Уйғурлар дуч келиватқан зулумға ислам дунясиниң сүкүт қилиши ғулғула қозғимақта
2018.12.06

Бир қисим мутәхәссисләр уйғурлар дуч келиватқан һазирқи сиясий тәқибни “уйғур җәмийити тарихтики әң зулмәтлик дәврни баштин кәчүрмәктә” дәп тәсвирләватқанда, уйғурларниң һәқ вә һоқуқлирини қоғдаш һәмдә уйғурларға ярдәмдә болуш чуқанлириниң барғансери көпләп оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум. Әмма хәлқарада әвҗ елишқа башлиған бу чуқанлар уйғурлар билән етиқад бирликигә игә болған ислам әллиридин асасән чиқмиди. Шу сәвәбтинму бу мәсилә изчил хәлқарада муһакимә темилиридин бири болуп кәлмәктә.
Бу йил сентәбир ейида америка ташқи ишлар министири майк помпю уйғурларниң милйонлап лагерларға солиниши һәққидә иран ислам җумһурийитиниң алий рәһбири аятолла хаменини кәскин тәнқид қилди. У бу һәқтә сөз қилип “өзини ислам дунясиниң рәһбири дәп қарап келиватқан бир киши (өзидин нефит сетивалғучи чоң херидар болған) хитайда йүз миңлап мусулманниң зиянкәшликкә учришиға сүкүт қилип туруватиду” деди.
Шуниңдин буян америка башчилиқидики уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини һимайә қилиш һәрикитигә канада, әнглийә, германийә, фирансийә қатарлиқ көплигән ғәрб дөләтлири охшаш болмиған дәриҗидә иштирак қилип кәлди. Шуниң билән биргә америка башчилиқидики бу һәрикәткә ислам дунясиниң аваз қошмай турувалғанлиқи һәрқачан америка һөкүмити өткүзгән һәр хил йиғинларда оттуриға қоюлуп кәлмәктә.
4-Декабир күни өткүзүлгән “хитайдин келиватқан хирислар” темисидики гуваһлиқ бериш йиғинидиму америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубйо нуқтилиқ қилип хитайниң һазир сода вә иқтисад амилини васитә қилған һалда дуняға өзниң һакиммутләқлиқ асасидики диктаторлуқини кеңәйтиватқанлиқини, уйғурларниң бу җәһәттә әң типик қурбанлиқ болуп кетиватқанлиқини тәкитлиди.
Шуниңға улапла, хитайниң сиясий җуғрапийә вә иқтисад козирини ойнитиш арқилиқ хәлқарадики демократийә, инсан һәқлири вә башқа дуняви өлчәмләрни бузуп келиватқанлиқини, шу қатарда ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң еғир зиянкәшликкә учраватқанлиқи һәққидә көплигән пакитлиқ материяллар оттуриға чиққан туруқлуқму ислам әллиридин уйғурлар тоғрилиқ һечқандақ инкас чиқмиғанлиқини баян қилди.
Бу қетимқи йиғинда америка кеңәш палатасиниң әзаси горй гарднерму америка һөкүмитиниң ислам әллири билән уйғурлар мәсилисидә ортақ пикиргә һәмдә һәрикәт һәмкарлиқиға келишиниң муһимлиқини тәкитлиди. Шуниңдәк бу мәсилиләрни алайитән йиғин әһлиниң диққитигә сунди.
Ислам әллириниң уйғурлар мәсилисидә сүкүт қилиши тоғрисида һәрқайси ахбарат васитилиридиму түрлүк мулаһизиләр оттуриға чиқмақта. Оқурмәнләр сани бирқәдәр көп болған “дипломат” гезитиниң 4-декабир саниға бесилған мәдинә бакайева имзасидики “мусулманлар дуняси уйғурларға келиватқан күлпәт алдида гача болмақта” сәрләвһилик мақалә әнә шуларниң биридур.
Мақалә апториниң пикричә, һазирға қәдәр уйғурларниң милйонлап лагерларға қамилиши һәмдә бу җайларда уларниң қандақ қабаһәтлик зиянкәшликкә учраватқанлиқи һәққидә түрлүк мәлуматлар оттуриға чиққандин буян америка, германийә, фирансийә қатарлиқ ғәрб дөләтлири хитай һөкүмитини лагерларни тездин тақаш, сиясий вә диний қалпақ кийдүрүлүп қамаққа елинғанларни қоюветишкә чақирған. Әмма оттура шәрқ яки ислам дунясидин буниңға қарита инкас чиқмиған. Пәқәт бомбай шәһиридә вә баңладишта бирәр йүзчә мусулман аммиси кочиға чиқип, уйғурларни һимайә қилиш һәққидә намайиш қилған.
