Иорданийәдә нопуси 60 тин ашидиған бир җәмәт уйғур яшаватқанлиқи ениқланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.07.29
iordaniye-uyghurlar-2015-1.jpg Иорданийәдики бир җәмәт уйғурлар
RFA


Бүгүн иҗтимаий учур вастилиридә иорданийәдә 60 әтрапида уйғур яшайдиғанлиқи һәққидә бир учур тарқалди, мухбиримизниң буниңға асасән ениқлиши давамида, иорданийәдики уйғурларниң бир җәмәт кишилири икәнлики, саниниң 60тин ашидиғанлиқи, 1973 - йилдин башлап пайтәхт амманда яшаватқанлиқи мәлум болди. Нөвәттә пишшиқ хиш вә мәрмәр таш қатарлиқ қурулуш материяллирини ишләпчиқириш вә сетиш билән шуғуллиниватқан бу җәмәт, 1956 - йили йәкәндин пакистанға һиҗрәт қилған уйғур бай балилиридин мәрһум сейит абдуллаханниң уруғ - әвладлири икән.

Мәлум болушичә, сейит абдуллахан 2006 - йили иорданийәдә вапат болған, мәрһумниң пакистанда туғулған 7 пәрзәнти вә иорданийәдә туғулүлған 40нәччә нәвриси нөвәттә уйғур кимлики билән вә вәтән - шәрқи түркистан һәсрити билән яшимақта. Мәрһумниң чоң оғли - җәмәтниң беши сейит надир әпәнди бүгүн мухбиримизниң зияритини қобул қилип өз җәмәти вә уларниң иорданийәдики һаяти һәққидә мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.