Канаданиң бирқанчә шәһиридә хитайға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлди

Мухбиримиз меһрибан
2019.01.04
Kanada-Birleshme-Namayish-2018-01.jpg Канадада өткүзүлгән хитайға қарши бирләшмә намайиштин бир көрүнүш.
RFA/Mehriban

4-январ әтигән канада шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси туйғун абдувәли қатарлиқ паалийәтчиләр зияритимизни қобул қилип, канаданиң торунто, монтериял вә ванковир шәһәрлиридә өткүзүлүватқан хитайға қарши наразилиқ намайиш һәққидә мәлумат бәрди.

Канаданиң монтериял шәһиридики намайиш йетәкчилиридин нурмәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, канада шәрқий түркистан җәмийитиниң тәшкиллиши билән орунлаштурулған наразилиқ намайишиға монтериял шәһири вә әтраптики уйғурлардин хели көп санда киши қатнашқан. 4-январ әтигән һаваниң соғуқ болушиға қаримай монтриял әтрапидики уйғурлар узун йолларни бесип намайиш мәйданиға әтигәндила йиғилған. 

Канада шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси туйғун абдувәлиниң билдүрүшичә, торунтода өткүзүлүватқан хитайға қарши наразилиқ намайишини канада шәрқий түркистан җәмийити тәшкиллигән болсиму, әмма намайишқа канадада хитай һөкүмитигә қарши паалийәт елип бериватқан, хитай демократлири, тибәтләр, фалунгоңчилар вә “бир әркин дуня” тәшкилатиниң әзалириму аваз қошқан. 

Намайиш мәйданидин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, торунто шәһиридики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән наразилиқ намайишида хитайниң “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намидики җаза лагерлириға қамалған уйғурларни шәртсиз қоюп бериш, хитай түрмисидә йиллардин буян қамилип йетиватқан һүсәйин җелилни азад қилиш, хитай һөкүмити йеқинда тутқун қилған канада пуқралирини қоюп бериш тәләп қилинип, хитайға қарши наразилиқ шоарлири товланған. 

Намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған канададики “бир әркин дуня” тәшкилатиниң башлиқи мәҗит әпәнди, хитай демократлиридин шең шө ханим вә канададики християн җәмийитиниң әзалири өзлириниң бу қетимқи намайишқа иштирак қилишидики сәвәбләр һәққидә тохталди.

“бир әркин дуня тәшкилати” ниң башлиқи мәҗит әпәнди сөзидә мәзкур тәшкилатиниң өз паалийәтлиридә дуняниң һәрқайси җайлирида даириләр тәрипидин езилишкә учраватқан аз санлиқларниң һәқоқуқини қоғдашни тәшәббус қилип келиватқини билдүрди. У хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ хәлқләргә йүргүзүватқан чекидин ашқан бастурушиға қарита пүткүл дуняниң йәнила сүкүттә туруватқанлиқини әйиблиди. 

У мундақ деди: “хитайда һазир диктаторлуқ түзүм күчийиватиду. У йәрдә уйғурлар, тибәтләр, фалунгоңчилар вә християн муртлири бастуруливатиду. У йәрдики җаза лагерлириға қамалған уйғурлар, фалунгоңчилар изтирап чекиватиду, уларниң ички органлири елиниватиду. Әмма пүткүл дуняниң көзи хитяйдин келидиған пулда вә иқтисадий мәнпәәттә болғини үчүн бу җинайәтләргә сүкүт қиливатиду. Әмма биз пул-мәнпәәтни дәп у йәрдә болуватқан җинайәтләргә сүкүт қилмаслиқимиз керәк. Наразилиқ билдүрүшимиз керәк.”

У йәнә канада һөкүмитиниңму уйғурлар вәзийитигә инкас қайтурмай сүкүттә туруватқанлиқини тәнқидлиди.

“канада һөкүмитиниңму бу мәсилидики хитайға тутқан позитсийәси бизни үмидсизләндүрүватиду. Чүнки канада һөкүмитиму иқтисадий мәнпәәтни вә пулни көзләватиду. Әмма бу әһвал өзгириши керәк! канада һөкүмити вә дуня хитайға қарита қаттиқ инкас қайтуруши вә техиму көпрәк әмәлий иш қилиши керәк!”

Хитай демократлиридин шең шө ханимму зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди: “мән бу хил наразилиқ намайишлириға даим қатнишип туримән. Мән торунтода туруватқинимға 30 йилға йеқинлашти. Мән өзүмму бир кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуш сүпитим билән бундақ наразилиқ намайишлиридин 100 дин артуқини тәшкиллидим десәм болиду. Чүнки бүгүн бизниң бу йәрдә бирләшмә намайиш елип беришимиз интайин муһим әһмийәткә игә. Демәкчи булғиним компартийә хитайда һакимийәт орнатқандин буян у йәрдики хәлқләр үзлүксиз һалда коммунизмниң зиянкәшликигә учрап келиватиду. У йәрдики хәлқләр компартийәниң мустәбит һакимийитигә наразилиқ билдүрүшкә, қаршилиқ қилишқа амалсиз һаләттә. 50-Йиллар, 60-йиллар, 70-йиллар, һәтта 80-90-йиллардин кейинму у йәрдә коммунист һөкүмәтниң инсанийәткә қарши җинайәтлири давамлиқ йүз бериватиду. Бүгүнки күнгә кәлгәндә болса милйондин артуқ уйғур җаз лагерлириға қамилип, уларға қарита инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүливатиду. Әгәр биз әркин дуняда яшап туруқлуқму бухил җинайәткә сүкүт қилсақ, у һалда инсанлиққимизғиму йүз келәлмәймиз.”

Канада шәрқий түркистан җәмийитиниң муавин рәиси әкрәм әпәнди бу қетимқи намайишниң канада билән хитайниң мунасивити йирикләшкән вақитқа тоғра кәлгәнликини билдүрди. У наразилиқ намайишидин илгирики тәшвиқат хизмити яхши ишләнгәнлики үчүн намайиш мәйданиға канададики тәсири нисбәтән күчлүк болған таратқуларниң мухбирлириму кәлгәнликини билдүрди. 

Канада шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси туйғун абдувәли әпәнди 4-январ өткүзүлгән намайишниң 2019-йили кириши билән мәзкур тәшкилатниң орунлаштурушида елип берилған тунҗи қетимлиқ намайиш икәнликини билдүрди. У канада шәрқий түркистан җәмийитиниң бундин кейин өз паалийәтлирини давамлиқ күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.