Һиндистан хитайниң уйғур районидики “ғазатчи һәрикәтләр” гә қарши истратегийәсини өгинишкә қизиқидикән

Мухбиримиз әркин
2015.11.19
rajinat-sing-Rajnath-Singh-li-kechyang.jpg Һиндистан ички ишлар министири раҗинат сиң(солда) хитай баш министири ли кечяң билән көрүшти. 2015-Йили 19-ноябир, бейҗиң.
AFP

Һиндистан ички ишлар министири раҗнат сиңниң хитай зиярити пәйшәнбә күни башланған. Һиндистан ахбаратиниң ашкарилишичә, раҗнат сиңниң 5 күнлүк зиярити хитай билән бихәтәрлик һәмкарлиқ мунасивитини күчәйтиш, чегра һалқиған қорал-ярақ қачақчилиқи вә “ғазатчи һәрикәтләр” гә қарши туруш қатарлиқ мәсилиләрдә өз-ара пикир алмаштуруш вә һәмкарлиқ елип беришни нишан қилған.

Хитайниң “йәр шари вақти гезити” ниң пәйшәнбә күни елан қилған хәвиридин қариғанда, һиндистан тәрәп хитайдин униң уйғур аптоном районидики “ғазатчи һәрикәтләр” гә тақабил туруш истратегийәсини өзлири билән ортақлишишни тәләп қилған.

Сиңниң зиярити хитай һөкүмити өзиниң террорлуқ тәһдитигә дуч келиватқанлиқини илгири сүрүп, хәлқара җамаәтни шәрқий түркистан ислам һәрикитигә қарши ортақ һәмкарлиққа чақирған мәзгилдә елип берилди.

Уларниң конкрет қандақ мәсилиләрдә һәмкарлишидиғанлиқи мәлум әмәс. Әмма анализчиларниң көрситишичә, һиндистан кәшмир мәсилиси, дөләт ичидики ғазатчи гуруһларниң тәһдити, һинди-мусулман тоқунуши қатарлиқ хирисларға дуч келиватқан дөләт болсиму, бирақ уларниң дуч келиватқан мәсилиләрниң арқа көрүнүши пәрқлиқ.

Америкида олтурушлуқ вәзийәт анализчиси, “бейҗиң баһари журнили” ниң баш муһәррири ху пиң әпәнди, уларниң бу саһәдики өз-ара һәмкарлиқ бошлуқи унчилик зор әмәс, дәйду.

Ху пиң: “әлвәттә, террорлуқ нисбәтән омумлашқан бир һадисә. Биз һиндистандәк дөләтләрдә бурунла бәзи террорлуқ һуҗумлириниң йүз бәргәнликини билимиз. Бирақ униңда йүз бәргән бу ишларниң арқа көрүнүши хитайдин хели зор пәрқлиниду. Униңдин башқа һөкүмәтләрниң террорлуқ қилмишлириға тутқан сияситиму хитайдин пәрқлиқ. Уларниң бу җәһәттики пәрқини көпчилик һәммиси көрүп йетәләйду. Шуңа, мән уларниң бу саһәдики һәмкарлиқ бошлуқи бәк чоң, дәп қаримаймән. Чүнки, у икки дөләтниң арқа көрүнүши, уларниң террорлуққа қарши қолланған әмәлий тәдбиридә зор пәрқ мәвҗут” дәп көрсәтти.

Хитайниң “ғазатчилар” ға қарши истратегийәсидики қандақ конкрет нуқтилар һиндистанниң қизиқишини қозғиғанлиқи намәлум. Әмма хитайниң райондики истратегийәси паалийәтчиләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учрап келиватқанлиқи һәммигә мәлум. Улар, хитайниң сиясити уйғур районида кишилик һоқуқ бузғунчилиқини еғирлаштуруп, зораванлиқ вәқәлирини күчәйтивәтти, дәп тәнқид қилип кәлди.

“бейҗиң баһари” журнилидики ху пиң әпәнди хитайниң уйғур районидики сиясити вә пүткүл түзүлмисидә еғир мәсилә бар, дәйду.

