“интерпол” ниң долқун әйсаға аит қарари алқишқа еришти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.02.26
dolqun-eysa-mukapat.jpg “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” америка дөләт мәҗлиси қешидики капитол хил сарийида долқун әйсаға 2016-йиллиқ “труман-реган әркинлик медали” тәқдим қилди. 2016-Йили 30-март, вашингтон.
RFA/Qutlan

Түрлүк таратқулар вә сәһипиләрдә интерпол(хәлқара сақчи) тәрипидин 1-феврал мақулланған, 20-феврал елан қилинған д у қ рәиси долқун әйсани тутуш буйруқиниң әмәлдин қалдурулғанлиқиға даир хәвәрләр кәң тарқалмақта. Уйғур елидики вәзийәт көп яманлашқан бир чағда таралған бу учурни муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң бир хош хәвәр билип долқун әйса әпәндини тәбрикләватқанлиқи көзгә челиқмақта.

Интерполдики тутуш буйруқи сәвәблик долқун әйсаниң йиллардин буян көплигән дишварчилиқларға йолуққанлиқи, илгири мәтбуатларда кәң тарқалған иди. Көплигән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири узун йиллардин буян интерполни адил болмиғанлиқ, хитайниң бесимиға тиз пүккәнлик билән әйиблигән һәмдә хитайни интерполниң һоқуқини суйиистемал қилғучи дөләт қатарида санап тәнқидләп кәлмәктә иди. Болупму бирқанчә йил илгири, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң бир нәпәр сабиқ министириниң интерполға башлиқ болғанлиқи хәлқарада наразилиқларни йәниму күчәйтип, интерполниң шәрипигә зор дәриҗидә дәз кәткүзгән иди.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди долқун әйса үстидин чиқирилған тутуш буйруқиниң әмәлдин қалдурулушини “хитайниң хәлқара сәһнидики дипломатик мәғлубийити” дәп атиди.

Хәлқара сақчиниң долқун әйсаниң исмини қизил уқтуруш тизимликидин чиқиривәткәнлики 24-феврал күни хитайниң наразилиқини қозғиди.

Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хәлқара сақчиниң долқун әйсани тизимликтин чиқириветиш қарарини қарши алидиғанлиқи билдүрди, мәзкур тәшкилатниң хадими лусия парручи ханим зияритимизни қобул қилип, өз көзқарашлирини оттуриға қойди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди, бу һәқтә “бу хәлқарадики уйғур миллий һәрикити үчүн пайдилиқ шараитларниң мәйданға келидиғанлиқиниң бир бешарити” деди.

Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәнди “бу ялғуз долқун әйса үчүнла әмәс, д у қ вә муһаҗирәттики дәва үчүн катта иш болди” деди.

Америкидики адвокат нурий түркәл әпәнди болса, долқун әйса үстидики тутуш буйруқиниң әмәлдин қалдурулушини “хитай һакимийитиниң һәқ дәва қиливатқан кишиләрни хитай сияситиниң қурбани қилалмайдиғанлиқиниң бир өрники” деди.

Д у қ муһаҗирлар комитетиниң мәсули мәмәт тохти болса, “кечиккән болсиму, адаләт өз орниға кәлди” деди.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң униң үстидин чиқарған қизил рәңлик тутуш буйруқи 1997-йили интерпол(хәлқара сақчи) тәрипидин қобул қилинған һәм иҗра қилиш үчүн пүтүн дуняға тарқитилған. Бу буйруқта, долқун әйсаниң аталмиш гунаһлири “җинайәт гуруһи тәшкиллигән, адәм өлтүргән, партлитиш суйиқәсти билән шуғулланған” дәп йезилған.

1996-Йили германийәдә “дуня уйғур яшлири қурултийи” қурулуп хитайға қарши паалийәтлирини күчәйтиду. Долқун әйса әпәнди хитайниң өзи үстидин тутуш буйруқи чиқарғанлиқини вә интерполға бәргән бу тутуш буйруқиниң тәсириниң һәммә йәрдә көрүлүшкә башлиғанлиқини пәқәт 1999-йилидин кейин билиду.

Долқун әйса әпәндиниң баян қилишичә, болупму 2000-йилидин кейин у, шветсарийәниң җәнвә шәһиридә, корейәдә, италийәдә, америкида, түркийәдә тутуп туруп тәкшүрүшләргә, қанчә күнләп солап қоюшларға учриған. Америкиға вә түркийәгә кириши узун йил рәт қилинған, һазир америкиға кирәлисиму, түркийәгә йәнила кирәлмәйдикән. У таможниларда тутуп турулуп тәкшүрүлгән чағларда, қанчә қетимлап хитайға қайтурулуп берилиш хәвплиригиму дуч кәлгән. Өткән йили техи ню-йорктики б д т “азсанлиқлар мунбири” ниң йиғиниға қатнишиватқанда, йиғиндин һәйдәп чиқирилған. Бу дишварчилиқларниң һәммисигә интерполдики қизил рәңлик тутуш буйруқи сәвәб болған.

Илшат һәсән әпәнди бу хусуста пикир баян қилғанда, хәлқара сақчи тәшкилати һәққидә чүшәнчә бериш билән биргә, бу тәшкилатниң д у қ рәиси долқун әйса үстидин чиқарған тутуш буйруқини әмәлдин қалдуруш арқилиқ өзиниң инавитини сақлап қалғанлиқини илгири сүрди.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди болса, бу иштин, дуня җамаитиниң хитайниң маһийитини билишкә башлиғанлиқини вә хитайниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитини қарилаш нийитиниң әмәлгә ашмиғанлиқини көрүвалғили болидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.