Хитай һиндонезийәдин 4 нәпәр уйғур мәһбус билән һиндонезийәлик бир қачқунни алмаштурушни тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2016.04.21
Hindoneziye-tutulghan-musapir-uyghur.jpg Һиндонезийә һөкүмити (солдин оңға) абдул басит, байрам алтинчи вә әхмәт мәхмут қатарлиқларға һиндонезийә террорлуқ гуруһиға қатнишиш, чеградин қанунсиз кириш билән әйибләп, айрим-айрим 6 йиллиқ қамақ җазасиға буйруған. 2015‏-Йили 13-июл, җакарта.
AFP

Хитай һөкүмити һиндонезийә түрмисидики 4 нәпәр уйғур мәһбусни, хиянәтчилик билән әйиблинип хитайға қечип кәткән бир һиндонезийәлик қачқун билән алмаштурушни тәләп қилған. У қачқун йеқинда шаңхәйдә қолға елинған иди.

Самадикун хартоно исимлик һиндонезийәлик қачқун 2003‏-йили һиндонезийә алий сот мәһкимиси тәрипидин 4 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. У 1997 вә 98‏19-йиллиридики асия пул-муамилә кризисида һөкүмәт мәблиғини қалаймиқан ишлитиш билән әйибләнгән иди.

Һиндонезийә сиясий, қанун вә бихәтәрлик министири луһут панҗайтанниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай билән һиндонезийә хартонони һиндонезийәгә қайтуруп бериш һәққидә сөһбәт өткүзгән. Йиғинда хитай тәрәп хартоно билән 4 нәпәр уйғур мәһбусни алмаштурушни тәләп қилған.

Луһут панҗайтан һиндонезийәниң хитай билән бу мәсилә һәққидә айрим сөзлишидиғанлиқини, чүнки бу иккисиниң икки хил мәсилә икәнликини тәкитлигән. У, “биз уларға ейттуқ, бу унчилик асан әмәс. Чүнки, бу иккиси икки хил дело” дегән.

Һиндонезийә әдлийә министири агоң прасетйо болса, һиндонезийә авам палатасида сөзлигән сөзидә, “хитай һөкүмити һиндонезийәдики хитай пуқраси уйғурларни алмаштурушни тәләп қилди” дәп көрситип, әмма өзлириниң бу тәләпни рәт қилғанлиқини билдүргән.

Һиндонезийәниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиниң ахбарат әмәлдари сюҗа раҗа бу һәқтики соалимизға җаваб беришни рәт қилип, чүнки, бу мәсилә һазир музакирә басқучида туруватқанлиқини, бу әһвалда өзиниң буниңға арилишиш һоқуқи йоқлуқини билдүрди.

Сюҗа раҗа: “буниң мумкинчилики йоқ. Чүнки, бу һазир музакирә басқучидики мәсилә. Әгәр биз буниңға даир учур билән тәминлисәк, биз башқиларниң ишиға арилашқан болуп қалимиз. Шуңа, биз униңға даир учурни бу йәрдин тәминлийәлмәймиз” деди.

Сюҗа раҗа, бу мәсилини һиндонезийә ташқи ишлар министирлиқиға телефон қилип соришимизни яки алақидар министирлиқлар билән алақә қилишимизни тәвсийә қилди. У: “әгәр сиз бу мәсилиниң тәпсилатини билмәкчи болсиңиз, бизниң орнимиз униң тәпсилатиға даир учур билән тәминләшкә мувапиқ әмәс” дәп көрсәтти.

Әмма хитайниң уйғур мәһбусларни алмаштурушни тәлипи, һиндонезийәниң улар һәққидә айрим сөзлишишни тәкитлиши д у қ ни биарам қилди. Д у қ ниң баш катипи нур мәмәт мусабай әпәнди, һиндонезийә даирилирини хәлқара қанунға әмәл қилишқа, уйғур мәһбусларни хитайға қайтурмаслиққа чақирди.

Униң көрситишичә, улар хитайға өткүзүп берилсә, уларниң тән җазасиға, уруқ-туғқанлириниң паракәндичиликкә учраш еһтимали зор. У, “бу 4 уйғурни қайтуруш тоғра кәлсә, кәлгән дөлитигә йәни түркийәгә қайтуруши керәк” дәйду.

Нурмәмәт мусабай: “әгәр улар қайтурулса, әлвәттә уларға тән җазаси вә һәқсиз җазаларниң берилиши муқәррәр. Уларниң қайтурулуши бу ялғуз уларниң шәхси һаяти әмәс, бу төтәйләнниң аилә-тавабиатиғиму хәвп келиду. Чүнки, барғандин кейин хитай уларға қошуп аилисини сорақ қилиду. Аилиси уларға ярдәм қилған чәтәлгә чиқишиға, дәп, нурғун адәмни солайду.

