Гуәнтанамодин кәлгән икки уйғурни түркийә қобул қилди
2013.05.21

Америка қошма штатлириниң башқуруши астидики гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгәндин кейин 13 ай әлсалвадорда турған 2 уйғур вәтәнсизлик гуваһнамиси билән өткән һәптә истанбул ататүрк айропилан истансисиға кәлгән.
Бир қанчә күн айропилан истансисидики сақчи идарисиниң тутуп туруш орнида тутуп турулғандин кейин, түркийә миллий истихбарат идариси билән ташқи ишлар министирлиқиниң рәт қилишиға қаримастин панаһлиқ тәлипи қобул қилинип истанбулға қәдәм қойған.
Түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған “милләт” гезитидә елан қилинған “уйғурлар истанбулға қәдәм бесишиға кризис пәйда болди” мавзулуқ хәвәрдә, түркийә ташқи ишлар министирлиқи, түркийә миллий истихбарат идариси билән истанбул валий мәһкимиси оттурисида кризис пәйда қилған бу һадисиниң җәряни мундақ баян қилинған:
“11-сентәбир вәқәсидин кейин афғанистандин тутуп гуәнтанамоға елип кетилгән уйғурлардин иккиси 13 ай бурун түрмидин қоюп берилгән иди. Исми мәхпий тутулған икки уйғур түрк паспорт орнида өзлиригә берилгән вәтәнсизлик гуваһнамиси билән америка қошма штатлиридин әлсәлвадорға кәткән иди.
Гуәнтанамодин қоюп берилип 13 ай әлсалвадорда турған 2 уйғур түрки өткән һәптә америка қошма штатлири өзлиригә бәргән вәтәнсизлик гуваһнамиси билән истанбул ататүрк айродромиға кәлгән. Айродромда түркийә хәвпсизлик хадимлири тәрипидин назарәтханида сораққа тартилғанда, бешидин өткәнләрни түрк сақчилириға аңлитип түркийәдә қелишни арзу қилидиғанлиқини баян қилған.
Хәвпсизлик хадимлири бу әһвални ташқи ишлар министирлиқи билән түркийә миллий истихбарат идарисигә билдүргән. Мәзкур икки идарә бу икки уйғурни түркийә қобул қилса түркийә билән хитайниң дипломатик мунасивитигә тәсир йетидиғанлиқини, шуңа бу икки уйғурниң кәлгән дөлитигә қайтурулуши һәққидә рәсмий хәт әвәткән. Бу икки уйғур панаһлиқ тиләш рәсмийәтлирини өтәп түркийәгә кириштә мувәппәқийәтлик болған. Бу рәсмийәт хәлқаралиқ панаһлиқ тиләш қануниға асасән беҗирилгән.”
Түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған “милләт” гезитиниң баш бетидә елан қилинған, журналист толга шардан әпәнди язған “гуәнтанамодин кәлгән уйғур кризиси” мавзулуқ баш мақалиниң “түркийә хитай оттурисида уйғур мәсилиси” мавзулуқ қисмида мундақ йезилған:
“түркийәниң уйғур аптоном райони билән болған мунасивити түркийә-хитай мунасивитидә муһим орун игиләйду. Уйғур аптоном райони хитай һөкүмити тәрипидин йеқиндин көзитилмәктә. Хитай һөкүмити уйғурларни террорист дәп әйиблимәктә. Уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханимниму террорист дәп әйибләватқан хитай, түркийә-хитай мунасивитидиму давамлиқ һалда уйғур мәсилисини күнтәртипкә елип кәлмәктә”.
Гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурлар бурунму көп қетим һәр хил йоллар билән түркийәгә келиш үчүн илтимас қилған болсиму, түркийә һөкүмити хитай билән болған мунасивитигә тәсир йетидиғанлиқини илгири сүрүп қобул қилмиған иди. Бу қетим қобул қилишидики сәвәб немә? буниң түркийә-хитай мунасивитигә қандақ тәсири болар? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн мунасивәтлик мутәхәссисләргә микрофонимизни узаттуқ.