Хитай -һиндистан чегра сүркилиши ладақ чеграсиға кеңәйди

Мухбиримиз әркин
2017.08.16
hindistan-xitay-chegra.jpg Хитай-һиндистан чеграсиниң икки тәрипидә турған икки дөләт қораллиқ әскәрлири. 2006-Йили 6-июл.
EyePress

Һиндистан-хитай чегра қисимлириниң оттурисида йеңи чегра сүркилиши партлап, икки тәрәп чегра қисимлириниң бир-биригә таш етип қаршилиқ қилиш вәқәси йүз бәрди. Мәзкур вәқә буниңдин икки ай аввалқи икки икки дөләт оттурисидики чегра сүркилишини кәскинләштүрүвәтти. Бу йил 6‏-айниң 16‏-күни һиндистан-хитай шәрқий чегра линийәсидики бутан-тибәт-һиндистан чеграси туташқан җайдики доклам еғизида чегра сүркилиши йүз берип, икки дөләт чегра армийиси бир-бири билән һазирға қәдәр тиркишип туруватқан иди.

Икки дөләт чегра қисимлириниң өз-ара бир -биригә таш етип қаршилиқ қилиш вәқәси сәйшәнбә күни һиндистан контроллуқидики кәшмирниң ладақ райониға җайлашқан пангоң көли әтрапида йүз бәргән. Пангоң көлиниң икки тәрипи һиндистан контроллуқидики ладақниң бир қисми болсиму, бирақ ақсайчинни пангоң көлигә туташтуридиған тар каридорни хитай контрол қилип туруватқан болуп, көлниң бир қисми униң контроллуқида иди.

Һиндистан тәрәп хитай чегра қисимлириниң пангоң көли әтрапида алди билән һиндистан әскәрлиригә таш атқанлиқини билдүрди., буниңға қарши һиндистан әскәрлириниң хитай чегра қисимлириға қайтуруп таш атқанлиқини билдүрди. Бир һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи әмәлдариниң чаршәнбә күни фирансийә агентлиқиға бәргән учурида, вәзийәтниң контрол қилинғанлиқи, әмма һәр икки тәрәп әскәрлириниң ичидә йеник яриланғанларниң барлиқини илгири сүргән.

Мәзкур вәқә һиндистан мустәқиллиқиниң 70 йиллиқ хатирә күни йүз бәргән. Һиндистан 15‏-авғуст мустәқиллиқиниң 70 йиллиқини хатириләш мурасими өткүзгән. Мурасимда һиндистан баш министири моди һиндистанниң һәрқандақ тәһдиткә қарши йетәрлик һәрбий күчи барлиқини тәкитлигән иди.

Ладақ чеграсида йүз бәргән бу вәқә чаршәнбә күни бәзи хәлқара ахбарат васитилиридә, хитай -һиндистан оттурисидики сүркилиш қораллиқ тоқунушқа елип барамду-қандақ? дегән пәрәзләрни пәйда қилди.

Бирақ бәзи анализчилар, әгәр хитай һиндистан билән уруш қилса, униң наһайити зор бәдәл төләшкә дуч келидиғанлиқини билдүрди. Нюйорк шәһәрлик университетиниң сиясий пәнләр профессори шя миң мундақ дәйду: “әгәр хитай һиндистанға қарши уруш қозғиса, у алди билән дөләт ичидики әминликни ойлайду. Чүнки, уруш қозғиса дөләт ичидики икки милләтниң мәсилисигә дуч келиду. Уларниң бири тибәтләр, йәнә бири уйғурлар. Уйғурлар билән тибәтләрниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқ һәрикити һазирму давам қиливатиду. Әгәр у бу икки районға зор көләмлик қошун йөткәп урушқа кирсә, бу йәрдики йәрлик милләтләр билән болған ихтилап униң қошунлирини мувәппәқийәтлик орунлаштурушиға қийинчилиқ пәйда қилиду. Иккинчи, хәлқара мунасивәтләрдин қариғанда, һиндистанниң дунядики дости хитайдин көп. Һазир һиндистанниң америка, японийәләр билән болған мунасивити йеқин. Униң шәрқий җәнуби асиядики тәсири хели күчлүк. У русийә билән узун мәзгиллик дост дөләт. Шуңа хитай һиндистан билән уруш қилса, униң төләйдиған бәдили наһайити зор болиду.”

