Һамбург-шаңхәй һәмраһ шәһәр мурасимида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.11.18
ulrich-ulrik-delyus-germaniye-xeter-astidiki-milletler.jpg “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” асия ишлири бөлүминиң мәсули улрик делиюс әпәнди
RFA/Ekrem


Германийәниң һамбург шәһири билән хитайниң шаңхәй шәһири “һәмраһ шәһәр” мунасивети орнатқанлиқиниң 30 йиллиқини қутлаш мурасимида уйғурлар мәсилиси аңлитилған.

Баш шитаби германийәдә болған “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” асия ишлири бөлүминиң мәсули улрик делиюс әпәндиниң бүгүн бәргән мәлуматиға асасланғанда, бу бирқанчә һәптиләрдин буян һамбург шәһиридә һамбург-шаңхәй һәмраһ шәһәр болуп қурулғанлиқиниң 30 йиллиқини тәбрикләш йүзисидин түрлүк шәкилләрдики қутлаш паалийәтлири өткүзүлүватқан болуп, бу һәмраһлиқ һечқачан хитай вә униң мустәмликиси астидики милләтләрниң кишилик һәқ-һоқуқлирини нәзәргә елип бақмиған.

13-Ноябир күни хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вәкиллири һамбург шәһиригә берип, бу икки шәһәр достлуқиниң 30 йиллиқини тәбрикләш мурасимида уйғурлар, тибәтләр, җәнубий моңғулийиликләр вә хитайларниң инсаний һәқ-һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған.

Улрик делиюс әпәнди бу тоғрилиқ бизгә мәлумат бәргәндә, бу мурасимда уйғурларға аит сөзлигән нутқиниң асасий мәзмуниниң үч чоң темиға мәркәзләшкәнликини тилға алди. Униң билдүрүшичә, бу үч теминиң бири, уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниши. Иккинчиси, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң муавини мең хуңвейниң хәлқара сақчи йәни интерполниң рәисликигә сайлиниш мәсилиси. Үчинчиси, демократик әлләрниң уйғурларниң дәрдигә көз юмувелиши.

Улрик делиюс әпәнди уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлириниң хитай һакимийити тәрипидин еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқини тилға алғанда, уйғур пуқралириниң халиғанчә етип өлтүрүлүш, халиғанчә тутқун қилиниш, уйғур тутқунлириниң сақчи идарилири, түрмиләрдә қейин-қистаққа елиниши, уйғур тили, мәдәнийити, өрп-адәтлириниң аяқ асти қилиниши, һәтта намаз оқуш, сақал-бурут қоюш, ромал артиштәк әқәлли адәтлири вә етиқадиниң еғир чәклимиләргә учраватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати асия ишлири бөлүминиң мәсули улрик делиюс әпәнди мең хуңвейниң интерполниң рәисликигә сайлиниш мәсилиси үстидә тохталғанда, хитайдәк мустәбит бир һакимийәтниң юқири дәриҗилик әмәлдариниң хәлқара сақчиға баш болушиниң яман ақивәтләргә йол ачидиғанлиқини тәкитлигән.

У сөзидә, хитай һөкүмитиниң интерполниң күчидин пайдилинип, уйғур кишилик һоқуқ актиплириниң паалийәтлирини чәкләйдиғанлиқини әскәртип, бундин 10 йиллар илгири хитайлар тәрипидин интерполда тутуш буйруқи чиқирилған д у қ баш катипи долқун әйса әпәндини мисалға алған һәмдә долқун әйсаниң германийә пуқраси икәнликини, уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн тинч йоллар билән муҗадилә қиливатқан тонулған сиясий паалийәтчи икәнликини, шундақ болушиға қаримай, униң үстидин чиқирилған тутуш буйруқиниң техичә интерпол тәрипидин әмәлдин қалдурулмиғанлиқини изаһлиған. У йәнә интерполға баш болуш салаһийити болмиған бир хитай әмәлдариниң бу һоқуқни қолға елишиниң уйғурларниң паалийәт әркинлики, саяһәт әркинликигә хәвпләр туғдуридиғанлиқини тәкитлигән.

Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң интерполға наразилиқ билдүргәнликини һәмдә өзи үстидики тутуш буйруқини әмәлдин қалдурушқа теришиватқанлиқини тилға алди.

Улрик делиюс әпәнди ғәрб демократик әллириниң уйғурлар тартиватқан зулумларға көз юмиватқанлиқ мәсилисини оттуриға қойғанда, б д т, яврупа бирлики вә ғәрб пуқралириниң яврупадики һәр қайси әлләрниң иқтисадий мәнпәәтни қоғлишип, уйғурлар учраватқан бесимларни нәзәрдин сақит қилиштәк инсанийәтсизликләргә чәклимә қоюши лазимлиқини, ғәрб дөләтлири кишилик һоқуқ билән иқтисадий һәмкарлиқларға баравәр муамилидә болушлири лазимлиқини тәкрарлиған һәмдә хитайниң уйғурларға қарита йүргүзиватқан ғәйри инсаний сиясәтлирини пүтүн дуняниң әйибләш мәҗбурийити барлиқини вә хитайға үнүмлүк бесим ишлитидиған бир миханизмни бәрпа қилишниң зөрүрлүкини тилға алған. У йәнә конкретни қилип, хитайниң һамбург шәһиридә һәмраһ шәһәр, һәмраһ айродром, куңзи иниститути дегәнләрни қуруп, келичәктики мәнпәәтлири үчүн земин һазирлаватқанлиқини, уларда кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш дәйдиған бир аңниң йоқлуқини алаһидә тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.