Мақалә аптори бу һәқтики сәвәбләр һәққидә тохтилип “ислам дуняси данийәдики муһәммәд пәйғәмбәрниң картон рәсимини сизиш вәқәси яки исраилийә-пәләстин тоқунуши һәққидә көпләп пикир қилған иди. Әмдиликтә уйғурлар һәққидә немишқа җим турувалиду?” дәп соал қойиду. Шуниңдәк бу һәқтә америкидики даңдар ислам алимлиридин өмәр сулайманниң җавабини нәқил кәлтүрүп “мусулманлар дуняси уйғурларниң зор көләмдә тутқун қилинишиға қарита пүтүнләй бипәрва болувалди. Күлкилик йери шуки, уйғурлар дин җәһәттә мусулман болғанлиқи үчүнла хитайдики лагерларда қийнаққа учраватиду, әмма мусулманлар дуняси бу уйғурларни мусулман қатарида көрмәйватиду. Шуңа улар үчүн яқа йиртиш уларниң ядиғиму кәлмәйватиду” дәйду.
Әмма мақалә апториниң қаришичә, буниңдики йәнә бир муһим сәвәб асия, африқа вә оттура шәрқтики ислам дунясиниң иқтисадий җәһәттә ғайәт зор дәриҗидә хитайға тайинип қелиш вәзийити мусулманлар дунясидики даһийларниң қандақ чот соқушини бәлгиләйдиған әң муһим амил һесаблиниду. Бу җәһәттә хитай һөкүмити африқиға 60 милярд америка доллири, әрәб дөләтлиригә 20 милярд америка доллири қиммитидә мәбләғ салған. Һәтта африқидики намратрақ дөләтләргә вақти кәлгәндә бу қәрзләрни қайтурмисиму болидиғанлиқидин бешарәт бәргән. Шу сәвәбтин мәйли б д т болсун яки башқа хәлқаралиқ сорунларда болсун һәрқачан уйғурларниң гепи чиққан һаман бу дөләтләр дәрһал хитай һөкүмитини яқлап оттуриға чүшиду.
Германийәдики “явропа шәрқий түркистан бирлики җәмийити” ниң рәиси, д у қ диний ишлар бөлүминиң мудири турғунҗан алавудун болса бу мәсилидә иқтисадий җәһәттики мунасивәттин башқа ислам дөләтлириниң өзидики мәсилини ойлашмай туруп, уларниң уйғурлар һәққидики мәйданини чүшиниш қийинға чүшидиғанлиқини тәкитләйду.
Мақалида оттуриға қоюлған йәнә бир муһим нуқта һәрқайси ислам әллириниң һөкүмәтлири хитайни һимайә қилиш билән биргә, бу дөләтләрдики авам пуқраларни уйғурларниң қандақ зиянкәшликкә учраватқанлиқидин яхши хәвәрдар, дәп кәткили болмайдикән. Буниң бир инкаси әрәбчә ахбарат васитилиридә уйғурлар учраватқан зулум кәмдин-кәм тилға елинидикән. Бу җәһәттә “әл җәзирә” дин башқа түзүкрәк хәвәр яки мәлуматлар бәргән әрәбчә гезит-журналларму йоқниң орнида икән. Гәрчә хитай һөкүмитиниң барлиқ хәвәр мәнбәлирини қаттиқ контрол қилишини буниңға қошумчә бир сәвәб қилип көрситишкә болсиму, әрәб әллиридики ахбарат васитилириниң һөкүмәтниң контроллуқида болуши сәвәблик уйғурлар һәққидики мәлуматларға орун берилмәслики йәнила муһим сәвәб икән.
Турғунҗан алавудунму бу мәсилә һәққидә пикир қилип “биз мусулманлар дунясиға уйғур давасини йетәрлик аңлитип кетәлмидуқ, дәп қараймән” дәйду. Шуниңдәк уйғур җамаитиниң ислам әқидиси бойичә иш көрмигән ислам дөләтлирини ислам диниға тәңләштүрүп қоюштәк уқум хаталиқидин сақлиниши лазимлиқини тәкитләйду.
Мәлум болушичә, йеқиндин буян малайшия һөкүмити уйғурлар мәсилиси һәққидә хитай билән хелила ашкара тутишиватқан болуп, уларниң 20 милярдлиқ хитай мәблиғини рәт қилиш билән биргә кәлгүсидә техиму зор һәрикәтләрдә болуши, шуниңдәк техиму көп мусулман дөләтлириниң униңға әгишиши үмид қилинмақта икән.