Мухбир пурахан: һиндонезийә немә үчүн хитайниң белиқчи кемисини партлитиветиду?

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.06.10
yaponiye-heptilik-zhurnili-305.jpg Японийә һәптилик журнилиниң муқависи.
RFA/Qutluq

Һиндонезийә һәптилик хәвәрләр журнилиниң мухбири пураханниң “һиндонезийә немә үчүн хитайниң белиқчи кемисини партлитиветиду?” намлиқ мақалиси японийә һәптилик хәвәрләр журнилиниң 2-июн санида елан қилинди.

Һиндонезийә һәптилик хәвәрләр журнилиниң мухбири мақалисидә: “2009-йили һиндонезийә деңиз тәвәликигә қанунсиз киргәнлики сәвәбидин тутуп қилинған вә әйни вақитта кемидики хитай белиқчилири һиндонезийә қануни бойичә бир тәрәп қилинип болған хитай белиқчи кемисини өткән һәптә һиндонезийә даирилири партлитиветип, һазир һиндонезийә һөкүмити хитайниң бу ишқа болған инкасини күтүватиду” дәйду.

Мухбир пурахан мақалисидә: “алтә йил илгири тутувелинған хитай белиқчи кемисини һиндонезийә даирилири әмдиликтә немә үчүн тосаттинла партлитиветиду?” дәп соал қойиду.

Мақалидә, өткән йилдин башлап һиндонезийә президенти җокониң деңиз мудапиә қисимлириға буйруқ қилип қанунсиз киргән чәтәл белиқчи кемилирини қаттиқ бир тәрәп қилиш һәққидә пәрман чүшүргәнликини алаһидә әскәртиду.

Пурахан мақалисидә, партлитиветилгән хитай белиқчи кемисиниң бундин алтә йил илгири, һиндонезийә һөкүмити мустәқиллиқ күнини хатириләватқан күнниң өзидә, тайланд, филиппин,вийетнам қатарлиқ дөләтләрниң белиқчи кемилири хитай белиқчи кемиси билән биргә қошулуп һиндонезийә деңиз тәвәликигә киргәнликини илгири сүрүш билән биргә, хитай белиқчи кемисиниң чәтәл кемилиригә әгишип хата кирип қалғанлиқиниң еһтималға йеқинлиқини илгири сүриду.

Мақалидә аптор, хәлқара деңиз-окян қануни вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтики бәзибир қануний рәсмийәтлири һәққидә әтраплиқ мулаһизә йүргүзүп, һазир хәлқарада дөләтләр арисидики деңиз тәвәлики мәсилисидә көплигән зиддийәтләрниң мәвҗутлуқини, әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларниң бу мәсилиләр үстидә техичә әтраплиқ бир йәкүн чиқиралмайватқанлиқини көрситиду.

Аптор мақалисидә, хәлқара қанунда дөләтләр арисида бу хилдики маҗиралар йүз бәргәндә қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә ениқ бир бәлгилимә болмиғанлиқи сәвәбидин, һиндонезийә даирилириниң бу ишни авам хәлқтин мәхпий тутуп кәлгәнликини, әмма бу қетим өз алдиға мустәқил иш көрүп, хитайниң белиқчи кемисини партлитиветиш нийитигә кәлгәнликини билдүриду.

Мақалидә, һиндонезийә деңиз-окян министири сушиниң йеқинда ейтқан сөзигиму алаһидә орун берилгән болуп,у сөзидә: “һиндонезийә буниңдин кейин деңиз тәвәликимизгә қанунсиз киргән чәтәл кемилиригә қаттиқ һәрикәт қоллиниду” дегән. Һиндонезийәдики нопузлуқ гезитләрдин бири болған “җакарта почтиси гезити” диму бу һәқтә тәпсилий хәвәр берилгәнликини аптор мақалисидә әскәртип өткән.

Мақалидә шундақла алтә йил илгири хитай белиқчи кемисиниң һиндонезийә деңиз тәвәликигә қанунсиз киргәнлики сәвәбидин һиндонезийә билән хитайниң мунасивитиниң яманлашқанлиқини,әмма йеқиндин буян икки дөләт мунасивити яхшилинишқа йүзлиниватқан бир пәйттә, һиндоненизийә даирилириниң ойлимиған йәрдин туюқсизла хитай белиқчи кемисини партлитиветишиниң өзи толиму бир сирлиқ иш икәнликини билдүргән.

Аптор шуниң билән биргә мақалидә, һиндонезийә президенти җокониң деңиз тәвәликидә, болупму һазир изчил маҗира көрүлүватқан җәнубий нәнша тақим араллири мәсилисидә хитайға қаттиқ тақабил туруватқанлиқини баян қилған.

Һиндонезийә даирилириниң хитай белиқчи кемисини партлитивәткәнликидин ибарәт бу хәвәр японийә җәмийитигә тарқалғандин кейин, көплигән японлар бу һәқтә һәр хил тор бәтлиридә охшимиған қарашларда өзлириниң пикирлирини баян қилди.

Зияритимизни қобул қилған қануншунас ямагаҗо бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
-Хитай белиқчи кемилириниң қошна әлләргә болған бу хилдики тәһдити изчил давамлишип кәлмәктә. Буниң әң чоң һуҗумиға учраватқан дөләт япон болса керәк дәп қараймән. Сәвәби өткән йилиниң өзидила японийә деңиз тәвәликигә кирип марҗан сүзмәкчи болған хитай белиқчи кемилири японийә деңиз қоғдаш қисимлири тәрипидин қолға елинған болсиму, әмма улар японийә қануниниң бу җәһәттики юмшақ сиясити сәвәбидин, пәқәт җәриманә қоюлупла қоюп берилди вә кемилири қайтурулди. Хитай билән қошна болған барлиқ дөләтләр хитай белиқчи кемилиригә һиндонезийә даирилири кәби қаттиқ қоллуқ сиясәт қолланғандила хитай белиқчи кемилириниң деңиз тәвәликигә қанунсиз кириш һәрикитини тосуп қалғили болиду, дәп ойлаймән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.