Истратегийә тәтқиқат оргини “тйәнәнмендики аптомобил вәқәси вә уйғурлар”

Мухбиримиз ирадә
2013.12.13
yasimen-police-van-beijing-305.jpg Хитай мәмликәтлик сиясий кеңәши бейҗиңда чоң йиғин ечиватқан мәзгилдә сақчи машиниси тйәнәнмен мәйданида чарлаш елип барди. 2011-Йили 3-март.
AFP


Хитай һөкүмити 11 - синтәбир вәқәсидин кейин хәлқарада қозғалған террорлуққа қарши күрәштин пайдилинип, уйғур елида йүз бәргән һәрқандақ наразилиқ һәрикәткә террорлуқ маркиси чаплап кәлгән иди. Әмма уйғур мәсилисиниң дуняда тонулуши вә хәлқара җамаәтниң уйғурларға болған тонушиниң чоңқурлап бериши нәтиҗисидә, хитай һөкүмитиниң бу тактикиси риқабәткә учрашқа башлиди.

Болупму буниң нәтиҗиси 29 - өктәбир күни тйәнәнмендә йүз бәргән вәқәдә интайин ениқ көрүлди. Вәқәдин кейин һәрқайси хәлқара мәтбуатларда хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушта террорлуққа қарши урушни суйистимал қиливатқанлиқи һәққидә қизғин муназиләр қозғилип кәтти. Бүгүн мәркизи әнгилийидики ташқи ишлар мунбири истратегийә тәтқиқат оргининиң тор бетидә “йәнә бир тибәт : тйәнәнмен мәйданидики вәқә вә уйғурлар” темилиқ мулаһизә мақалиси елан қилинған болуп, мулаһизидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесим сиясити вә униң тарихи үстидә тәпсилий мәлуматлар берилгән.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәркизи әнгилийидики ташқи ишлар мунбири истратегийә тәтқиқат оргини әнгилийидики сйнт андру университети қармиқидики бир истратигийә тәтқиқат мәркизи болуп, бу мәркәз дуняниң һәммә район, һәммә дөләтлиридики мәсилиләр үстидә тәтқиқатларни йүргүзүп, түрлүк илмий тәтқиқат - муһакимә йиғинлирини уюштуруп кәлгән нопузлуқ бир тәтқиқат мәркизи. Бу мәркәзниң америка пайтәхти вашингитондиму ишханиси бар.

Бүгүн, мәзкур органниң тор бетидә “йәнә бир тибәт: тйәнәнмендики аптомобил соқулуш вәқәси вә уйғурлар” мавзусида бир парчә мақалә елан қилинған болуп, мулаһизидә уйғурлар вә уйғурларниң сиясий иҗтимаий мәсилилири тоғрисида интайин әтраплиқ мәлумат берилгән. Мақалидә алди билән 29 - өктәбир күни тйәнәнмендә осман һәсән исимлик бир уйғур аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсини пәйда қилип 2 саяһәтчиниң өлүми вә 40 тин артуқ кишиниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәққидә мәлумат берилгән вә бу “йеқинқи йилларда тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән әң чоң вәқәләрниң бири” дәп көрситилгән.

Мақалидә мундақ дейилгән :

Бу хил зораванлиқ вәқәлиридә террор терминини ишлитиш интайин оңай, әмма бу йәрдә террорлуқ дегән маркидин зади кимниң пайда алидиғанлиқиға, немишқа бәзи һөкүмәтләрниң бир қисим етник, диний вә йәрлик гуруппилар үчүн террорчи дегән сөзни шунчә асан ишлитидиғанлиқиға қараш керәк. Тйәнәнмендики бу аптомобил вәқәсидин кейин хитай һөкүмити дәрһал бу вәқәни садир қилғучиларнила әмәс, бәлки пүткүл бир милләтни шәйтандәк қилип көрсәтти. Бундақ қилиш арқилиқ хитай һөкүмити бу етник райондики барлиқ иҗтимаий мәсилиләрни инкар қилған болди. Мәркизи һөкүмәтниң бу хил қорқунч вә инкар қилиш усули узун муддәтлик бир палакәттин бишарәт бәрмәктә.

Мәзкур мулаһизиниң аптори шундақла мәзкур тәтқиқат оргининиң асия ишлири тәтқиқатчсии мерий гәрит бу һәқтә мулаһизисини давам қилип, нурғун ғәрбликләрниң уйғурларниң мәсилилири тоғрилиқ көп нәрсә билмәйдиғанлиқини, бу нәрсиләрниң дәл хитай һөкүмити етирап қилишни халимайдиған ишлар икәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сияситиниң әмәлийәттә хитайниң өзи үчүн зиянлиқ икәнликини билдүргән. У мақалисиниң давамида уйғурларниң кимлики һәққидә қисқичә мәлумат бәргән. У буниңда уйғурларниң шинҗаң дегән районда яшайдиған йәрлик хәлқ икәнликини, хитай һөкүмитиниң 1949 - йилидин буян бу земинни ишғал қилип, уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған бу земинға “йеңи чегра” дегән мәнини билдүридиған “шинҗаң” дегән җай намини бәргәнликини қәйт қилған. У, уйғурларниң хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин йүргүзүлүватқан бесим, тәқиб вә һәтта имперялист сияситидин наразилиқини әскәрткән. Аптор уйғурларниң көрүнүш җәһәттә нурғун яврупалиқларниң каллисидики хитай миллити һәққидики чирай алаһидиликлиригә игә әмәсликини, уларниң тилиниң түркий тили, дининиң ислам икәнликини билдүрүп “улар қәдимий йипәк йолида тиҗарәт қилған хәлқләрниң йәни кавказийилик вә җәнубий асялиқларниң әвладлири” дәп баян қилған. Улар хитай һөкүмитиниң өзидики бу хил пәрқлиқ бир милләтни хәлқарада етирап қилиштин қейниливатқанлиқиниму әскәрткән.

