Канада хуавей ширкитидә ишләйдиған 3 нәпәр хизмәтчиниң даимлиқ иқамәт тәлипини рәт қилди
2016.06.20
![hua-wei-xua-wey-shirkiti.jpg hua-wei-xua-wey-shirkiti.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/xuawey-shirkiti-03292012174146.html/hua-wei-xua-wey-shirkiti-305.jpg/@@images/b163481a-381b-40d4-b9b2-529c4e889de1.jpeg)
Канадада чиқидиған йәр шари вә мәктуплар гезити шундақла җәнубий җуңго почтиси гезитиниң йеқинда тарқатқан хәвәрлиридин мәлум болушичә, канада һөкүмити җасуслуқ, террорлуқ шундақла дөләтни ағдурушқа урунуш әндишиси сәвәбидин, хитайниң канададики әң чоң телеграф ширкити һесабланған хуавей ширкитидә ишләйдиған 3 кишиниң даимлиқ иқамәт тәлипини рәт қилған.
Хитайниң дөләт игиликидики ширкити хуавей, 2008-йилидин етибарән канадада иш башлиған болуп, дуня бойичә 3-орунда туридиған әқиллиқ телефон ишләпчиқириш ширкити һесаблиниду. Хуавей ширкити 2012-йилидин етибарән интернет учур җасуслуқи гумани билән дуня күнтәртипидә йәр елип келиватқан ширкәтләрниң бири болуп, шу сәвәбтин америка вә австралийә қатарлиқ дөләтләр хуавей ширкитиниң бу дөләтләрдики мулазимитигә чәклимә қойған.
Әмма, канада тәрәп америка вә канада бихәтәрлик органлириниң җиддий агаһландурушлириға қаримай, хуавей ширкитини канада иқтисадиниң гүллинишигә шундақла иш имканийәтлирини ечишқа төһпә қошти дәп махтап келиватқан иди.
Хуавей ширкити мәсилиси, канададики өктичи партийиләр изчил наразилиқ билдүрүп келиватқан мәсилиләрниң бири болуп, улар стевен харпер башчилиқидики консерватиплар партийисини, канаданиң бихәтәрликигә тәһдит елип келиш еһтималлиқи болған хуавейға йешил чирағ йеқип бәрди дәп әйибләп кәлгән иди. Йеңи демократик партийәниң башлиқи том мулкер әнә шундақ өктичиләрниң бири, у канада парламентида ипадә билдүрүп: “америка вә австралийә һөкүмәтлири хуавей ширкитини дөләт бихәтәрликигә җиддий тәһдит елип келидиғанлиқ әндишиси билән тақаш қарари чиқарди, әмма немә үчүн консерватип һөкүмити бундақ бир қарарни рәт қилиду” дегән иди.
Канада дөләтлик телевизийә қанилиниң мухбири грәг вәстон хуавей ширкити һәққидә 2012-йилидин буян изчил хәвәр йезип келиватқан мухбирларниң бири. Униң билдүрүшичә, бәш бурҗәклик бина, фби, чиа, д/ләт бихәтәрлик идарилири, ақсарай, америка парламенти қатарлиқларниң һәммиси хуавей үчүн қизил чирағ яққан.” әмма грәгниң қаришичә, канада тәрәп бу агаһландурушларға қулақ салмиған.
Мухбир грәг хуавей ширкити һәққидә, америкиниң җасуслуққа қарши туруш ишханисиниң сабиқ башлиқи вән клевни зиярәт қилған. Вән клев, хуавей ширкитиниң өзини тонуштуруш қисқа филимидики учуватқан қанатлиқ тулпарни символлуқ охшитип туруп мундақ дегән: “хуавей ширкити хитай һөкүмити, һәтта хитай армийәсиниң арқисиға йошурунған сирлиқ җасуслуқ тулпири болуши мумкин. Хитай бир партийәлик диктатор бир дөләт хуавей болса хитай һөкүмитиниң башқурушидики бир ширкәт, униң хитай һөкүмити билән болған мунасивити оттурида ениқ, хуавей ширкити хитай һөкүмитидин айрилип чиқимән дегән тәқдирдиму айрилип чиқалмайду.”
Вән кләвес йәнә, америка истихбарат орунлириниң, хуавейниң америка вә канаданиң сирлирини оғрилаш үчүн телеграф учурлири йоллайдиған арқа ишик болуп қелишидин әнсирәватқанлиқини, әгәр шундақ болуп қалса, бу хәлқаралиқ бир учур урушиға, һәтта әскири һәрикәтләрниң келип чиқишиға сәвәб болидиғанлиқини билдүргән. У йәнә җиддий һаләттә хитай учур алақә җасуслуқиниң, барлиқ аммиви мулазимәт системилирини паләч һаләткә чүшүрүп қойидиғанлиқини әскәрткән. У йәнә хитай, интернет вә учур васитилири арқилиқ америкиға җасуслуқ тәһдити селиватқан 1-номурлуқ дөләт дегән.
Әмма, мухбир грәгниң қаришичә, канада һөкүмити, америка вә канада бихәтәрлик органлириниң агаһландурушлириға қаримай, хуавей ширкитигә қизил гиләм селип кәлгән. У к б к гә бәргән хәвиридә, сабиқ канада баш министири стәвән харпер хитайға барғанда хуавейниң канадаға қошқан төһписини алаһидә тилға алған. Ундин башқа онтарио өлкисиниң өлкә башлиқлириму хуавей ширкитини зиярәт қилип улар билән қол сиқишқан. Мухбир грәгниң қаришичә, канада һөкүмити хуавейдин сиясәт үчүн пайдиланған.
Йәр шари вә мәктуплар гезити вә җәнубий җуңго почтиси гезитиниң хәвиригә асасланғанда, бу қарарни канаданиң хоңкоңда турушлуқ көчмәнләр идариси чиқарған болуп, бу орган бу һәқтә елан қилған хетидә, хуавей ширкитидә ишләйдиған бир хизмәтчиниң җорисиниң канададики иқамәт тәлипини көчмәнләр вә сиясий панаһлиқ қануниниң 34- маддисиға асасән рәт қилғанлиқини, рәт қилиш сәвәбиниң җасуслуқ, террорлуқ вә дөләткә хәвп йәткүзүш икәнликини тилға алған.
Канададики мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, хуавей ширкити хизмәтчилириниң иқамәт тәлипиниң җасуслуқ, террорлуқ вә дөләтни ағдурушқа урунуш қатарлиқ гуманлар билән рәт қилинғанлиқи, канаданиң тунҗи қетим хуавей ширкитигә соғуқ муамилә қилиши болуп һесаблинидикән.
Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.