Һиндистан-хитай чеграсида җиддийчилик йүз бәрмәктә

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.07.21
hindistan-xiay-esker.jpg Һиндистан билән хитай әскири сикким чеграсида. Мәзкур икки дөләт оттурисидики чегра зиддийити узундин бери давам қилмақта. 2008-Йили 10-июл.
AFP

Һиндистан-хитай һәр икки тәрәп игилик һоқуқини талаш-тартиш қиливатқан районларда җиддийчилик йүз бәрмәктә.

Хитай, һиндистан чеграсиға йеқин тибәт районида рәсмий оқ ишлитип һәрбий маневир елип барди. Бирақ, 11 саәт давам қилған бу һәрбий маневирниң мәқсити тоғрисида учур берилмигән. Хәвәрдә билдүрүшичә, бу һәрбий маневир һиндистан-хитай чеграсиға йеқин райондики хитай йол ясаш сәвәбидин һиндистан әскәрлири билән сүркилиш пәйда болған районда елип берилған. Шуниң билән һиндистан өзлири үчүн хәвп һес қилип он миңлиған әскәрлирини чегра районға әвәткән.

Б б с ордо бөлүминиң хитайниң дөләт ахбарат хәвиридин нәқил қилип тарқатқан хәвиридә билдүрүшичә, хитай һиндистан чеграсиға көп миқдарда қорал-ярақ йөткигән.

Хитайниң һәрбий ахбарати Daily PLI ниң хәвиридә, хитай армийисиниң шималий һәрбий штаби өткән бир ай ичидә көп миқдарда қорал-ярақ вә һәрбий аптомобилларни тибәткә йөткигәнлики билдүрүлгән. Игилинишичә, хитай қорал-ярақларни қоруқлуқ йоли арқилиқ пойиз билән йөткигәнлики илгири сүрүлди.

Һиндистанму йеқиндин буян ароначал, парадейш, ақсайчин қатарлиқ һиндистан әмәлий игиләп турған чегра районларға 10 миңдин артуқ әскәр йөткигән.

Һиндистан таймисниң хәвиридә билдүрүшичә, һиндистан, өткән ай хитай билән ботан игилик һоқуқини дава қиливатқан районда хитайниң йеңидин йол ясаш ишлирини тосуш үчүн әскәр йөткигәнликини билдүрди. Бу районниң, һиндистан билән шәрқий шималидики сикким вә қошна дөләт ботан билән чеграси тутишидикән. У районда хитай билән бутан оттурисида сүркилиш давам қиливатқан болуп, бу мәсилидә һиндистан ботанни қоллап кәлмәктә икән.

Һиндистан, хитай бу йолни пүттүргән тәқдирдә, униң һиндистанға қарши истратегийилик үстүнлүккә игә болушидин әндишә қилидикән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай тәрәпниң һиндистан чеграсиға йеқин районға көп миқдарда қорал-ярақ йөткиши вә бу районда һәрбий маневир елип бериши һиндистанға қаттиқ бир сигнал беришни мәқсәт қилидикән. Хитай бу районларда игилик һоқуқ дава қилип йол ясимақта икән. Бу районда һиндистанниңму көп санда әскәрлири мәвҗут икән, бирақ хитай әскәрлириниң йеңи заманиви қораллири һиндистан әскәрлириниңкидин илғар икән.

Б б с ордо бөлүминиң 20-июл күни елан қилған “немә сәвәбтин һиндистан билән хитай оттурисида чегра сүркилиши келип чиқти?” дегән мақалидә мундақ дейилгән: “әгәр һиндистан билән хитай оттурисида бир айдин буян давам қиливатқан чегра талишиш мәсилисигә алақидар әһвалға қарайдиған болсақ, икки дөләт оттурисида уруш чиқидиғандәк бир чүшәнчигә келимиз. Бу җәрянда һәр икки дөләт бир-биригә қилинған тәһдит вә қорқутуш билән толған қопал баянатлар елан қилиниватиду. Һиндистан ахбаратлири хитайни әйибләп, ‛хитай сүркилиштә қаттиқ позитсийә билдүрүватиду‚ дегәндәк ипадиләр қолланған. Хитай болса һиндистанни чеграға йөткигән әскәрлирини арқиға чекиндүрүшкә чақирмақта.”

Мақалидә билдүрүшичә, өткән төт һәптидин буян хитай билән һиндистан оттурисида 3500 километир узунлуқтики ортақ чегра мәсилисидә сүркилиш пәйда болди. 1962-Йилиму бу икки дөләт оттурисида чегра талишиш сәвәбидин уруш йүз бәрди вә 55 йил өткән болсиму, бир қанчә районда чегра талишиш маҗиралири давам қиливатиду.

