Аместрдамдики паалийәттә һунлар, маҗарлар вә уйғурлар тонуштурулди
2014.12.15
14 - Декабир голландийиниң аместрдам шәһиридики бир залда, маҗаристандики “һонлар қурултийи” дин вәкил болуп кәлгән андрас әпәндиниң һонлар вә маҗарлар тарихини тонутуш программиси билән голландийидә яшаватқан түрк тарихи тәтқиқатчиси мәмәт тунҗәр әпәндиниң тәқдим қилишида инсан һәқлири күни мунасивити билән шәрқий түркситандики уйғурларниң нөвәттики вәзийитини тонутуш программиси мәзмун қилинған бир паалийәт өткүзүлди.
Паалийәткә голландийидики уйғур, түрк, татар, ногай қатарлиқ милләтләрниң аммивий тәшкилатлириниң вәкиллири вә хәлқ сәнәткарлиридин башқа, зиярәтчи актипларму қатнашти.
Паалийәттә алди билән мәзкур паалийәтни оюштурғучи “түрк өйи җәмийити” рәиси вәис гүнгүр әпәнди меһманларни қарши илиш сөзи қилди. Андин “һунлар қурултий”ниң вәкили андирас әпәнди паалийәт әһлигә өзиниң йиллардин бери издинишидин һунлар вә маҗарларниң тарихий вә бүгүнигә аит хуласилигән нәтиҗилири вә бу йолда көрсәткән теришчанлиқлиридин мәлумат бәрди.
Андин түрк тарихи тәтқиқатчиси, инсан һәқлири тәрғибатчиси, язар мәмәт тунҗәр әпәнди дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән, түрк қәвмлири ичидә әң чарисиз, ярдәмсиз бир һаләттә һаятлиқ муҗадилиси қиливатқан уйғурларниң бүгүнки әһвалидин мисаллар кәлтүрүп, дуня хәлқини уйғурларға ярдәм беришкә вә уйғурларниң тәқдиригә көңүл бөлүшкә чақирған доклати сунулди.
Паалийәттә йәнә, түрк хәлқ сәнәткарлири мәнилик нахшиларни тәқдим қилди. Уйғурлардин голландийидики түрлүк паалийәтләрдә алқишлинип келиватқан айгүл һәсән ханимму ана вәтини күйләнгән нахшисини тәқдим қилди.
Паалийәт шу йәр вақти чүштин кейин саәт 15:00 дин кәч саәт 18:00 гә қәдәр давам қилди.
Паалийәт ахирлашқандин кейин, зияритимизни қобул қилған һонлар қурултийиниң вәкили андирас әпәнди өзиниң 7 йил илгири үрүмчигә барғанлиқи, келәр йили қәшқәр тәрәпләргә бериш үчүн тәйярлиниватқанлиқи; маҗаристанда өткүзүлгән һонлар қурултийи һарписида, хитай баш әлчисиниң телефун арқлиқ, шу йәрдә тикләнгән байрақлар қатарида җуңго байриқиғиму орун бериш һәққидики тәлипини рәт қилғанлиқи һәққидә сөзләп бәрди.
Язғучи мәмәт тунҗәр әпәндиму уйғурлар билән болған достлуқ вә һәмкарлиқ мунасивитиниң узун йиллиқ мусапилирини әсләп өтти вә уйғурларниң бүгүнки әһвали пәләстин хәлқиниңкидин нәччә һәссә еғир боливатиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Паалийәткә иштирак қилған тәшкилатлар қатарида “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” вә “голландийә уйғур бирлики” тәшкилати вәкиллириму тәклип билән қатнашти. Голландийә уйғур бирлики тәшкилатидин садиқҗан сәләй әпәнди бу паалийәттә уйғурларға алақидар қандақ хизмәтләрни сунғанлиқидин мәлумат бәрди.