Ирфан - дәр тәшкилатлири мусапир уйғурларға он тонна ун ярдәм қилди
2016.02.26
Түркийәниң чоң вилайәтлиридин болған коняда паалийәт елип бериватқан “ирфан маарип вә һәмкарлиқ достлуқ җәмийити” 25 - феврал қәйсәридики уйғур мусапирлириға 10 тонна ун ярдимини әкелип тапшуруп бәрди.
Мәзкур тәшкилат хадимлири 25 - феврал әтигән сәһәрдә чоң аптомобил билән елип кәлгән ун қәйсәри валийлиқидин тайфун бәрбәр әпәнди, қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт мәсуллиридин һүсәйин әпәнди, қәйсәри көчмәнләр идариси мәсуллиридин йүсүп йилмаз әпәндиләрниң көзи алдида уйғур мусапирларға тапшуруп берилди.
Малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип олтурақлишип қалған уйғур мусапирлар туруватқан қороҗайға елип келингән 10 тонна ун қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати башқуруш һәйәт әзалиридин абдуқадир түмтүрк вә абдуғени бекин әпәндиләрниң орунлаштуруши билән қороҗай ичидики амбарға қоюлди.
Абдуқадир түмтүрк әпәнди коня ирфан - дәр җәмийити әвәткән ярдәм буюмлириниң қәйсәри вилайәтлик һөкүмәт, шәһәрлик һөкүмәт вә көч идариси мәсуллириниң назарити астида уйғур мусапирларға тапшуруп берилгәнликини баян қилди.
Он тонна унни уйғурларға тапшуруп бәргәндин кейин, қәйсәри көчмәнләр идариси мәсуллиридин йүсүп йилмаз әпәнди, ярдәм әвәткән тәшкилатқа рәһмәт ейтип мундақ деди: “бу ярдәмни әвәткән ирфан - дәр тәшкилатиға рәһмәт ейтимиз, баш қуруш һәйити әзалири бу йәргичә кәлди, пут, қоллири дәрд көрмисун, биз уларниң бу хәйр сахавити үчүн дуа қилимиз. юртлиридин айрилип дөлитимизгә кәлгән уйғур қериндашлиримизға һәр даим ярдәм буюмлири әвәтип һал сорап туруватқан пүтүн түрк аммиви тәшкилатлириға, хәлқимизгә, бу мусапирларни һәқсиз давалаватқан дохтурлиримизға рәһмәт ейтимән.”
Мәмәт исимлик мусапир уйғур бу ярдәмни қилған тәшкилатқа рәһмәт ейтти.
Абдуқадир түмтүрк әпәнди дүшәнбә күни қәйсәри алпәрән оҗақлири тәшкилатиниң ярдими билән қәйсәри тәкдән дохтурханисида дохтур муса өздәмир әпәндиниң 15 уйғур балини хәтнә қилғанлиқини, қәйсәри хәлқиниң уйғур мусапирларға игә чиқиватқанлиқини баян қилди.
Түркийәниң чоң вилайәтлиридин болған коняда паалийәт елип бериватқан “ирфан маарип вә һәмкарлиқ достлуқ җәмийити” рәиси мәмәт каклик әпәнди башчилиқидики һәйәт 7 - феврал малайшия вә тайланд арқилиқ қәйсәригә келип олтурақлишип қалған уйғур мусапирлар үчүн коняда йиғқан пулни уларға тәқдим қилған иди.
Шәрқий җәнуби асия дөләтлири арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурлардин миң киши қәйсәридики дөләтниң қору - җайиға орунлаштурулған болуп, булар һазирғичә түрк аммиви тәшкилатлириниң маддий ярдими билән турмуш көчүрүп кәлмәктә.