“ийи” партийәси баянат елан қилип, түркийәниң 11 уйғурни дәрһал қоюп беришини тәләп қилди
2018.11.02
10-Айниң 11-күни малайшия һөкүмити тутқундики 11 нәпәр уйғур мусапирни қоюп берип түркийәгә йолға салған иди. Түркийәниң истанбул ататүрк айродромиға йетип кәлгән бу уйғурлар һазирғичә айродромдики назарәтханида тутуп турулмақта.
“ийи”, йәни “яхши” партийәси истанбул шөбисиниң башлиқи сатуқ буғрахан қавунҗу башчилиқидики 150 әтрапида киши қатнашқан 1-ноябир күнидики паалийәттә, сатуқ буғрахан қавунҗу түркийә һөкүмитиниң бу 11 уйғурниң дәрһал түркийәгә киришигә рухсәт қилишини тәләп қилип мәтбуат баянати оқуп өтти.
11 Уйғур тутуп турулуватқан истанбул ататүрк айродроминиң алдида өткүзүлгән мәтбуат баянати елан қилиш йиғиниға “ийи” партийәси рәһбәрлири, әзалиридин сирт аз санда уйғурларму иштирак қилди.
Сатуқ буғра қавунҗу әпәнди мәтбуат баянатниң бешида бу паалийәтни өткүзүштики мәқсити һәққидә тохтилип: “бүгүн еғир бесим ичидә туруватқан уйғур қериндашлиримизниң дәрдини җамаәтчилик билән ортақлишиш, шундақла һазир сақчи идарисиниң назарити астида туруватқан, хитайниң шәрқий түркистан районидин миң тәстә қечип түркийәгә келип, панаһлиқ тилимәкчи болған 11 уйғур қериндишимизниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш үчүн бу йәргә кәлдуқ” деди.
Сатуқ буғрахан қавунҗу әпәнди баянатида 4 милйондин артуқ сүрийә вә афғанистандин кәлгән мусапирға игә чиқиватқан түркийә һөкүмитидин “уйғурларниң уларчилик қиммити йоқму?” дәп соал сорап мундақ деди: “хитайдики адәм қелипидин чиққан бесимдин қечип, җенини қутқузуп қелиш үчүн алди билән малайшияға, у йәрдин ана юрти түркийәгә келип панаһлиқ тилигән, аял вә балиларниму өз ичигә алған 11 уйғур, 17 күндин буян истанбулдики ататүрк айродромидики назарәтханида түркийәгә кириш үчүн рухсәт күтмәктә. Бу уйғурларниң һазир дөлитимиздә яшаватқан 4 милйондин артуқ сүрийәлик вә афғанистанлиқ көчмәнләрдин немә пәрқи бар? бу уйғур қериндашлиримизниң узун йиллардин бери дөлитимиз биздин йиғқан баҗлар билән һәқсиз давалаватқан, қатнаш вастилиридин һәқсиз пайдиландуруватқан, һәқсиз оқутуватқан сүрийәлик мусапирларчилик қиммити йоқму?”
“ийи”, йәни “яхши” партийәси истанбул шөбисиниң башлиқи сатуқ буғрахан қавунҗу баянатида истанбулдики ататүрк айродромида тутуп турулуватқан 11 уйғурниң һечқандақ террорлуқ паалийәткә иштирак қилмиған кишиләр икәнликини, шуңа түркийә һөкүмитиниң буларниң түркийәгә киришигә дәрһал рухсәт қилиши керәкликини тәләп қилип мундақ деди: “биз ийи партийәси истанбул шөбиси болуш сүпитимиз билән һөкүмәт вә дөләт рәһбәрлиримизгә шуни демәкчимизки, биз җамаәт хәвпсизлик органлиридин игилигән мәлуматларға қариғанда, бу қериндашлиримиз һечқандақ террорлуқ паалийитигә арилашмиған вә һечқандақ террорлуқ тәшкилатиға тәвә әмәс икән. Бу уйғур қериндашлиримизға дөлитимиз панаһлиқ тилигүчи муамилиси әмәс, көчмән муамилиси қилиши керәк. Қериндашлиримиз түркийәдики сүрийәлик вә афғанистанлиқларчилик бу дөләттә туруш һәқ вә һоқуқиға игә. Сани 4 милйондин ашқан сүрийәлик вә афғанистанлиқ мусапирларға оқуш, давалиниш, қатнаш вә өй иҗариси ярдәм пули бериватқан дөлитимизниң 11 уйғур қериндишимизғиму охшаш һәқ вә һоқуқни беришини тәләп қилимиз”.
Сатуқ буғрахан қавунҗу әпәнди баянатиниң ахирида түркийә дөлитигә 11 уйғурни беқиш тәс кәлсә, “ийи” партийәсиниң бу уйғурларни бақидиғанлиқиға вәдә беридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “дөлитимизниң 11 уйғур қериндишимизни беқишқа күчи йәтмисә, биз ‛ийи‚ партийәси болуш сүпитимиз билән уларниң йемәк-ичмәк, туруш, оқуш қатарлиқ пүтүн чиқимлирини беридиғанлиқимизға вәдә беримиз. Һөкүмитимизниң бу мәсилини дәрһал һәл қилип беришини, 11 уйғур қериндишимизни көзимиз көрүп туруп өлүм йолиға салмаслиқини тәләп қилимиз”.
Истанбул ататүрк айродромида 1-ноябир күни чүштин кейин өткүзүлгән мухбирларға баянат бериш паалийитигә иштирак қилған шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси хәмит көктүрк әпәнди паалийәткә парламент әзалири вә башқилардин болуп 150 әтрапида кишиниң иштирак қилғанлиқини тилға алди.
Хәмит көктүрк әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики уйғурларғила әмәс, бәлки чәтәлдики уйғурларғиму ялған әйибләшләр билән зулум селиватқанлиқини, бу хил паалийәтләрниң пайдилиқ болидиғанлиқини тилға алди.
Малайшия һөкүмити хитай һөкүмитиниң 11 нәпәр уйғур мусапирни қайтуруп бериш һәққидики күчлүк тәлипигә қаримай, бу уйғурлар үстидики барлиқ әйибнамиләрни бикар қилип, уларни әркинликкә чиқарған иди. Бу уйғурларниң бәзилириниң бала-чақилири түркийәдә болуп, түркийә һөкүмитиниң буларни айродромда тутуп туруши наразилиқларға учримақта. 30-Өктәбир күни “ийи” партийәси парламент әзаси исмаил оқ әпәнди, парламентта һөкүмәткә соал хети сунуп, бу бигунаһ уйғурларни немә үчүн түркийәгә киришкә рухсәт қилмиғанлиқини сориған иди.