Хитайниң җәнубий деңизда башқурулидиған бомба орунлаштуруши америкиниң җиддий инкасини қозғиди

Мухбиримиз әркин
2016.02.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
jenubiy-dengiz-rayoni.jpg Хитай өзиниң территорийиси дәп бәлгиливалған җәнубий деңиз райониниң үстидин көрүнүши. 2015-Йили 20-май.
AFP

Сүний һәмраһтин тартилған рәсимләрдин қариғанда, хитайлар “юңшиң” дәп атайдиған хәлқара нами “вудий арили” ға хитай армийәси йәрдин һаваға қоюп берилидиған башқурулидиған бомба системиси орунлаштурған.

Бу учур америка президенти барак обама шәрқий җәнубий асия әллириниң рәһбәрлирини калифорнийәдә күтүвелип, җәнубий деңизниң муқимлиқини қандақ қоғдаш мәсилисини сөзлишиватқанда ашкариланди.

Президент обама сәйшәнбә күни “америка хәлқара қанун йол қойған һәрқандақ йәрдә давамлиқ учуш, деңиз чарлаш вә мәшғулат елип бариду. Биз башқа дөләтләрниң шундақ һоқуқини қоллаймиз” дегән иди.

Хитайниң вудий арилиға қорал орунлаштурғанлиқиға даир сүний һәмраһ рәсимлирини “имаг хәлқара сүний һәмраһ” намлиқ ширкәт тартқан. Мутәхәссисләр, сүний һәмраһ рәсимлирини анализ қилиш арқилиқ вудий арилиға орунлаштурулған қораллар хитайниң HQ- 9 типлиқ башқурулидиған бомба системиси икәнликини, униң мусаписи 230 километирға қәдәр йетип баридиғанлиқини илгири сүргән.

Хитайниң вудий арилиға қорал орунлаштурушиға америка вә райондики алақидар дөләтләр дәрһал инкас қайтурди. Америка дөләт ишлар министири җон кәрий чаршәнбә күни хитайниң җәнубий деңизни һәрбийләштүрүватқанлиқиға даир йетәрлик пакит барлиқини билдүрүп, хитай билән җиддий сөзлишидиғанлиқини билдүрди.

Җон кәрий мундақ деди:“биз қайта -қайта тәкитлидуқ, һәрбийләштүрүштин хали туруш җәнубий деңиз мәсилисидә барлиқ дөләтләр үчүн ортақ бир өлчәм. Рәис ши җинпиң вашингтонни зиярәт қилғанда, у, президент обама билән ақсарайниң гүллүкидә туруп, ‛хитай җәнубий деңизни һәрбийләштүрмәйду‚ дәп вәдә бәргән иди.
Бирақ, һәр күни йетәрлик пакитлар шуни көрситип туруватиду, ундақ яки мундақ шәкилдики һәрбийләштүрүш изчил давамлишип кәлди. Бу, кишиниң қаттиқ диққитини қозғайду.”

Вийетнам баш министири нйен тән дуң бу әһвални “тинчлиқ, бихәтәрлик, әркин деңиз қатниши вә һава қатнишиға әмәлий тәһдит” дегән. У, президент обама билән көрүшкәндә америка рәһбирини “авазини күчлүк” чиқиришқа, “әмәлий һәрикәт” қоллинип, райондики мәвҗут һаләтни бир тәрәплик өзгәртишкә қарши турушқа үндигән.

Японийә болса, мәвҗут һаләтни бир тәрәплик өзгәртип, районда җиддийчилик пәйда қилиштәк бу хил һәрикәтниң қобул қилинмайдиғанлиқини тәкитлигән. японийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси әнглийә “қоғдиғучи” гезитиниң мухбириға бәргән баянатида, “японийә бу хил һәрикәттин җиддий әндишә қилиду. Мәсилә пәйда қилидиған өз алдиға елип берилған бу хил һәрикәтниң қобул қилинмайдиғанлиқини тәкитләйду” дегән.

Вудий арили парасел тақим араллиридики әң чоң арал. Хитай мәзкур арални 1974‏-йили контрол қиливалған болсиму, әмма вийетнам билән тәйвән у аралда игилик һоқуқи барлиқини изчил дава қилип кәлди.

Юқири дәриҗилик бир америка әмәлдари болса, хитайниң америка шәрқий җәнуби асиядики дөләтләр билән башлиқлар сөһбити өткүзүватқанда бу аралға қорал орунлаштуруши “хитайниң мәвҗут һаләтни өзгәртишкә урунуватқанлиқини көрситиду” дегән. У әмәлдар бу сөзни америка кабиллиқ хәвәрләр тори‏-CNN гә қилған.

Лекин дөләт ишлар министири җон кәрий, хитайниң җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилисидә қорал күчигә таянмаслиқни, мәсилини дипломатик сөзлишишкә тайинип һәл қилишини үмид қилди.

Җон кәрий мундақ деди: “мән хитайниң җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилисидә бир тәрәплик һәрикәткә, қоралға, һәрбийләштүрүшкә таянмаслиқини, бәлки дипломатийәгә, башқа дөләтләр билән һәмкарлишишқа тайинип һәл қилишниң муһимлиқини тонуп йетишини, ихтилапни һәл қилишқа тиришчанлиқ көрситишини үмид қилимән.”

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи болса чаршәнбә күни мухбирларға қилған сөзидә, хитайниң җәнубий деңизға башқурулидиған бомба орунлаштурғанлиқини рәт қилмиди.

У австралийә ташқи ишлар министири җулийә бишоп билән өткүзгән ортақ ахбарат йиғинида, “хитайниң биз қоғдаватқан тақим аралда әслиһә қуруш мәсилисигә кәлсәк, у, өзини қоғдаштики чәклик һәм зөрүр әслиһә. Бу хәлқара қанунлардики игилик һоқуқлуқ дөләтләргә берилгән өзини қоғдаш вә мудапиә қилиш һоқуқиға пүтүнләй уйғун келиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.