Өзбекистан президенти ислам кәримоф аләмдин өтти
2016.09.02
Өзбекистанни 27 йилдин бери қаттиқ қоллуқ сиясәт билән башқуруп кәлгән ислам кәримоф 78 яшта аләмдин өтти. Меңисигә қан чүшкән ислам кәримоф бир қанчә күндин бери дохтурханида йетивататти.
Өзбәкистан йеңи мустәқил болған йилларда түркийә билән болған мунасивити наһайити яхши башланған иди. Түркийәниң түрк қан систимисидин болған 10 миң оқуғучини түркийәгә елип келип оқутуш иш пилани асасида көп санда өзбәк оқуғучи түркийәгә келип оқушқа башлиған иди. Өзбәкистандики өктичи партийәләрдин әрк партийәси рәиси муһәммәд салиһниң түркийәгә келип панаһлиқ тилиши билән икки дөләт мунасивити бузулди. Өзбәкистан оқуғучилирини қайтуруп кәтти. Түрк дуняси уқумиға еһтият билән муамилә қилған ислам кәримоф түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр парламентлири бирликигә әза болмиди, 2009 - йили нәхчиванда қурулған түркий җумһурийәтләр дөләт рәһбәрлири бирликикиму әза болмиди. Әмма өзбәкистан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болди.
Өзбәкистан дөләт башлиқи ислам кәримофниң түрк дуняси сияситигә дәсләптә аваз қошуп, кейин қарши сиясәт елип беришидики мәқсити немә иди? ислам кәримоф немә үчүн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болди? униң уйғур мәсилисигә болған көз қариши немә иди? униң һүсәйин җелилни хитайға қайтуруп бериши неминиң ипадиси? өзбәкистан һөкүмитиниң уйғур сиясити қандақ? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн узун йил өзбәкистанда тиҗарәт билән шуғулланған мәмәтҗан әпәнди вә түркийә истратегийәлик чүшәнчә иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди өзбәкистан дөләт рәиси ислам кәримофниң тунҗи сайламдики рәқиби муһәммәд салиһниң түркийәгә келиши билән түрк - өзбәк арисидики йирикчиликниң башлиғанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди өзбәкистан һөкүмитиниң америка вә ғәрб дөләтлири “инсан һәқлири дәпсәнчилики қиливатисән” дәп тәнқид қилғачқа, көп дөләтләр билән йириклишип кәткәнликини, уйғур сияситиниң хитайниң уйғур сиясити билән охшаш икәнликини баян қилди.
Уйғур зиялийси мәмәтҗан әпәнди өзбәкистан һөкүмитиниң пүтүн милләтләрни қарши алмайдиған бир сиясәт елип бериватқанлиқини шундақла өзбәкистанда инсан һәқлири дәпсәндичиликиниң еғир икәнликини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди өзбәкистанниң қаттиқ қоллуқ сияситиниң өзгиридиған яки өзгәрмәйдиғанлиқи тоғрисида һазирчә бир нәрсә дегили болмайдиғанлиқини баян қилди.
Ислам кәримоф 1938 - йили сәмәрқәнттә дуняға кәлгән. У, йетимханида чоң болған болуп, енженирлиқ вә иқтисат кәспидә оқуған. 1989 - Йили совет иттипақи башлиқи михаил горбачиф тәрипидин өзбәк коммунист партийәсиниң баш секритарлиқиға тәйинләнгән. Совет иттипақи йемирилгәндин кейин 1991 - йили мустәқил өзбәкистанда тунҗи қетим елип берилған сайламда дөләт башлиқи болуп сайланған иди.