түркийәниң әң чоң ярдәм қурулушлиридин бири болған и х х йәни инсаний ярдәм вәқпи башлиқи бүләнт йилдирим, түркийә анатолийә мунбири башлиқи тургай алдәмир әпәнди вә и х х вәқпиниң қәйсәри шөбиси мәсули шабан өздуяр әпәнди қатарлиқ кишиләрдин тәркип тапқан һәйәт әзалири қәйсәридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә келип уйғурлардин һал сориди.
һәйәтни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики тәшкилат башқуруш һәйити әзалири күтүвалди. шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди алди билән меһманларни қарши елиш нутқи сөзлиди. у, алди билән уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин, бүләнт йилдирим әпәндигә "сиз бурун, бүгүн дуняниң нурғун җайлирида инсанларниң зулумға учраватқанлиқини, мисир, сүрийә, ирақ, шәрқий түркистан, қарабағға охшаш нурғун җайларда хәлққә еғир бесим елип бериливатқанлиқини, әмма ата юртимиз шәрқий түркистанда елип бериливатқан бу зулумниң һәммидин еғир икәнликини дегән идиңиз. бүгүн растинла хитай һөкүмити шәрқий түркистан хәлқиғә еқилға сиғмайдиған бесим сиясити елип бармақта. қолида һичқандақ қурал - ярақниң суниқи йоқ уйғурларни террорчи, әсәбий динчи дәп әйибләп уларға өлүм җазаси бәрмәктә. хитайниң уйғурларни ассимилиятсийә қилиш сиясити барғансери күчәймәктә" деди. сейит түмтүрк әпәнди и х х рәиси бүләнт йилдиримниң шәрқий түркистанлиқларға қилған ярдими үчүн рәһмитини билдүргәндин кейин, түркийәниң әң чоң ярдәм вәқпи болған инсаний ярдәм вәқпиниң дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманларға ярдәм қолини узатқандәк уйғурларғиму ярдәм қолини узитиши керәкликини тәкитлиди.
арқидин бүләнт йилдирим әпәнди сөз қилип, тәшкилатни зиярәт қилғанлиқи үчүн хурсән болғанлиқини, шәрқий түркистанда хитайларниң қирғинчилиқ сиясити елип бериватқанлиқини, бу җәһәттин елип ейтқанда дуняниң әң бичарә хәлқниң шәрқий түркистанда яшаватқан уйғур хәлқи икәнликини деди. бүләнт йилдирим қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң бу йәрдә елип бериватқан қирғинчилиқ сияситини дуня дөләтлиридин йошуруватқанлиқини, шуңа бундин кейин шәрқий түркистан мәсилисигә техиму көп әһмийәт беридиғанлиқини, шәрқий түркистанниң ислам дунясиниң айрилмас бир парчиси икәнликини, шуңа ислам дөләтлириниң шәрқий түркистан мәсилисидин қечип қутулалмайдиғанлиқини ейтти.
26 - феврал күни чүштин кейин елип берилған учришишниң ахирида қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйәт әзалир бүләнт йилдирим башчилиқидики һәйәттин уйғурларға қандақ ярдәмләрни қилалайдиғанлиқи тоғрисида соал сориди. учришиш ахирида һәйәт әзалириға тәшкилатниң көк байрақ журнили билән хатирә боюмлири соғат қилинди.
бу зиярәт тоғрисида техиму көп мәлумат елиш үчүн сейит түмтүрк әпәндигә микрафонимизни узаттуқ.
0:00 / 0:00