Google Ширкити америка дөләт мәҗлисидики гуваһлиқ бериш йиғинида уйғурларниң наразилиқиға дуч кәлди

Мухбиримиз әзиз
2018.12.11
google-guwahliq-berish-yighinidin-bir-korunush.jpg Америка дөләт мәҗлисидә ечилған гугил ширкити ясимақчи болған сүзгүчлүк иқтидарға игә издигүчи системиниң хитай һөкүмитиниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилишиға қандақ ярдәмдә болидиғанлиқи һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 11-декабир, вашингтон.
RFA/Eziz

Америкидики әң чоң ширкәтләрдин болған Google ширкити 2006-йили қурулғандин тартип тор дунясидики әң алқишқа еришкән издәш тори болуп кәлмәктә. Шу сәвәбтинму дуняда буни билмәйдиған кишиләр бәкму аз. Мана мушу йосунда изчил тор дунясида үстүн орунни игиләп кәлгән Google ширкити 2010-йилидин башлап хитай һөкүмитиниң буйруқи бойичә хитайда мәни қилинған һәмдә пүтүнләй тосуветилгән.

Йеқинда Google ширкитиниң қайтидин хитай һөкүмити билән сөһбәткә олтуруп, хитай һөкүмитиниң тор тәлипигә маслашқан йеңи издәш системисини ясаватқанлиқи, бу йеңи системиға мәхсус сүзгүч орнитилидиғанлиқи, бу арқилиқ хитай һөкүмитигә яқмайдиған барлиқ мәзмунларни сүзүш арқилиқ тор дунясидики һөкүмәткә болған қаршилиқниң алдини алмақчи болуватқанлиқи һәрқайси ахбарат васитилиридә көпләп муназиригә сәвәб болуватқанлиқи мәлум.

Әнә шу муназириләрниң бири сүпитидә Google ширкитиниң хитай һөкүмити үчүн мәхсус тор сүзгүчи орнитилған издәш системиси ясап бәрмәкчи болуватқанлиқи һәққидики гуваһлиқ бериш йиғини бүгүн, йәни 11-декабир күни америка дөләт мәҗлисидә ечилди.

Мәлум болушичә, Google ширкитиниң “учар әҗдиһа” дәп нам қоюлған мәзкур издәш системиси хитай һөкүмитиниң алақидар тәрәплири билән көп тәрәплимә муһакимә өткүзүш асасида ишләнгән икән. Навада бу базарға селинса пүтүн дуняға диктаторилиқ вә һакиммутләқлиқниң әң типик үлгиси болуп тонулуватқан хитайға техиму зор бастурушниң йолини ечип бәргәнликкә баравәр болидикән. Йеқиндин буян мушу һәқтә барғансери көпләп оттуриға чиққан муназириләрниң әң муһим нуқтиси болған бу һал бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғини ечилиш биләнла гуваһлиқ бәргүчи шәхс, Google ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари сандар пичайниң алдиға ташланди.

Бүгүнки гуваһлиқ бериш йиғининиң гуваһчиси, җумһурийәтчиләр партийәси әдлийә комитетиниң рәиси комикевин маккарсий сөз елип Google ширкитиниң чәтәл мәмликәтлири билән болған мунасивәттә һәрқачан америкиниң қиммәт қариши, пикир әркинлики вә инсан һәқлири бойичә иш көрүп келиватқанлиқини, әмдиликтә болса бу ширкәтниң хитай компартийәси үчүн сүзгүч орнитилған издәш системиси ясаватқанлиқини, бу җәһәттә уларниң хитайдики әң чоң тор системиси болған теңшүн гуруһи билән һәмкарлишиватқанлиқини, әмдиликтә болса Google ширкитиниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан системилиқ назарәт, бастуруш вә тәқиб қилишларға һәмдәмдә болмақчи болуватқанлиқини, әмма мушу вақитниң өзидә хитайдики һакиммутләқ дөләт аппаратиниң сани аллиқачан бир милйондин ешип кәткән уйғурларни аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамивалғанлиқини оттуриға қоюп, сандар пичайдин буниңға җаваб сориди.

Шуниңдин кейин Google ширкитиниң дуняви ширкәткә айлинишиға әгишип, тор дунясидики издәш паалийитиниң асаслиқ васитисигә айлинип қалғанлиқини, әмма бу җәрянда хусусий учурларни өзидә сақливелиш, сиясий җәһәттә бир тәрәплимә учурларни топлап көрситиш, Google ширкити ясап чиққан Android телефонлириниң телефон ишләткүчиләрниң ғайәт зор сандики хусусий учурлирини Google үчүн сақливелиш, Google ширкитиниң башқурушидики Youtube қанилиниң җәмийәттә иҗтимаий өчмәнлик тәрғиб қилинғучи мәзмунларға орун бериши қатарлиқ мәзмунлар һәққидә дөләт мәҗлисиниң йигирмә нәччә әзаси сандар пичайни соалға көмүвәтти.

Сандарму бу соалларға өз йолида җаваб берип бир қисим әйибләшләрни рәт қилди, бир қисим әһвалларниң болса һазир җиддий түзилитиливатқанлиқини билдүрди. Әмма ахирида өзлириниң “хитай һөкүмити үчүн ясап бериватиду” дәп қариливатқан “учар әҗдиһа” намлиқ сүзгүчлүк издәш системисини ясаш хизмитиниң ички қисимдики тәҗрибә сүпитидә давам қиливатқанлиқини, әмма Google ширкитиниң һазирчә техи бундақ бир издәш системисини хитайда базарға селиш пиланиниң йоқлуқини билдүрди.

Бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғини ечилиш алдидила бир қисим уйғурлар йиғин зали алдида Google ширкитиниң “учар әҗдиһа” намлиқ сүзгүчлүк издәш системисиға қарши мәзмундики пилакатларни көтүрүп пәйда болған иди. Америкидики актип уйғур паалийәтчи рошән аббас йиғин зали сиртида вә ичидә көтүргән наразилиқ мәзмунидики тахтай сандар пичай гуваһлиқ залиға кириватқанда униңға йүзләнди. Шуниң билән биргә көплигән ахбарат васитилириниң диққитигә сазавәр болди.

Биз йиғиндин кейин рошән аббасни зиярәт қилип, униңдин немә үчүн бүгүнки йиғинға бундақ бир тахтайни көтүрүп кәлгәнликини соридуқ. У бу һәқтә тохтилип Google ширкитигә охшаш пүтүн дуняда алқишқа еришкән бир ширкәтниң қанхорлуқ қиливатқан хитай һөкүмитидәк бир рәзил һакимийәт билән һәмкарлашмақчи болушиға наразилиқ билдүрүшни қарар қилғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғини дуня ахбаратидики әң зор вәқәләр қатарида муамилә қилинған болуп, йиғин башланмай турупла дунядики асаслиқ ахбарат васитилириниң йүздин артуқ мухбири залниң ичи-тешини санҗақ-санҗақ адәм деңизиға айландурувәткән иди. Йиғинға қатнашқили кәлгән уйғурлардин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән бу тоғрилиқ сөз болғанда мәзкур вәқәниң дуня үчүн бунчә зор диққәт қозғишиниң хитай һөкүмити нөвәттә иҗра қиливатқан инсанийәткә қарши қилмишлар билән зич мунасивәтлик икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, Google ширкитиниң хитай билән болған һәмкарлиқ мунасивити давамлиқ дуня ахбаратиниң диққитидә болуватқан болуп, бу һәқтә қандақ өзгиришләрниң оттуриға чиқишиға милйонлиған көзләрниң тикилип туруватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.