Голландийәдики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2015.07.25
gollandiye-namayish-turk-fidratsiyoni-bashliqi-mura-gidig.jpg Голландийәдики хитай консулханиси алдида намайиштин бир көрүнүш
RFA/Pidaiy


2015 - Йили 14 - июл голландийәниң пайтәхти дәнһах шәһиригә җайлашқан тайланд баш консулханиси билән хитай баш консулханиси алдида илгири - кейин намайиш вә иптар паалийити елип берилди.

Тайланд консулханиси алдидики намайишни голландийә уйғур бирлики тәшкилати уюштурди.

Хитай баш консулханиси алдидики намайиш вә иптар паалийити голландийә уйғур бирлики, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити вә голландийә түрк федератсийәсиниң һәмкарлиқида өткүзүлди.

Шу йәр вақти кәч саәт 8 дин 11 гә қәдәр давам қилған бу паалийәткә голландийәдики ноғай түрклири, ирақ түркмәнлири, әзәрбәйҗан түрклири вә шәрқий түркистанлиқлар болуп йүзләрчә киши иштирак қилди.

Паалийәттә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң вәкили иса савут әпәнди билән түрк федератсийәсиниң вәкили мурад гедик әпәндиләр муһим сөз қилди.

Иптардин илгирики намайишта ғәзәпләнгән намайишчилар җараңлиқ шоарлар товлиди вә баянатлар оқуди. Ай - юлтузлуқ көк байрақлар арисида түрк, түркмән вә әзәрбәйҗанлиқларниң байрақлириму биргә ләпилдиди. Хитайларниң таҗавузчилиқлири, чәктин ашқан зулумлириға қарши мәзмунлар йезилған плакат вә лозункилар қәд көтүрди. Әрләр, ханим - қизлар вә кичик балиларниң һәммиси баштин ахири бир һаяҗан билән аваз қошти.

Иптардин илгири пүтүн дуня мусулманлири қатарида шәрқий түркистанлиқларниң зулумдин қутулуп әркинликкә еришәлиши үчүн дуа - тилавәтләр қилди. Уйғур полуси билән түрк полуси иптарлиқ қилинип, намайишчилар шам намизидин кейин қайтишти.

Бу 2009 - йилдин буянқи хитай консулханиси алдида елип берилған әң җанлиқ вә көп санда кишиләр қатнашқан бир паалийәт болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.