“канада пуқралиқини күчәйтиш қануни” әндишә пәйда қилди
2015.06.09

Канада парламенти 2014 - йили апрелда “канада пуқралиқини күчәйтиш қануни” йәни“C - 24қануни” ни бәлгиләп чиққан. Мәзкур қанун өткән һәптә рәсмий күчкә игә қилинип йолға қоюлушқа башлиған. Бу һәқтә тохталған адвокатларниң ейтишичә, қанун дөләт бихәтәрликини қоғдаш, чегра һалқиған җинайи қилмишларға зәрбә бериштә көплигән әвзәлликләргә игә болсиму, әмма қанундики бир қисим йочуқлар уларни әндишигә салған.
Уларниң билдүрүшичә, қанундики йочуқлар хитайдәк диктатор дөләтләрниң канадада панаһланған бир қисим кишиләрни паракәндә қилишиға қулайлиқ яритип бериши мумкин икән.
Қанунда “байлиқ оғрилап хиянәт қилиш җинайити” өткүзгән, “башқа дөләтниң мәнпәәти үчүн канадада туруп ишпийонлуқ қилған”, “канадаға қарши қораллиқ һәрикәткә қатнашқан” яки “башқа дөләт тәрипидин террорист дәп әйибләнгүчи” ләрниң канада пуқралиқи бикар қилинидиғанлиқи ениқ бәлгиләнди. Канада һөкүмити тәрипидин елан қилинған баянатта билдүрүлүшичә, юқириқи категорийәгә киргүчиләрниң паспорти тартивелинип канада пуқралиқи канада көчмәнләр вә пуқралар идариси тәрипидин дәрһал бикар қилинидикән.
Илгири бу хил җинайәт өткүзгүчиләр канада федератсийә сот мәһкимиси, канада көчмәнләр вә пуқралар идариси, канада һөкүмәт консули тәрипидин узун муддәт тәкшүрүш арқилиқ бир тәрәп қилинидиған болуп йеңи қанунға асасән нурғун вақит вә хираҗәт теҗәп қелинидиғанлиқи елан қилинди.
“C - 24қануни” гәрчә канаданиң бихәтәрлики үчүн интайин муһим рол ойнайдиған болсиму, әмма хитайға охшаш инсан һәқлирини дәпсәндә қилип келиватқан дөләтләрниң бу қанундин пайдилинип гунаһсиз кишиләрни җинайәт төһмити билән әйибләп елип кетишигә йол ечиш мумкинчилики еғир.
Биз бу һәқтә канада көчмәнләр вә пуқралар адвокати шантал дәслогәс ханим билән сөһбәт өткүздуқ.
Шантал ханим “C - 24қануни” ниң канаданиң бихәтәрликидә ойнайдиған роли һәққидә тохтилип мундақ деди: “C - 24қануни” җинайәтчиләрниң болупму террорчиларниң канадаға суқунуп киривелип җинайәт өткүзүшиниң алдини елишта, дөлитимизниң тинч вә хатирҗәмлики үчүн, терроризмға қарши турушта интайин муһим әһмийәткә игә. Канадада яшап туруп қош пуқралиқини сақлап башқа дөләтниң мәнпәәти үчүн ишпийонлуқ хизмити елип берип канада пуқралириниң хатирҗәм яшишиға дәхли тәрз қиливатқан ишпийонларму әмди қаттиқ чөчүши вә ишпийонлуқ һәрикәтлиридин қол үзүши мумкин.
“C - 24қануни” канадада туғулғанлар үчүн күчкә игә әмәс болуп, бәзи канадалиқлар буниң канадада туғулған пуқралар билән туғулмиған пуқралар оттурисида айримичилиқ пәйда қилидиғанлиқини вә адил болмиғанлиқини билдүрүп иҗтимаий тор васитилири арқилиқ әрз топлимақта.
Әмма шантал ханимниң бу һәқтики көз қариши башқичә, у мундақ дәйду: бу һәргизму пуқраларға айримичилиқ қилғанлиқ әмәс, чүнки канадада туғулған вә башқа дөләт пуқралиқи йоқларниң қоғлап чиқириветилидиған дөлити йоқ, шуниң үчүн бу қанун уларға ишлимәйду. Әгәр бир киши гәрчә канадада туғулған турупму ата - анисиниң салаһийити билән башқа дөләт пуқралиқини сақлиған болса әлвәттә у қош пуқралар учриған муамилигә учрайду. Буниң канадада туғулған яки туғулмақлиқ билән мунасивити йоқ.
Ундақта бу қанун бирләшкән дөләтләр тәшкилати арқилиқ панаһлиқ тиләп кәлгән канадаға келиштин бурун башқа һәрқандақ дөләтниң пуқралиқиға тәвә болмиған дөләтсиз кишиләргә қаритиламду, йоқму? шантал ханим мухбиримизниң бу һәқтики соалиға җаваб берип: әлвәттә уларға қаритилмайду, канада әлвәттә “C - 24қануни” ни чиқириштин бурун вәтәнсиз кишиләрниң бихәтәрликини көздә тутқан дәйду.
Әмма хитай һөкүмити гәрчә қош пуқралиқини етирап қилмайдиған башқа дөләт тәвәликигә өткәнләрниң хитай пуқралиқини бикар қиливетидиған қанун бәлгилигән болсиму әмма канада пуқраи һүсәйин җелилни хитай пуқраи иди, дәп терроризм билән қарилап тутуп кәтти. Һүсәйин җелил әмәлийәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилати арқилиқ канадаға панаһлиқ тилигән болуп, канадаға кәлгәндә қолида хитай паспорти йоқ иди.
“C - 24қануни” ға асасән терроризм билән әйибләнгән кишиләрниң канада пуқралиқи бикар қиливетилсә ундақта һүсәйин җелилға охшаш төһмәткә учриған нурғун кишиләр бу қанун түпәйлидин һәқсизлиққа учриши мумкин.
Шантал бу һәқтә тохтилип мундақ деди: бу қанун кишиләрниң башқа дөләттә әйибләнгәнликиниң хата яки тоғра икәнликини ениқлап олтурмайдиған болғачқа хитайдәк дөләтләрниң бу қанундин пайдилинип гунаһсиз кишиләрни елип кетишигә қулайлиқ яритидиғанлиқи ениқ. Буниң алдини елиш үчүн шу кишиләр қош пуқралиқини сақлимаслиқи керәк. Болупму хитай һөкүмити хитай пуқралиқини сақлимиғанларғиму ялған пакит билән есиливалидиғанлиқтин һәқиқәтән хитайниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилишиға йол ачиду.