Канададики уйғур вә башқа тәшкилатлар бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2016.09.12
kanada-sherqiy-turkistan-paaliyet.jpg Сүрәттә (солдин оңға): әркин дуня тәшкилатиниң башлиқи мәҗит әл-шәфи, шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң президенти әхмәтҗан осман, демократик хитай бирләшмисиниң башлиқи шең шө ханим.
RFA/Gulshen


Мушу айниң 9-күни, канадада паалийәт елип бериватқан “шәрқи түркистан сүргүн һөкүмити дипломатийә вә кишилик һоқуқ ишханиси” билән бир әркин дуня тәшкилати вә демократик хитай бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, канада баш министири җастин тредуниң хитай зиярити җәрянида, хитай кишилик һоқуқ хатириси һәққидә юмшақ вә омумлаштуруш характеридә позитсийә тутқанлиқиға наразилиқ билдүрди.

Канада баш министир җустин треду 30-авғусттин 7-сентәбиргә қәдәр хитайда тунҗи зиярәттә болуп, хитайниң бейҗиң, шаңхәй, хаңҗу вә хоңкоң қатарлиқ шәһәрлиригә барған һәм хаңҗу шәһиридә өткүзүлгән г20 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнашқан иди.

Җустин треду, хитай зиярити җәрянида, хитай тәрәп билән бир милярд 200 милйон долларлиқ сода келишимнамиси имзалиған. Канададики 53 миң деһқанниң җаниҗан мәнпәәти билән бивастә мунасивәтлик болған қича експортидики чәклимини әмәлдин қалдурған вә хитай лидирлиқидики асия асаси һул муәссәсәләр қурулуши банкисиға киришни илтимас қилған. У йәнә хитайдики алибаба хәлқаралиқ сода ширкитиниң башлиқи, хитайдики даңлиқ бай содигәр җак ма билән мәхсус көрүшкән.

Җустин треду хитай зияритиниң 2-бекити болған шаңхәйдә, кишилик һоқуқ һәққидә сөз қилип, хитай билән дөләт башқуруш вә башқа сақлиниватқан мәсилиләр һәққидә очуқ ашкара вә достанә сөзлишишни халайдиғалиқини, канада тәрәпниң,хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилиши үчүн ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән иди. У йәнә етирап қилип, хитайда кишилик һоқуқ һәққидә сөз қилишниң тәскә тохтайдиғанлиқини, әмма бу оттуриға қоймиса болмайдиған зөрүрийәт икәнликини билдүргән. Җустин треду хитай зияритиниң ахирқи бекити болған хоңкоңда мухбирларға, канаданиң кишилик һоқуқ әһвалиниму мукәммәл дәп кәткили болмайду, дегән.

“шәрқи түркистан сүргүн һөкүмити дипломатийә вә кишилик һоқуқ ишханиси” ниң баянатчиси руқийә турдуш, ахбарат елан қилиш йиғининиң мәқсити һәққидә тохталди.

Канадада паалийәт елип бериватқан, кишилик һоқуқ тәшкилатлири шундақла хитайниң нөвәттә күндин-күнгә еғирлишип кетиватқан кишилик һоқуқ әһвалидин әндишилиниватқан демократик затлар җустин тредуниң хитай зиярити җәрянида, хитай кишилик һоқуқ әһвалиға қарита тутқан позитсийисидин рази әмәс.

Шең шуе: җастин треду дунядики кишилик һоқуқни қоғдайдиған чоң дөләтниң баш министири болуш сүпити билән, кишилик һоқуқ җәһәттә техиму еғир мәсулийәтни зиммисигә елиши керәк.

Демократик хитай бирләшмисиниң башлиқи шең шуе ханим мухбирларға баянат берип, канада баш министири җустин тредуниң канаданиң демократийә вә инсан һәқлиридин ибарәт қиммәт қаришиға вәкиллик қилип хитайға барғанлиғини, һазир хитай түрмисидә канада пуқраси һүсәнҗан җелилни өз ичигә алған йәнә бирқанчә хитай канада пуқрасиниңму йетиватқанлиқини, әлвәттә канада баш министири болған җустин тредуниң буларниң аилә тавиабатлириға ярдәм қилиши шундақла хитай түрмисидә азап оқубәт чекиватқан канада пуқралирини канадаға қайтуруп келиши керәклики һәққидә тохтилип, җустин тредуниң хитай зиярити җәрянида, канадада паалийәт елип бериватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлири униңдин күткән үмидләрни әмәлгә ашуралмиғанлиқини, кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға юмшақ муамилә қилғанлиқини әйиблиди.

