип таллашқа боламду, дәп соридуқ. Ханим мақул, деди. Шуниң шәрқи түркистанни таллидуқ” деди.
Һилал демирәл атлиқ қизму бу хил таллашқа сәвәб болған амилларниң аилә тәрбийисиниң түрткисидә мәйданға кәлгәнликини тәстиқлап: “җәзмәнки ‛ата - анимиздин алған тәсиримиз сәвәб болди‚ дейишкә тамамән болиду. Голландийә бизгә бу мәсилә һәққидә бир нәрсә өгәтмиди. Әмма, ата - анимизниң даимлиқ сөһбәтлири вә муназирилиридин шәрқий түркистандики қериндашлиқ мунасивитимизниң тарихи риштисини вә уларниң бүгүнки зулумға толған аччиқ қисмәтлири һәққидики мәлуматларни аңлап чоң болғанлиқимиз, бизниң бүгүнкидәк бир пурсәттә шәрқий түркистанниң вә уйғурларниң дәрдини аңлитишқа түрткә болди” деди.
Голландийәдики өлкү оҗақлири тәшкилатиниң актип паалийәтчиси идрис әпәнди бу қетимлиқ зиярити һәққидә тохтилип: “биз пәрзәнтлиримизгә давамлиқ шәрқий түркистанлиқ қериндашлириниң дәвасиға саһиб чиқишни дәвәт қилип кәлдуқ. Бу қизлар әнә шундақ бир тәрбийәниң тәсири билән бу йәргә кәлдиләр” деди.
Ата, анисиниң бу хил арзу - ғайилири билән йетилгән аминә сумбул, һилал демирәл вә нәслихан топалоғлу қатарлиқ бу қизлар толуқсиз оттура мәктәпниң оқуғучилири болуп, дуня җуғрапийиси дәрсликидә ортиға чиққан бу пурсәтни уйғур қериндашлириниң әһвалини тонуштурушқа сәрп қилған.
Игилишимизчә, бу қизлар тәйярлиған доклатини алди билән савақдашлириға, андин пүтүн мәктәптики оқуғучиларға аңлитиш үчүн мәхсус лексийә беридикән.
Голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң орунлаштурушида һәр айниң беши яки ахиридики йәкшәнбә күнлири бир қетимдин давам қилип келиватқан “айлиқ сөһбәт паалийити” голландийәдики уйғурларниң “диний вә миллий тәлим - тәрбийә”, “сөһбәт - муназирә”, “дидар ғәниймәт” қатарлиқлар мәзмун қилинған паалийәт болуп, нәччә йилдин бери изчил давам қилип кәлмәктә.
Җәмийәт мәсуллириниң билдүрүшичә, бу җәмийәт бу хил изчиллиқниң нәтиҗисидә уйғурлар вә уйғур елигә қизиққучиларниң голландийәдики тунҗи бекитигә айланған болуп, җәмийәт мәсуллириму бу хил меһманлириға лайиқида муамилә қилиш арқилиқ өз - ара тонушуш вә зич алақә орнитиш арқилиқ һәмкарлишишни қолға кәлтүрүп кәлмәктә икән.
Җәмийәт мәсуллиридин иса қараҗим җәмийәт орниниң муқимлиқи, паалийәт хизмәтлириниң даимлиқи вә изчиллиқидин яхши нәтиҗиләрниң мәйданға келиватқанлиқини билдүрди.
Бу қетимлиқ паалийәттиму зиярәткә кәлгән қериндашлар уйғур қериндашлириға түркләрниң миллий роһиға символ қилинған “һилал ай астида һувлаватқан бир бөрә” тәсвирләнгән ойма тахтини совға қилди. Уйғурларму ай - юлтузлуқ байрақ чүшүрүлгән шарпа совға қилип, достлуқни қәдирләйдиғанлиқини ипадилиди.