Йәнә бәзи мутәхәссисләр, хитай һөкүмити вә ахбарати һиндистанни қаттиқ агаһландуруп кәлгән болсиму, бирақ униң һиндистан билән уруш қилиш еһтимали бәк чоң әмәсликини илгири сүрди. Түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр тәтқиқат мәркизиниң хитай мәсилиләр мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, һиндистан-хитай оттурисида 1962‏-йилдики чегра тоқунушидәк қисмән уруш партлаш еһтимали мәвҗут. Әмма һәр икки дөләт зор көләмлик уруш қилишқа тәйяр әмәс. У мундақ дәйду: “чоң көләмлик уруш болуши натайин, әмма чеграда кичик көләмлик урушлар болуши мумкин. Чүнки, һәр икки тәрәп чоң көләмлик уруш қилишқа техи тәйяр әмәс. Униң үстигә хәлқара позитсийәсиму техи ениқ әмәс. Чүнки, бәзидә уруш қилиштин бурун дөләтләр хәлқара вәзийәткә қарайду. Җәң башланса, мени қоллайдиғанлар чиқамду, маңа иқтисади ярдәм беридиғанлар боламду, дегәнләргә қарайду. Униңдин башқа, һәр икки дөләт ядро қоралларға саһиб. Бу қоралға саһиб дөләтләргә һечким алдирап уруш ачалмайду.”

Доктор әркин әкрәм йәнә, хитайниң һиндистанға қарши уруш қозғашқа тәвәккүл қилалмаслиқидики йәнә бир амил, униң ички қисмидики сиясий күрәш билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди.

Әркин әкрәм: “әгәр, хитай һазир уруш қозғап һиндистанни утувалалиса, ши җинпиң 19‏-қурултайда орнини муқимлаштуруп, қурултайда өзиниң адәмлирини йәрләштүрүп, тәсир күчини күчәйтәләйду. Әмма уруш узирап, 10‏-ай, 11‏-айларға кәтсә, 19‏-қурултайға азрақ болсиму тәсир қилиду. Азрақ дегиним, хитай йепиқ болғачқа билмәймиз, әмма ички күрәш наһайити шиддәтлик болиду. Чүнки йеқинқи вақитлардин бери, ши җинпиң черикликкә қарши турушни баһанә қилип, нурғун сиясий рәқиблирини түрмигә ташлиған. Түрмигә ташланғанларниң адәмлири сиртта техи бар. Мәсилән, җаң чүншйән буниң бир мисали. Шуңа, уруш қилиш нийити болсиму, бирақ 19‏-қурултайдин бурун һиндистан билән уруш қилиши бир аз қийин дәп ойлаймән.”

Хитай-һиндистан чегра қисимлириниң сәйшәнбә күни ладақдики пангоң көли әтрапида йүз бәргән өз-ара таш етиш вәқәсигә һәр икки дөләт нисбәтән соғуққан позитсийә билдүрди. Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқиниң әмәлдари фирансийә агентлиқиға қилған сөзидә, вәқәни “кичик һадисә... Бирақ вәзийәт контрол қилинди” дәп әскәртип, икки тәрәп көрүшүш арқилиқ вәқәниң һәл болғанлиқини билдүргән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң чаршәнбә күни мухбирларниң бу һәқтики соаллириға, вәқә тоғрисида мәлумати йоқлуқини әскәртип, “хитай чегра қисимлири һиндистан-хитай чеграсида изчил тинчлиқни қоғдап кәлди. Биз изчил хитайниң контроллуқидики чегра линийәси ичидә чарлаш елип берип кәлдуқ. Биз һиндистанни контрол сизиқи вә икки дөләт оттурисидики алақидар келишимләргә әмәл қилишқа чақиримиз” дәп җаваб бәргән.

Нюйорк университетидики профессор шя миң, хитай билән һиндистан оттурисидики чегра сүркилишиниң җиддийлишишида, хитай армийиси ичидики йипәк йоли истратегийәчилириниң муһим роли барлиқини илгири сүрди. У мундақ дәйду: “хитай һазир бир тәрәп қилидиған қизиқ нуқтилар наһайити көп. Аз дегәндә 5 қизиқ нуқта бар. Немә үчүн дегәндә, у чәтәлгә һәқиқәтән тақабил туруш нийити болса, у чоқум бир нуқтини мәркәз қилиши керәк. Бирақ униң һазир ундақ бир мәркизи нуқтиси йоқ. Униң қәйәр билән уруш қилиш мәсилисидики пикри ениқ әмәс. Вақит җәһәттин у тәйвәнни бирликкә кәлтүрүшни әң арзу қилиду. Бирақ у, мәмликәт ичидә хәлқни америкиға, японийәгә қарши өчмәнликкә әң асан сәпәрвәр қилалайду. Ким җуңун мәсилисини һәл қилиш үчүн әң асан болуши мумкин. Һиндистан униң үчүн ундақ зор тәһдит әмәс. Бирақ, армийә ичидики бәзи истратегийәчиләр, хитайниң ғалибийәт йоли “бир бәлвағ, бир йол”, ғәрбий районға йүрүш қилиш, ғәрбий районда баш көтүрүш дегәнни оттуриға қоюп, ғәрбий райондики игизликләрни контрол қилишни, буниң үчүн һиндистанни мәғлуп қилиш зөрүр, бу, хитайниң узун мәнзиллик истратегийәси үчүн пайдилиқ дегәнни тәрғиб қилип кәлди. Ли шйәннәнниң күйоғли лю яҗав ғәрбий район нәзәрийәсини оттуриға қойған шәхсләрниң бири.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.