У йәнә, г20 дөләт башлиқлири йиғининиң, демократийини тәкитләйдиған дөләтләр үчүн хитай кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә кәң кушадә тохтилиши үчүн яхши пурсәт икәнликини тәкитлиди.

У канада-хитай сода мунасивәтлири, канаданиң дунядики кишилик һоқуқни қоғдайдиған чоң дөләтлик орни қатарлиқ көп тәрәплимилик мәсилиләр һәққидә мулаһизә йүргүзүп: “канададәк бир демократик дөләт билән хитайдәк мустәбит бир һакимийәт оттурисидики сода мунасивәтлири бәк мурәккәп болған болиду. Бундақ шараит астида, биз йәни кишилик һоқуқ тәшкилатлири өз ролимизни толуқ җари қилдуришимиз керәк. Әгәр ундақ болмиғанда канаданиң қиммәт қариши вә мәнпәәти зиянға учрайду, шуниң билән бир вақитта йәнә хитайдики ғәрб дунясиниң кишилик һоқуқ вә демократийисигә үмид билән қараватқан, әркинликкә тәшна хитай пуқралиниң үмидлири йоққа чиқиду. Хитайниң тез тәрәққи қилиши хитай җәмийитигә еғир зиян вә хәтәрләр елип кәлмәктә.

Канада баш министири пәқәт адәттики бир пуқра болуш сүпити билән кишилик һоқуқ мәсилисидики мәйданини ипадиләп қалмай бәлки, йәнә бир дөләтниң баш министирлик мәсулйәтниму өз ичигә алған. Канаданиң йәнә дуняда кишилик һоқуқни қоғдайдиған чоң дөләтлик орнини нәзәргә алғанда, канада баш министири кишилик һоқуқ мәсилисидә техиму еғир мәсулийәтни өз үстигә елиши керәк” деди.

Мәҗит әл шәфи: җастин треду, канада кишилик һоқуқ вәзийити билән хитай кишилик һоқуқ вәзийитини селиштуруп, мән һаятимда учуртуп бақмиған зор хаталиқни өткүзди.

Ахбарат елан қилиш йиғинида, канадада паалийәт елип бериватқан бир әркин дуня тәшкилатиниң башлиқи мәҗит әл шәфи мухбирларға баянат берип,

“мән баш министир җустин тредуниң хитайда, кишилик һоқуқ мәсилисини нуқтилиқ мәсилә сүпитидә оттуриға қоймастин бәлки, омумлаштуруп ейтип өтүп кәткәнликидин қаттиқ үмидсизләндим. Мениң қаришимчә, баш министир хитай һөкүмити билән сода-иқтисади мунасивәтлирини яхшилаймиз дәватиду, әмма мән ойлаймәнки биз хитай түрмисидә йетиватқан һүсәнҗан җелилни өз ичигә алған канада пәрзәнтлирини қутулдурмай туруп, хитай билән болған сода мунасивәтлирини яхшилиялмаймиз.

Баш министир җустин треду бу қетимқи хитай зиярити җәрянида мән һаятимда һич көрүп бақмиған вә аңлап бақмиған бир хаталиқни өткүзди у болсиму, баш министиримиз канаданиң кишилик һоқуқ хатириси билән, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини селиштуруп, канаданиң кишилик һоқуқ әһвалиму дегәндәк яхши әмәс, деди.

Мән ойлаймән канаданиң кишилик һоқуқ хатириси билән, уйғурларни, тибәтләрни, фалугонгочиларни, христианларни өлтүриватқан, ички әзалар тиҗарити қиливатқан, уйғур, тибәт қатарлиқларниң земинини мустәмликә қиливалған хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини қандақму селиштурғили болсун? әгәр бундақ селиштуруш тоғра кәлсә баш министир, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ һәққидики тәшвиқатини қоллиған вә униң йолида маңған болуп қалиду. юқиридики сөзләрни қилиш арқилиқ, канада баш министири өз һөкүмитиниң хитайға қаратқан кишилик һоқуқ һәққидики сияситиниң қанчилик аҗиз икәнликини намаян қилди.”

Ахбарат елан қилиш йиғиниға канада омни хәвәрләр телевизийә қанили, әркин асия радио истансиси уйғурчә бөлүми қатарлиқ көп санда ахбарат васитилири иштирак қилди.

Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.