Фәтһуллаһчилар уйғур мәсилисигә қандақ қарайтти?

Мухбиримиз әркин тарим
2016.08.12
fethulla-gulen.jpg Фәтһуллаһ гүлән
RFA/Erkin Tarim

15 - Июл күни түркийә армийәси ичидики бир очум қомандан вә һәрбий түркийә һөкүмитигә қарши һәрбий өзгириш елип беришқа урунғанда, хәлқ кочиларға чиқип танкиларниң алдида йетивелип, әнқәрәниң қазан районидики уруш айропиланлири учидиған һава армийәсигә бесип кирип җенини тикип тосушқа тиришқан иди. 12 Саәт давамлашқан, 238 киши һаятидин айрилип қалған, 2197 киши яридар болған иди. Түркийә һөкүмитиниң бир айдин буянқи тәкшүрүши нәтиҗисидә бу һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсини “фәтһуллаһ гүлән хизмәт һәрикити” дәп аталған, һазир түркийә һөкүмити “фәтһуллаһчи террор тәшкилати” дәп атиған гуруһниң қилғанлиқи җәзимләшти. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, бу һәрикәт ичидә 27 нәпәр әтрапида түркийәдә яшаватқан уйғурларму бар болуп, булар хизмитидин чиқиветилгән.

Фәтһуллаһчиларниң түркийәдә вә дунядики 100 дәк дөләттә мәктәп, аммивий тәшкилатлири бар болуп, түркийәдә чоң телевизийә, гезит, журнал вә радийолириму бар иди. Мәзкур ахбарат васитилири уйғурлар тоғрисидики хәвәрләргә орун бәрмәйтти. Буниң сәвәби немә? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири вә уйғур зиялийлири билән сөһбәт елип бардуқ.

Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәнди фәтһуллаһчиларниң бурундин тартип хитай тәрәптә туридиған сиясәт елип барғанлиқини, улар 1997 - йили өзиниң тор бетидә уйғурлар тоғрисида мәхсус баянат елан қилғанлиқини деди.

Һамут гөктүрк әпәнди фәтһуллаһчиларниң саман йоли телевизийәсидә 1990 - йилларниң башлирида, уйғурлар тоғрисида бир қетим орун берип кейин, пәқәт орун бәрмигәнликини баян қилди.

Һамут гөктүрк әпәнди, хитай һөкүмитиниң 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә, фәтһуллаһчиларниң мухбирлириниң үрүмчигә беришиға рухсәт қилғанлиқини, осман намидики бу мухбирниң үрүмчидин хитай тәрәптари хәвәр әвәткәнликини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди фәтһуллаһчилар шәрқий түркистан мәсилисигә һесдашлиқ қилиш бир тәрәптә турсун, уйғурларни қарилайдиған хәвәрләргә орун бәргәнликини тәкитлиди.

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар “хизмәт һәрикити” дәп аталған фәтһуллаһчиларниң ахбарат органлирида уйғур мәсилисигә орун бәрмәслики яки хитай тәрәптари хәвәрләргә орун беришидики сәвәб зади немә дегән соалимизға түркийә истратегийәлик чүшәнчә иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди җаваб бәрди.

Һамут гөктүрк әпәнди фәтһуллаһчиларниң уйғурлар дәвасини қоллимаслиқидики әң муһим сәвәблиридин бириниң иқтисадий мәнпәәттин ибарәт икәнликини илгири сүрди.

Һәрбий сиясий өзгириш мәғлуп болғандин кейин, түркийә һөкүмити бу вәқәни түрк армийисигә сиңип киривалған фәтһуллаһ гүләнниң қоллиғучилириниң қилғанлиқини илгири сүрди. Һазир түркийә һөкүмити америка пенсилванийәдә туруватқан фәтһуллаһ гүләнни америкиниң қайтуруп беришини тәләп қилип, вашингитонға рәсмий һәйәт әвәтип материялини сунди. Америка һөкүмити буни җәзимләштүрүш үчүн түркийә билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.