Истанбулда “коммунистик хитай дәвридики уйғурларниң етносиясий тарихи” намлиқ китаб нәшр қилинди
2013.11.22

Йеқинда, тонулған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң “коммунистик хитай дәвридики уйғурларниң етносиясий тарихи” намлиқ китаби истанбулдики тәклимакан нәшриятида йоруқ көрди. Уйғурларниң өтмүш тарихиға, мәдәнийитигә, миллий һәрикитигә мунасивәтлик қизиқарлиқ материялларни өз ичигә алған бир нәччә әмгәкләрниң аптори қ. Ғоҗамбәрдиниң бу қетимқи китаби 1949 - йилдин та 2012 - йилғичә болған арилиқтики коммунистик хитай мустәмликиси астида яшаватқан уйғурларниң етносиясий тарихиға беғишланғандур.
9 Баптин ибарәт, җәми 50 басма тавақ һәҗимдики мәзкур әмгәктә уйғурларниң сиясий вә мәдәний һаятиға, маарипиға, иқтисадиға, статистикисиға, екологийисигә, иҗтимаий җәмийәтлик идийисигә вә миллий һәрикәтлиригә аит илмий җәһәттин тәтқиқ қилинған муһим мәлуматлар орун алған.
Алматада нәшр қилинидиған җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң өткәнки санида китаб һәққидә қисқичә берилгән ахбаратта мундақ дейилгән: “қәһриман ғоҗамбәрдиниң қәлимигә мәнсуп болған ушбу китабниң қиммити шуниңдин ибарәтки, у 1949 - 2012 - йиллар арилиқидики шәрқий түркистанни мустәмликигә айландуруш җәряниниң тарихи, сиясий - иҗтимаий тәқибләш һәрикәтлири, миллитимизниң мушу дәврдә елип барған миллий азадлиқ күрәшлири һәққидә мупәссәл тәһлил билән йезилған салмақлиқ әсәрләрниң биридур.”
Радиомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас қ. Ғоҗамбәрди мәзкур китабни тәйярлашта пайдилинилған мәнбәләр һәққидә тохталди.