Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүватқан уйғурларниң алдиға берип һал сориди
2018.12.26
Түркийәниң истанбул шәһиридә туруватқан 9 уйғур уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитигә кишиләрниң диққәт-етибарини тартиш үчүн 15-декабир күни истанбулдин әнқәрәгә қарап пиядә йолға чиққан иди. Буларниң сани йолда қошулған уйғурлар билән 30 дин ашти. 24-Декабир күни парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди 270 километир йирақлиқтики болуп шәһиригә берип, уларға қошулуп маңди вә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. Болуп шәһиридики “ийи” (яхши) партийәсиниң ишханисида өткүзүлгән мәзкур мухбирларни күтүвелиш йиғиниға истанбулдин әнқәрәгә қарап меңиватқан уйғурлардин башқа йәнә “ийи” партийәсиниң болуп вилайитидики мәсуллири, аммиви тәшкилат мәсуллири вә мухбирлар қатнашти.
Фаһрәттин йоқуш әпәнди мәтбуат йиғинида мунуларни деди: “хитай, шәрқий түркистанда узун йиллардин буян у йәрдики мусулман түркий милләтләргә түрлүк бесим елип бармақта. Бу зулум 2014-йилидин тартип чидиғусиз дәриҗигә йәтти. Инсан һәқлири тәшкилатлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу һәқтә көп қетим агаһландурған болсиму хитай һөкүмити бу зулум сияситидин ваз кәчкини йоқ. У йәрдә яшаватқан уйғур, қазақ қериндашлиримиз хилму-хил зулумға учримақта. Уйғурлар һөкүмәт авазимизни аңларму? дәп йүриду. Әмма түркийә һөкүмити көз-қулиқини етивалди”.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған давамлиқ һалда исраилийә һөкүмитини әйибләп, пәләстингә игә чиқиду. Әмма хитай һөкүмитини әйиблимәйду, бу һазир түркийәдики өктичи партийә вә аммиви тәшкилатлар тәнқид қилидиған бир темиға айланди. Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиму мухбирларни күтүвелиш йиғинида дөләт рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәнқид қилип мундақ деди: “бизниң дәрдимиз шу, шәрқий түркистанда инсанийәт трагедийәси бар. Дөләт рәисимиз түнүгүн исраилийә баш министири нәтәняһуға телевизийәләрдә бәк яхши варқиравататти. Немә дегән яхши, хитай шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға униңдинму еғир зулум қиливатиду. Әгәр сән бу дөләтниң рәиси икәнсән, уйғур қериндашлиримиз үчүн немишқа гәп қилмайсән? уйғурлар сениң һәм диндишиң һәм қан-қериндишиң. Немишқа, һәй хитай дөлити шәрқий түркистанлиққа елип бериватқан зулумни немишқа тохтатмайсән демәйсән? биз ийи партийәси болуш сүпитимиз билән дуняниң қәйиридә езилгән хәлқ болса униңға игә чиқимиз”.
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди болидуки мухбирларни күтүвелиш йиғини ахирлашқандин кейин, у уйғур паалийәтчи ели әкбәр башчилиқидики 30 әтрапида уйғур билән биргә әнқәрәгә қарап бир қанчә километир пиядә йүргәндин кейин улардин айрилип әнқәрәгә қайтқан.
Ели әкбәр әпәнди дүшәнбә, йәни 24-декабир күни ийи партийәси парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди билән бирликтә болуп шәһиридә бир йүрүш паалийәтләрни елип барғанлиқи вә паалийәтләрниң үнүмлүк болғанлиқини баян қилди. У йәнә, өзлириниң 25-декабир күни түркийәниң болуп шәһиридә көп сандики партийәләрниң ишханисини зиярәт қилип, һәр қайси партийә вәкиллиригә уйғурлар дучар болуватқан еғир вәзийәтни аңлатқанлиқини баян қилди.
60 яштики абликим абдуезиз әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, кишиләрниң өзлиридин “чарчидиңларму?” дәп сораватқанлиқини, әмма өзлириниң давадин алған роһий озуқ билән һарғинлиқ һес қилмайватқанлиқини тәкитлиди.
11 Күндин буян қар вә соғуққа қаримай кечә-күндүз әнқәрәгә қарап меңиватқан шәмшинур ханим йол бойи түркләрниң өзлирини қизғин күтүвеливатқанлиқини, уйғурларниң һазирқи вәзийитини нурғун кишигә аңлатқанлиқини баян қилди.
Истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилиш карвини әслидә 9 киши билән башланған болуп, йолда қетилғанлар билән уларниң сан һазир 30 ға йәткән. Пиядә йүрүш карвининиң йетәкчиси ели әкбәр һаҗим йәнә бу пиядә йүрүш карвининиң һазирқи әһвали вә бундин кейинки пилани тоғрисида мәлумат бәрди.