Өткән ай башланған сүркилиштин кейин, икки дөләт чеграда әскәрлириниң санини көпәйтти вә удулму-удул келип бир-бирини чекинишкә чақириқ қилишти.

Икки дөләт оттурисида сүркилиш қачан пәйда болди?

Икки дөләт оттурисидики сүркилиш, хитай тәрәптин елип бериливатқан чегра райондики йолларни кеңәйтиш вә йеңидин ясаш ишлириға һиндистан қарши чиққандин кейин пәйда болди.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, һиндистан бу йоллар пүткән тәқдирдә, хитайниң һиндистанға қарши истратегийилик үстүнлүккә игә болушидин әндишә қилидикән.

Б б с ордо бөлүминиң хәвиридә билдүрүшичә, һиндистанниң генерали хитайниң йол ясишиға қарши чиқип мундақ дегән: “биз оқ чиқармидуқ, бизниң яшлиримиз пәқәт хитайларниң илгирилишини тосуп қелиш үчүн инсанлардин тәркиб тапқан бир тосуқ қурди.”

Хитайниң һиндистанда турушлуқ баш әлчиси лу җави, һиндистанниң прйс трст оф һиндия дегән гезитигә бәргән баянатида, тинчлиқ орнитиш үчүн һиндистанниң шәртсиз һалда әскәрлирини чеградин чекиндүрүши керәкликини билдүргән вә һиндистан чегра қоғдиғучилирини, йол ясаш ишлирини тохтитишқа урунди дәп әйиблигән.

Һиндистан бу тоғрида немә дәйду?

Б б с ордо бөлүмигә мәлумат бәргән һиндистан мудапиә министири арон җейтли бу һәқтә елан қилған баянатида мундақ деди: “2017-йилидики һиндистан 1962-йилидики һиндистан әмәс вә у өзиниң чегралирини пүтүнләй қоғдаш иқтидариға игә.”

Һиндистанниң сабиқ генерали гегинҗйт сенһгниң қаришичә, сикким чеграси болса, уруш пәйтидә һиндистан хитайға қарши һуҗум қилалайдиған бирдин-бир чиқиш йоли икән вә у район һималая теғиниң бойида һиндистан армийисигә нисбәтән, хитайға қарши җуғрапийә җәһәттә үстүнлүкни игиләйдиған муһим район икән.

Һиндистанниң сабиқ генерали гегинҗйт сенһг мундақ дегән: “хитай у районниң қанчилик әһмийәткә игә икәнликини билиду, шуниң үчүн улар һәр вақит биз үстүнлүк игиләйдиған районларни йоқитишқа урунуватиду.

Бу тоғрида хитай тәрәп немә дәйду?

Хитай ташқи ишлар баянатчиси лу каң түнүгүнки ахбарат йиғинида, һиндистан тәрәпни дәталаштики доклам райондин чекинишкә йәнә бир қетим чақирған.

Лу каң сөзидә: “биз көп қетим дедуқ, йәнә тәкитләймиз, һиндистан армийиси қанунсиз һалқиған чегра тәвәликидин чиқип кетиши вә һиндистан тәвәсигә чекиниши керәк” дегән.

Хитай тәрәп сикким районини өзиниң игилик һоқуқи даириси ичидики район дәп дава қилидикән вә бу һәқтә бәргән баянатида, һиндистанни агаһландуруп, 1962-йилидики урушта һиндистанниң мәғлуп болғанлиқини тилға елип, һазирқи хитай у вақиттики хитайдин нәччә һәссә күчлүк дегәндәк ипадиләрни тилға алған.

Кәлгүсидә қандақ болиду?

Тибәтләрниң рәһбири далай ламаниң һиндистанда яшишиму икки дөләт оттурисидики ихтилапларниң йәнә бир амили икән.

Чегра талаш-тартиши мәсилисидә, һиндистан билән хитай оттурисида 1967-йили бир қетим тоқунуш болған вә һазирму пат-пат сүркилиш йүксәлмәктә икән. Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, һазирқи сүркилиш илгирики йиллардикигә қариғанда әң әвҗ алған җиддий вәзийәттә икән.

Һиндистан билән хитай оттурисидики чегра талаш-тартиш мәсилиси һазир қандақ вәзийәттә туруватиду? икки дөләт оттурисида уруш чиқиш еһтимали барму? бу һәқтә биз пикир-қарашлирини елиш үчүн түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм һиндистан-хитай оттурисидики чегра сүркилишлириниң келип чиқиш сәвәблири тоғрисида тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.