Ху пиң: мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң шинҗаңда йолға қойған түзүлмә вә сияситидә әслидинла зор мәсилә бар. Бу нуқта наһайити рошән. Шуниң үчүн хитай һөкүмитигә нисбәтән бу саһәдә һәқиқий өзгириш елип бериши әң муһим мәсилә. Әлвәттә, өзгириш елип берилидиған саһәләр наһайити кәң. Әмма хитай һөкүмитидә өзгириш елип баридиған ундақ нийәт йоқ. У өзгәртиш керәкликини билиду. Әмма өзгәртмәйду.”

“йәр шари вақти гезити” ниң хәвиридә йәнә, бәзи хитай мутәхәссислириниң уйғур “бөлгүнчилири” ни кәшмир террорчилириға бағлайдиғанлиқини илгири сүргән. Хәвәрдә қәйт қилишичә, бу қарашни бейҗиң университетиниң җәнубий асия мутәхәссиси җаң җинкуй оттуриға қойған.

У, “һиндистан кәшмиргә чегридаш уйғур районидики бөлгүнчиләрниң кәшмирлик террорчилар билән алақиси бар” дегән болсиму, бирақ бу қаришини испатлайдиған бирәр дәлил оттуриға қоймиған.

Хитай иҗтимаий пәнләр академийәси асия‏-тинч окян тәтқиқат институтиниң муавин башлиқи сүн шихәй болса һиндистан һөкүмитиниң пакистанда көзгә көрүнәрлик истихбарати барлиқини әскәртип, “еһтимал у, хитайни шинҗаңдики террорлуққа даир истихбарат билән тәминлийәләйду” дегән.

Әмма “бейҗиң баһари” дики ху пиң әпәнди, ш т и һ ниң системилиқ бир орган икәнлики гуманлиқ, дәп қарайдиғанлиқини әскәртти. У, уйғур районида йүз бәргән зораванлиқ вәқәлириниң пакистан, кәшмир вә дуняниң башқа җайлиридики террорлуқ гуруһлар билән алақиси барлиқини рәт қилди.

Ху пиң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити чәтәл ахбаратиниң уйғур райониға берип, һәқиқий әһвални хәвәр қилишиға йол қоймиса, униң сөзи ишәнчлик болмайдиғанлиқини билдүрди.

У: “хитай һөкүмити әркин зиярәт қилишни қоюп бәрмигүчә, ташқи дуняниң униңға ишиниши наһайити қийин. Шундақ қилғандила кишиләр һәр хил учурларни селиштуруп, қайси хәвәрниң тоғрилиқиға қарар қилиду. Мәсилән, бай вәқәсидә хитай һөкүмити бир тәрәплимилик хәвәр бәрди. Бирақ башқа ахбаратларниң хусусән ә а р ниң хәвири униң хәвиригә охшимайду. Хитай һөкүмити ахбаратни қоювәтмәй туруп, башқа дөләтләрни террорлуққа қарши туруш мәсилисидә ‛икки хил өлчәм‚ қолланди, дәп вайсимаслиқи керәк” дәп көрсәтти.

Анализчиларниң илгири сүрүшичә, һиндистан билән хитайни бихәтәрлик җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтишкә иттириватқан йәнә бир сәвәб ‏ислам дөлити-даишниң тәһдитикән.

Икки дөләт бу йил өктәбирдә хитайниң кунмиң шәһиридә террорлуққа қарши бирләшмә маневир елип барған. Бу йил 4‏-ноябир йеңи деһлида 7-нөвәтлик террорлуққа қарши һәмкарлиқ диалоги өткүзгән иди.

Лекин анализчилар мәзкур икки дөләт арисида бир-биригә нисбәтән ишәнч мәсилиси барлиқини илгири сүрмәктә.

Раҗнат сиң йеқинқи 10 йилдин бери хитайни зиярәт қилған тунҗи һиндистан ички ишлар министири. У, чаршәнбә күни һиндистан ахбаратлириға бәргән баянатида, хитай зияритиниң икки дөләт оттурисидики “өз-ара чүшиниш вә ишәнчини чоңқурлаштурушни үмид қилидиғанлиқи” билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.