Һиндистан билән хитай арисида йүз бәргән 4 қетимлиқ сүркилиш
2017.08.08

Хитай билән һиндистан арисида 1962-йилидин буян аз дегәндә 4 қетим чегра сүркилиши йүз бәргән.
Хитай-һиндистан арисидики доклам сүркилиши, икки дөләтниң кәлгүси маҗиралири тоғрисидики анализларни көпәйтти. Бу йил 6-айда башланған бутанниң сикким районидики 20 километир узунлуққа созулған доклам каридорида йүз бәргән хитай билән һиндистан армийисиниң сүркилиши, икки дөләтниң мунасивитини бүгүнгичә җиддийләштүрүп кәлмәктә. Бу мунасивәт билән хәлқара мәтбуатлар һәр түрлүк анализларни вә икки дөләтниң кәлгүси маҗиралири тоғрисидики қиясларни оттуриға чиқармақта.
Б б с ниң 7-авғуст елан қилған “хитай немишқа һиндистанға һәргиз сәл қаримайду?” намлиқ анализ мақалисидә, хитай билән һиндистанниң иқтисадий тәрәққияти селиштурулуп, 2020-йили барғанда, һиндистанниң америка вә хитайдин қалса 3-оттура дәриҗилик истемал базириға айлинидиғанлиқи, 2030-йилиға барғанда, америка вә хитайдин ешип кетип, дуня бойичә биринчи юқири вә оттура дәриҗилик истемал базириға айлинидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Мәзкур мақалидә буниң асаси сүпитидә, һиндистандики әмгәк күчи тәннәрхиниң әрзанлиқи, хитайда нопусниң қеришиға қарши һалда, һиндистанда 35 яштин төвәнләрниң омумий нопусниң 65% ини игиләйдиғанлиқи, 2015-йилидики һиндистан иқтисади тәрәққият сүритиниң хитайниңкидин 0. 6 Пирсәнт артуқ болғанлиқи, униң үстигә америка, японийә, явропа дөләтлириниң һиндистанға мәбләғ селишни көпәйтиватқанлиқи қатарлиқлар баян қилиниду.
Мунасивәтлик анализларда йәнә, өткән ай америка, японийә, һиндистанниң бирләшмә маневир елип берип хитайға күч көрсәткәнлики, һиндистанниң ялғуз әмәслики вә һәрбий тәрәққиятқа зор дәриҗидә мәбләғ аҗритип, хитай билән үзәңгә соқуштурушқа тәйярлиниватқанлиқи оттуриға қоюлмақта. Гәрчә анализларда, икки дөләт оттурисида йеқин кәлгүсидә зор көләмлик уруш партлимайдиғанлиқи тәхмин қилинсиму, асияниң хоҗайинлиқ һоқуқини талишиш күришиниң бу икки чоң дөләтниң мунасивитини һаман җиддийләштүрүп туридиғанлиқи, чегра маҗиралириниң бесиқмайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Һиндистан кәшмир арқилиқ уйғур дияриға қошна дөләт болуп, хитай-һиндистан сүркилиши уйғур зиялийлириниң һәр заман җиддий диққитидә туруп кәлмәктә. Иҗтимаий таратқуларда бу һәқтики муназириләр давамлашмақта. 2017-Йили 25-, 27-феврал күнлири күзәй қибрис түрк җумһурийитидә чақирилған тунҗи нөвәтлик шәрқий түркистан истратегийә муһакимә йиғини вә 19-, 21-май берлинда чақирилған 2-нөвәтлик йиғинида уйғур зиялийлири һиндистан-хитай мунасивәтлирини мәхсус музакирә қилип, бу һәқтә тәвсийә қарарлири қобул қилған иди. Бу қарарда, “икки дөләтниң сүркилишидин үнүмлүк пайдилиниш, һиндистан тәрәпни қоллаш, балучиларни қоллаш вә уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикити үчүн һиндистанниң ярдимини қолға кәлтүрүш” дәйдиған маддиларғиму орун берилгән. Бу һәқтә әнқәрә һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң истратегийә мәсилилири бойичә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди өз қарашлирини билдүрүп өтти.
