Дөләт мудапиә министири җасон кәннй һөсәнҗан җелил аилисигә рамзанлиқ салам йоллиди

Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2015.06.24
kanada-uyghur-iptar-iftar-diniy-erkinlik.png “диний әркинлик вә көп қатламлиқ мәдәнийәт” дегән темида иптарлиқ паалийәттин бир көрүнүш
RFA/Ruqiye


6 - Айниң 22 күни “шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизи” “бир дуня әркинлик тәшкилати” билән бирлишип канада парламент бинасида“диний әркинлик вә көп қатламлиқ мәдәнийәт” дегән темида иптарлиқ паалийити өткүзди.

Канада дөләт мудапиә министири җасон кәннй хизмитиниң интайин алдираш болушиға қаримай иптар вақтиға үлгүрүп келип, бу қетимқи паалийәткә қатнашти вә бу паалийәт мунасивити билән хитай тәрипидин муддәтсиз кесилгән һөсәнҗан җелил аилисидин һал сориди.

У мундақ деди:“һөсәнҗан җелил канадаға панаһлиқ тиләп пуқралиқ алған уйғур иди. У паспортини елип 3 - 4 йилдин кейин өзбекистанға барғинида хитай тәрипидин тутуп кетилип муддәтсиз кесилди. Биз уни қутулдуруш үчүн үзлүксиз тиришиватимиз вә униң һәқ һоқуқини күчлүк қоғдаймиз. Униң аяли төт балиси билән қалди. Мән рамзан мунасивити билән униң аилисигә чоңқур салам йоллаймән.”

Дөләт мудапиә министири җасон кәннй
Дөләт мудапиә министири җасон кәннй

Министир җасон һөсәнҗан җелил аилисигә салам йоллаш билән биргә рамзан ейиға болған һөрмитини билдүрүп, рози тутушниң инсанларни роһий вә җисманий җәһәттин чениқтуридиған интайин яхши бир адәт икәнликини, христиан болуш сүпити билән христианларниң пәқәт бәзи тамақ турлиридин өзини тартип тутидиған розисиға селиштурғанда техиму мукәммәл вә қаттиқ икәнликини сөзләп өтти.

У йәнә уйғурлар гәрчә канадада наһайити кичик бир топ болсиму, уларниң инсаний ғурури хитай тәрипидин дәпсәндә қилиниватқачқа канада һөкүмитиниң уйғуларниң һәқ - һоқуқ дәвасиға һесдашлиқ қилидиғанлиқини вә уларниң диний әркинликини һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Канада һөкүмити хитай билән болған һәр қетимлиқ юқири қатлам көрүшүшлиридә вә хитай билән болған сода мунасивәтлиридә һөсәнҗан мәсилисини изчил оттуриға қоюп келиватқан болсиму, хитай һөсәнҗан җелил мәсилисини хәлқара терроризм билән бағлап ялған пакитларни ойдуруп чиқирип канаданиң еғзини тувақлап кәлмәктә.

Министир җасон һөсәнҗан җелил қолға елинғанда баш министирға катиплиқ вәзиписини өтәватқан болуп вәзиписини өтәватқан болуп кейин пуқралар вә көчмәнләр министирликигә тәйинләнди.

У һөсәнҗан җелил мәсилиси үчүн изчил тиришчанлиқ көрситип келиватқан министир. У һазир канада дөләт мудапиә министирлиқ вәзиписини өтәватқанлиқи үчүн канада пуқралириниң бихәтәрлики униң биваситә вәзипилиридин бири болуп қалди.

Шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң мувәққәт рәиси канадада турушлуқ әхмәтҗан осман униң һөсәнҗан җелилниң әркинлики үчүн техиму көп күч чиқиришини тәләп қилип мундақ деди:“мән канада дөләт мудапиә министири җасон кәннйниң һөсәнҗан җелилниң хитай түрмисидин қутулуп сақ саламәт әркинликкә чиқип қайтип келиши үчүн техиму күч чиқиришини үмид қилимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.