Иккинчиси, уйғурға бир хил қорқутуш характерлик роһи бесим берип, вәһимә пәйда қилиш усулини қоллиниду. Шуниңға биз һиндонезийә һөкүмити вә башқа дөләтләрдин бу төтиниң хитайға қайтуруп берилмәсликини өтүнимиз.

Әгәр уларниң бирәр гунаһи болса, һиндонезийә өзи җазалап, өзидә иҗра қилса, әгәр қайтуруш тоғра кәлсә, қәйәрдин кәлгән болса шу йәргә қайтурушини илтимас қилимиз.

Һиндонезийә һөкүмити әхмәт маһмут, алтинҗи байрам, түзәр абдулбасит, әхмәт бозоғлан қатарлиқ төтәйләнни “шәрқий һиндонезийә муҗаһидлар тәшкилати ”намлиқ җиһадчилар гуруһи билән алақиси бар, дәп әйиблигән.

Җәнубий җакарта районлуқ сот 2015-йили 7‏-айда у төтәйләнгә айрим-айрим 6 йиллиқ қамақ җазаси берип, 7500 доллар җәриманә қойған иди.

Һиндонезийә һөкүмити уйғур мәһбуслирини хартоно билән алмаштурушни рәт қилған болсиму, әмма хитайниң у уйғурларни сорақ қилишиға йол қойған.

Бир һиндонезийә һөкүмәт әмәлдариниң бенарт хәвәрләр ториға билдүрүшичә, хитай хартонони һиндонезийәгә қайтуруп бериш бәдилигә у 4 уйғурни сорақ қилиш һоқуқиға еришкән. У, “буниң илгири көрүлүп бақмиған әһвал”икәнликини билдүргән.

Д у қ баш катипи нур мәмәт мусабай һиндонезийә һөкүмитиниң бу қарарини тәнқидләп, һиндонезийәни уларниң қийин-қистаққа учримаслиқиға, мәҗбурий иқрар қилдурулмаслиқиға капаләтлик қилишқа чақирди.

Нурмәмәт мусабай: “һазир хитайниң пәқәт уйғурлар тутулған дөләтләргә берип, уларни сорақ қилиши вә бәзи учурларни елиши үчүн бәзи дөләтләр униңға рухсәт қилди. Мәсилән, биринчи болуп америка хитайниң гуантанамоға қамалған уйғурларни сорақ қилишиға рухсәт қилған. Мана буда америкини өлкә қилип һиндонезийә бәрди.

Әмдики гәп, һиндонезийә хитайларниң келип у уйғурларни чирайлиқ, өзиниң әқлий-пикири билән җаваб беришигә капаләтлик қиламду яки уларни қийнап, мәҗбурлап бәзи соалларға мақул дегүзәмду, бу ениқ әмәс.

Әгәр бу йәрдә қисташ яки мәҗбурлаш характерлик соал-сорақлар болса вә һиндонезийә буниңға маслишип бәрсә, хитай уларни мәҗбурий иқрар қилдуруш арқилиқ өзиниң мәқсити үчүн бәзи пакитларни ойдуруп чиқириши мумкин.”

У төтәйлән 2014‏-йили сентәбирдә қолға елинған, әмма уларниң дөләт тәвәлики талаш-тартиш қозғиған иди. Уйғур тутқунлар өзлириниң түрк пуқраси икәнликидә чиң турған болсиму, һиндонезийә уларниң паспорти сахта икәнликини илгири сүргән.

Түркийәниң җакартадики әлчиханиси болса, уларниң түрк пуқраси икәнликини инкар қилмиған. Түркийәниң һиндонезийә баш әлчиси зәкәрийә акҗам, “адвокат немә десә шу раст” дегән болсиму, әмма оттуриға чүшүп буни дәлиллимигән. Һиндонезийәлик адвокат аслудин хатҗани, уйғурларниң түрк пуқраси икәнликини билдүргән иди.

Юқириқи һиндонезийә һөкүмәт әмәлдари бенарт хәвәрләр ториға билдүрүшичә, әгәр һиндонезийә у 4 уйғур мәһбусни хитайға өткүзүп бәрсә, җакарта қаттиқ хәлқара бесимға учрап кетидикән.

Бу әмәлдар: “у уйғурларни хитайға өткүзүп бериш уларни өлтүргәнлик билән охшаш. Зор еһтималлиқ, хитай һөкүмити уларни дәрһал өлүмгә мәһкум қилиши мумкин” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.