Һиндистан билән хитай арисида һазирға қәдәр 4 қетим чегра тоқунуши йүз бәргән. Һиндистан билән хитайниң чегра сизиқи1890-йили өткүзүлгән “хитай, әнглийә, тибәт, һиндистан келишими йиғини” да бәлгиләнгәндин буян, хитай билән һиндистан арисида илгири аз дегәндә 3 қетим чегра сүркилиши йүз бәргән. Биринчиси, 1962-йилидики ақсай районида болған хитай-һиндистан уруши. Иккинчиси 1967-йили тибәт-һиндистан чеграсидики натһула чегра тоқунуши. Үчинчиси 1986-йилидин 1987-йилиға қәдәр созулған аруначал парадәш сүркилиши.
Һәммидин еғир тоқунуш 1962-йилидики хитай-һиндистан уруши болған. Бу замандики һиндистан рәһбири неһру, мәзкур уруш түпәйли өз хәлқиниң қаттиқ тәнқид вә һуҗумиға дуч кәлгән. Һиндистан милләтчилири, урушта һиндистанниң мәғлуп болғанлиқини қобул қилалмай, неһрудин таки җәнубий тибәт районлириға қәдәр бесип киришни тәләп қилишқан. 22 Күн давамлашқан бу уруштин кейин, хитай армийиси игиләп болған ақсай районини ташлап, 20 километир арқиға чекинип кәткән. Урушта һиндистанниң 3000 дин артуқ адими өлгән вә ғайиб болған. 3968 Адими әсиргә чүшкән. 1000 Дин артуқ адими яриланған. Хитай тәрәптин өлгәнләр 722 адәм, яриланғанлар 1697 киши болған. Бу қетимқи урушқа хитай армийиси қатарида үч вилайәт миллий армийисиниң уйғур әскәрлириму қатнаштурулған иди. Бу қетимқи урушта өлгән исмаил мәмәт исимлик бир уйғур узун йилларғичә қәһриман атилип хитай тәшвиқат васитилиридә мәдһийиләнгән.
Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди, һиндистан билән хитай оттурисидики тоқунушниң уйғурларға биваситә тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрди.
1962-Йилидики уруштин кейин, һиндистан-хитай мунасивәтлири соғуқ уруш дәвригә киргән. Аридин 40 йил өткәндә, икки тәрәпниң арисидики муз еришкә башлиған. Һиндистан тәрәп 2003-йилиға кәлгәндила тибәтниң хитайниң бир қисми икәнликини етирап қилидиғанлиқини билдүргән. 2006-Йили җәнубий тибәт районида сода алақисини башлиған. Бирақ, талаш-тартиш ичидики аруначал парадәш райониға көпләп һинди көчмәнләрни йөткәп, нопусни 1 милйон йүзмиңдин ашурувәткән. Бу йәрдики йәрлик тибәтликләргә қариғанда, һиндиларниң нопуси қанчә баравәр ешип кәткән. Буниң биләнла қалмай, һиндистан тәрәп йәнә талаш-тартиш ичидики районларға әскәр йөткәш вә еғир қоралларни орунлаштуруш ишлириғиму сәл қаримиған. Мәлуматлар, һинди армийисиниң бу райондики хитай армийисидин 3 һәссә артуқлуқини көрсәтмәктә.
Бу қетим 6-айда бутанниң тәлипи билән докламға кирип, хитайниң таш йол қурулушиға тосалғу пәйда қилған тәрәп һиндистан болуп, бу сүркилиш һиндистан-хитай арисидики 4-қетимлиқ чегра сүркилиши һесаблинидикән. Хитай ташқи ишлар министири вә дөләт мудапиә министири бу сәвәблик көп қетим наразилиқ баянатлири елан қилди. Һиндистанму хитайниң тәләппузиға яриша җаваб берип кәлмәктә.