Җорҗ вашингтон университетида уйғурлар мәсилиси мәхсус тонуштурулди

Мухбиримиз әзиз
2018.11.16
krizisqa-patqan-uyghurlar.jpg Җорҗ вашингтон университетида өткүзүлгән “кризисқа патқан уйғурлар: күлпәттики милләт” темисидики мәхсус доклат бериш йиғинидин бир көрүнүш. 2018-Йили 15-ноябир. Вашингтон, америка.
RFA/Eziz

Уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң барғансери дуня ахбаратидики қизиқ темилардин болуп қелишиға әгишип, бу һәқтики алақидар мәсилиләргә қизиққучи кишиләрниң көпийиватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә йәнә бир қисим кишиләрниң бу мәсилиләр һәққидә қисмән әһваллардин хәвәрдар болған болсиму, йәнә көплигән мәсилиләрдә теңирқап қеливатқанлиқи уйғурлар мәсилисини ташқи дуняға аңлитишниң йетәрлик болмайватқанлиқини көрситип турмақта. Әнә шу хил әһвалға қисмән болсиму хатимә бериш үчүн 15-ноябир күни кәчқурун җорҗ вашингтон университетида “кризисқа патқан уйғурлар: күлпәттики милләт” темисида мәхсус доклат бериш йиғини ечилди.

Җорҗ вашингтон университети қармиқидики “кәспий ташқи ишлар мулазимити оқуғучилар уюшмиси” ниң тәшкиллиши билән өткүзүлгән бу йиғинда д у қ ниң рәиси долқун әйса вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән айрим-айрим сөз қилип, уйғурларниң пүткүл милләт бойичә инсан һәқлири, сиясий бастуруш вә ирқий тазилаш саһәлири бойичә нишанлиқ һуҗумға учраватқанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди.

Алди билән долқун әйса сөз елип өзиниңму буниңдин оттуз йил илгири мушу залда олтурғанларға охшаш садда бир оқуғучи болғанлиқини, әмма 1980-йиллардин башлап әвҗ елишқа башлиған уйғурларни йәкләш сияситигә қарши оқуғучилар намайиши тәшкиллигәнлики үчүн 1988-йили алий мәктәпни пүттүрмәйла оқуштин һәйдәлгәнликини баян қилиш арқилиқ уйғурлар мәсилисиниң омумий әһвалини сүрәтләп бәрди. 

У сөзиниң давамида уйғурлар вә уларниң ана вәтини, уйғурларниң йеқинқи вә һазирқи заман тарихи һәққидә қисқичә мәлуматларни бәргәндин кейин, хитай һөкүмити “шәрқий түркистан” дәп атилидиған бу районни 1949-йили қорал күчи арқилиқ бесивалғанлиқи, уйғурларға өзлирини өзлири башқуридиған аптономийә түзүми вәдә қилған хитай һөкүмитиниң 1950-йиллардин башлап уйғурларниң сиясий, иқтисадий, диний вә башқа һәқлирини қәдәмму-қәдәм боғуп кәлгәнлики, гәрчә хитайниң асасий қанунида вә башқа алақидар қанунлирида уйғурларниң көплигән һәқлири бекитилгән болсиму бу маддиларниң һечқачан иҗра болуп бақмиғанлиқини баян қилди.

У шуниңға улапла 2000-йилларға қәдәр уйғурларни “бөлгүнчилик” билән әйибләп келиватқан хитай һөкүмитиниң “11-сентәбир вәқәси” дин кейин дуня миқясидики “террорлуққа қарши туруш” долқуниға суқунуп киривелип уйғурларни бастуруш һәрикитини “террорлуққа қарши туруш” намида пәрдазлап кәлгәнликини, җүмлидин хитай һөкүмитиниң өзиниму көп қетим террорчилар исимликидә елан қилғанлиқини, әмма өзиниң та һазирға қәдәр “террорчилар” үчүн кәм болса болмайдиған һәрбий қорал-ярақларни кинолардин башқа йәрләрдә көрүп бақмиғанлиқини, бу хил қарилашниң әң юқири пәллиси болса 2018-йили оттуриға чиққан бир милйондин артуқ уйғурниң лагерларға қамилишида әкс әткәнликини, бу лагерларға уйғурларниң әң мунәввәр диний алимлири, зиялийлири, иҗтиһатлиқ содигәрлири вә чақнаватқан тәнтәрбийә чолпанлириниң қамиливатқанлиқини, шундақ туруқлуқ хитай һөкүмитиниң һазирғичә “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруш” шоари астида уйғурларниң миллий кимлики вә мәдәнийитини тәлтөкүс йоқитишқа урунуватқанлиқини сөзләп өтти. 

