Америкидики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилиди

Мухбиримиз үмидвар
2014.11.16
jumhuriyet-kuni-2014-amerika-fairfax.jpg 15-Ноябир күни еилп берилған җумһурийәт күни паалийитидин бир көрүнүш
Photo: RFA


Америка уйғурлири бирләшмисиниң тәшкиллиши билән 15 - ноябир күни америка пайтәхти вашингтон йенидики фәйирфакис шәһиридә уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1933 - йили, 12 - ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 81 йиллиқи вә 1944 - йили, 12 - ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 70 йиллиқини хатирилиди.

Фәйирфакис шәһиридики америка - түрк достлуқ бирләшмисиниң залида өткүзүлгән мәзкур хатириләш паалийити шәрқий түркистан миллий марши билән башланған болуп, шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш паалийитигә америка уйғурлири бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф риясәтчилик қилди. Хатириләш паалийитиниң ечилиш нутиқини дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим сөзләп, көпчиликни бу шәрәплик күн билән тәбриклиди һәмдә әйни вақитта мәзкур икки җумһурийәтни қуруш йолида җан - пида қилған пидакарларниң роһиға болған чоңқур һөрмити вә иптихарлиқ һессиятини билдүрди. Рабийә қадир ханим нутиқида йәнә уйғурлар үчүн өмлүк вә иттипақлиқниң наһайити муһимлиқини тәкитлиди.

Бу қетимқи җумһурийәт күни паалийитидә 1944 - йили, 12 - ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушини өз көзи билән көргән һәмдә һәрәмбағ қатарлиқ җайлардики җәңләргә қатнашқан тарихий шаһид әдһәмҗан әпәндиму сөз қилип, әйни вақиттики вәқәләрни, болупму хәлқниң өз азадлиқини қолға кәлтүрүш йолида иттипақлишип күрәш қилған юқири кәйпиятини әсләп өтти.

Җумһурийәт паалийитиниң иккинчи басқучи сүпитидә әйни вақиттики икки җумһурийәтниң қурулуш,ахирлишиш тарихи вә униңдики сәвәб - амиллар һәм тәҗрибә савақлар һәққидә илмий доклат берилгән болуп, америка уйғурлири бирләшмисиниң муавин рәиси илшат һәсән мәхсус доклат бәрди. Илшат һәсән әпәнди 1933 - йили вә 1944 - йили, 12 - ноябир күни қурулған җумһурийәтләрниң уйғур йеқинқи заман тарихида тутқан орни һәмдә мәзкур җумһурийәтниң совет иттипақиниң роли вә шуниңдәк ички ташқи амиллар һәққидә тохталди.

Бу қетимқи җумһурийәт күниниң өзгичилики шу болдики, икки җумһурийәт тарихи бойичә мәхсус соал тәйярлинип, көпчиликниң әркин җаваб беришигә сунулди, қизғин кәйпиятта соалларға җаваб берилиш арқилиқ тоғра җаваб бәргәнләр иһамландурулди.

Йиғин җәрянида йәнә яшларға вакалитән яш сәнәт һәвәскари вә яшлар паалийәтчиси җүнәйдин мәшһур уйғур шаири абдуреһим өткүрниң “из” шеирини декламатсийә қилди. Төт саәт давамлашқан мәзкур җумһурийәт күни паалийити ахирида пешқәдәм тарихи шаһид әдһәмҗан әпәндиниң башчилиқида, җумһурийәт шеһитлириниң роһиға атап дуа қилинди. Мәлумки, америка уйғурлири бирләшмиси қурулғандин буян һәр йили җумһурийәт паалийити өткүзүшни давамлаштуруп кәлмәктә. Көп қетимлиқ паалийәтләр хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити билән бирликтә өткүзүп келинди. Җумһурийәт паалийити өткүзүш америкидики уйғурларниң әнәнисигә айланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.