Аптор мерий мақалисини давам қилип : тибәтләрниң хитайдин айрилип чиқиш һәрикити дуняда интайин кәң тонулған, әмма уйғурларниң һәрикити болса мушу саһәниң мутәхәсссилиридин башқа адәттики кишиләргә тонолмиған. Уларниң һәрикити рәсмий етирап қилишқа яки ярдәмгә еришкини йоқ. Лекин бу, уларниң давасиниң йолсузлуқини, уларниң хитайниң муқимлиқиға тәсир көрсәткүдәк қабилийити йоқлуқини көрситип бәрмәйду, дегән. У мулаһизисидә тйәнәнмендики вәқәни садир қилған осман һәсәнниң туғқанлиридин бириниң 2009 - йилидики үрүмчи вәқәсидә өлтүрүлгәнлики һәққидә гәп - сөзләр барлиқини, уйғур елида йеқинқи йиллардин бери йүз бериватқан наразилиқ һәрикәтлириниң хитай көчмәнлириниң барғансери көпийип кетиши билән мунасивәтликликини, уйғурларниң бу көчмәнләрниң өзлириниң ишлирини тартевеливатқанлиқи, адил риқабәт йоқлуқидин шикайәт қилидиғанлиқини, 50 йил илгири уйғур нопуси районда асасий салмақни игилисә, һазир хиـтай нопусиниң алмишип қалғанлиқини билдүргән.

Аптор хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан бесим сиясәтлиригә кейинки 5 йилдики сиясәтлирини мисал қилип көрсәткән болуп, униңда уйғурларниң һәҗигә беришниң чәклимә астиға алғанлиқини, рози тутушиниң чәкләнгәнликини, мәсчитләрдики имамларни һөкүмәт бәлгиләп беридиған сиясәтни чиқарғанлиқини, уйғур тилиниң мәктәп вә һөкүмәт органлирида ишлитилишини чәклигәнликини вә уйғурларниң саяһәт әркинликигә тосалғу қоюлғанлиқини, такси шопурлири әгәр машинсиға һиҗапланған аял алса җәриманә қоюлидиғанлиқини мисал қилип бәргән. У сөзини давам қилип “пүтүн булар йәтмигәндәк, хитай һөкүмити тйәнәнмендики аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин уйғурларға зәрбә беришниң салмиқини техиму ашурди. Шинҗаңдики университет оқуғучилири әмди сиясий көз қариши яхши баһаланмиса мәктәп пүттүрәлмәйдиған болди. Көпинчә кишиләр хитай һөкүмитиниң бу хил сияситини һалакәткә башлап баридиған әһваллар, дәп қаримақта” дәп баян қилған.

Аптор мақалисиниң ахирида хитайда сақлиниватқан иҗтимаий мәсилиләр үстидә бирму - бир тохталған вә тйәнәнмендики вәқәниң бир сегнал болуши керәкликини әскәртип мундақ дегән :

- Җуңго тәрәққий қилмақта. У тәхмин қилғусиз рәқәмләр билән зораймақта. Әмма бу чақнап турған биналар арқисида вә униңдинму парлақ болған иқтисадий рәқәмләр арқисида йошурунуп ятқан башқа бир җуңго бар. У болсиму бесимни өзигә түзүм қиливалған вә дунявийлишиштин несивисини алмиған бир җуңго. Җуңгониң келәчики һәққидики һәқиқәт шуки, ташқи сиясәт җәһәттин алғанда хитай көрүнгәнниң әксичә интайин аҗиз. Миллий бесим сиясити хитайдики барлиқ паразит қурттәк мәсилиләрниң ичидики әң муһими. Хитайдики начар хизмәт муһити, аилә қурулмисини бузидиған сиясәтләр, еғир муһит булғиниши, аҗиз маарип сестимиси вә кәң ямрап кәткән чирикликләрниң һәммиси хитайдики алдини алғили болмайдиған бир иҗтимаий қалаймиқанчилиқниң мәнбәсидур. Өктәбирдә тйәнәнмендә йүз бәргән аптомобил партлаш вәқәси хитайниң йүкселишиниң мана бу қараңғу йүзини унтуп қалғанлар үчүн бир сегнал болғуси!

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәзкур мақалиниң аптори меррий гәрит сейнт андру хәлқара ташқи ишлар мунбири тәтқиқат мәркизиниң вашингитонда турушлуқ тәтқиқатчиси болуп, у хәлқара сиясәт, иҗтимаий адаләт вә дунядики динлар мәсилисидә мутәхәссисләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.