Арқидин сөзгә чиққан америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән нуқтилиқ қилип, нөвәттә уйғур җәмийити дуч келиватқан түрлүк кризисларниң характери һәққидә тохталди. У нөвәттә уйғурлар һәққидики хәвәр вә мулаһизә мақалилириниң ғәрб мәтбуатлирида һәр күни онлап дегүдәк елан қилинип туруватқанлиқини, җүмлидин уйғурларниң қандақ қисмәтләргә дуч келиватқанлиқи көп қисим һөкүмәтләргә вә шәхсләргә мәлум болған болсиму буниңға қарита тегишлик тәдбир елинмайватқанлиқини, бу сәвәбтин изчил һалда дуняниң бу мәсилигә болған инкасини дәңсәп келиватқан хитай һөкүмитиниң техиму ашкара һалда өз вәһшийликини кеңәйтиватқанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

Елшат һәсәнниң пикричә, хитай һөкүмити ташқи дуняниң бу ишқа унчә күчлүк инкас билдүрмигәнлики сәвәблик һазир зор күч билән “сиясий қирғинчилиқ” ни давам қилмақта икән. Гәрчә хитай дөлити яки “шәрқий түркистан” дәп атилидиған бу районда һазир һечқандақ уруш вәһимиси мәвҗут болмисиму, хитай һөкүмити “қирғинчилиқ” дәп аташқа пүтүнләй болидиған көплигән қилмишларни кәң миқяста садир қилмақта икән. Буниң билән уйғурларниң зор көләмдә лагерларға қамилиши вә тутқун қилиниши маһийәттә уйғурларниң зор сандики өлүмгә мәһкум болуши, җисманий вә роһий җәһәттин еғир зиянкәшликкә дучар болуши, һаятлиқ шараитиниң қәстән начарлаштурулиши, уйғурларниң көпийиш нисбитиниң ғәрәзлик һалда тосқунлуққа учриши, шуниңдәк сәбий гөдәкләрниң мәҗбурий йосунда башқа бир милләткә айландурулуши дегәнләргә сәвәб болмақта икән. Буларниң һәммиси б д т ниң алақидар һөҗҗәтлиридә “қирғинчилиқ” ниң тәбири үчүн берилгән болуп, бу хил зиянкәшликкә учриғанлар қатарида у һазирғичә дәлилләнгән көплигән уйғур сәрхиллириниң исимликини вә рәсимлирини көрсәтти. Шуниңдәк сөзиниң ахирида бир милләтниң барлиқ һоқуқлириниң тартивелиниши һәмдә бу хилдики бир пүтүн милләтни йоқитиш нишани қилған һәрикәтни немә дәп аташ лазимлиқи һәққидики хуласини шу мәйданда олтурғучиларниң өзлири чиқиришиға һавалә қилди. 

Доклаттин кейин бир қисим оқуғучилар өзлири қизиққан даирә бойичә соаллар сориди. Долқун әйса вә елшат һәсән ихчам вә чүшинишлик қилип җаваб бәрди.

Доклаттин кейин биз долқун әйсани айрим зиярәт қилип, униңдин бу қетимқи доклатқа немә үчүн мәктәп районини таллиғанлиқини соридуқ. У бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип, мәктәпләрдики оқуғучиларға уйғурлар һәққидә чүшәнчә беришниң муһимлиқини тәкитлиди. 

Бу һәқтики мәсилиләр тоғрилиқ сөз қилған елшат һәсән буниңға қошулидиғанлиқини билдүрүш билән биргә һазир ташқи дуняниң уйғурлар һәққидики диққитини қозғашта уларға уйғурларниң зади қандақ әһвалда икәнлики һәққидә тәпсилий чүшәнчә беришниң муһимлиқини тилға алди. 

Бу қетимқи доклатқа җорҗ вашингтон университетидики оқуғучилар актиплиқ билән қатнашқан болуп, шу оқуғучиларниң бири, мәзкур университетниң толуқ курс оқуғучиси вектор өзиниң бу қетимқи лексийәдин уйғурлар һәққидә бәкму көп мәлуматларни алғанлиқини билдүрүп мундақ деди: 

“бу қетимқи икки лексийә бәкму яхши болди, шуниңдәк һазирқи мәсилиниң әмәлийәттә қайси дәриҗидә еғирлиқини наһайити очуқ көрситип бәрди. Мән баятин дәп өткинимдәк һазир көп кишиләр бу ишларниң болуватқанлиқидин хәвәр тапти, әмма уларниң көп қисми һазирқи вәзийәтниң қайси дәриҗидә хәтәрлики икәнликини билмәйду. Шуниңдәк буниң хәлқара үчүн немиләрдин дерәк беридиғанлиқидинму хәвәрсиз қеливатиду. Чүнки көп қисим кишиләрниң нәзиридә уйғурлар учраватқан мүшкүлатлар қандақтур хитай дөлитиниң ички қисмида көрүлүватқан мәсилиләр, униң ташқи дунядики кишиләр билән һечқанчә алақиси йоқ, дәп қариливатиду. Һазир хитай һөкүмити хәлқара тәшкилатлар, хәлқаралиқ мәсилиләр вә хәлқаралиқ сәһниләрдин пайдилинип өзлириниң дөләт ичидә йүргүзүватқан ирқий тазилаш һәрикитини йоллуқ қилип көрситип кәлмәктә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.