Канадаға кетиш: хиялму, реалму?

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли
2017.10.04
unhcr-turkey.jpg Б д т мусапирлар алий комиссарлиқи түркийә шөбисиниң тор бети (www.unhcr.org/tr).
RFA/Abduweli

2017-Йили 4-июлда мисирдики уйғурларниң тутқун қилиниши, түркийә-хитай мунасивитидики йеқинлишиш түркийәдә туруватқан вә йеқинда мисирдин кәлгән уйғурларда сарасимә пәйда қилғанлиқи мәлум. Буниңға җавабән иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң б д т мусапирлар оргиниға илтиҗа қилиш чақириқи вә илтиҗа қилинса канадаға йәрлишиш мумкинлики һәққидики учурлар тарқилип йүрмәктә. Ундақта, б д т ға панаһлиқ илтимаси сунған уйғурлар канадаға кетәләмду?

Канадада яшаватқан паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди түркийәдики уйғурларни б д т ға илтиҗа қилса канадаға кетәләйду, дәп қарайду. У буниң сәвәбини чүшәндүрүп мундақ деди: “уйғурларни канада яки үчинчи бир дөләткә йөткәштә бирдин бир йол бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитети арқилиқ болиду, буларниң ишини бирләшкән дөләтләр тәшкилатида мусапирлар алий комиссарлиқида бир алаһидә дело сүпитидә тутуп, тезләштүрүп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати қобул қилғандин кейин канадаға әкелишкә болиду.”

Һазир мәмәт тохтиниң қолида 178 уйғурниң б д т ға илтиҗа қилғанлиқ испати болуп буни дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсаға тапшурған. 20-Сентәбир долқун әйса бу уйғурларниң материялини җәнвәдә б д т мусапирлар алий комиссарлиқиға сунған вә бу һәқтә сөһбәт өткүзгән. У бу һәқтики тәпсилатни мундақ баян қилди. “9-айниң 20-күни мусапирлар алий кеңәш комиссарлиқиниң хадимлири билән бир учришишимиз болди. Комиссарлиқиниң хизмәт пиринсипи бойичә гуруппилар бойичә музакирә қилмай һәр бир инсанға айрим архип турғузуп қарар беридиған болғачқа, бәш алтә ай ичидә нәтиҗә сақлисақ реалистик болмайдиғанлиқини, бизниму уларға маслишип беришимиз керәкликини илтимас қилди, бизму буни чүшинидиғанлиқимизни билдүрдуқ.” 

Б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң тор бетидә йезилишичә дуняда һазир 25 милйон 500 миңдин артуқ илтиҗачи бар икән. Түркийәдә панаһлиққа тизимлатқан кишиләрниң саниму 3 милйон 400 миңдин артуқ икән. Мушундақ шараитта түркийәдә уйғурларниң б д т гә панаһлиқ илтимаси сунуши үмидлик күтүштин дерәк берәмду? түркийәдә илтиҗачи болуп туруватқан, дөлити уруш отида вәйран болған сүрийә, ирақ вә афғанистанлиқларниң қатарида уйғурларға нөвәт кәлмики асанму? бу гуманларға җавабән мәмәт тохти әпәнди мундақ чүшәнчә бәрди. “түркийәдики сүрийәлик әрәбләрни вә ирақлиқ әрәбләрни һеч қачан ирақ яки сүрийә түркийәдин қайтуруп беришни тәләп қилмайду. Йери кәлгәндә (хитай) түркийәгә бесим қилиду, сиясий иқтисадий, әскирий дегәндәк, мисирғиму шу бесимни ишлитип уйғурларни қайтуруп алди. Бу җәһәттин уйғурларниң әһвали түркийәдә туруватқан әрәб йәни сүрийә вә ирақлиқларға қариғанда еғир”. Униңчә хитай һөкүмитиниң уйғурларни малайшия, тайланд, камбоджа, қирғизистан вә қазақистанлардин қайтуруп алғанлиқиға даир пакитларни б д т ға сунуш арқилиқ уйғур илтиҗачиларниң тәстиқини тезләткили болидикән. Ундин башқа америка вә канададики б д т мусапирлар алий комиссарлиқи ишханиси билән алақә қилиш арқилиқму тәстиқниң тезлитилиши мумкин икән. Комиссарлиқтин мусапирлиқ тәстиқи чиққандин кейин бәш канада пуқраси бир уйғурға қоллиғучи болуш дегән түр бойичә уйғурларни канадаға йәрләштүрүш мумкин икән.

Канададики сиясий паалийәтчи руқийә турдуш ханим түркийәдики уйғурлар б д т ға сунған илтиҗаниң рәсмий тәстиқлиниш вә тезлитилиш еһтималлиқидин дәргуман болуватқанларниң бири. Униң бу һәқтики қариши мундақ: “түркийә бир демократик дөләт, униң үстигә әң җиқ панаһлиқ тилигүчи қобул қиливатқан дөләт, уйғурларға игә чиқиватқан дөләт, түркийәдики уйғурларға бәк еғир хәтәр йоқ, һазирла уйғурларни хитайға қайтуруп бәргән, яки тутуп елип кетиватқан бәк җиддий әһвал йоқ, бәзи дөләтләргә селиштурғанда, мәсилән, түркийәдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ишханиси бар шулар беҗириду. Әмма, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдә б д т ишханилирини тақап йәрлик һөкүмәт беҗиридиған, йәрлик һөкүмәтләр сот ачқанда һеч қайсини беҗирмәйла соттин өтәлмидиң дәп хитайға бериветидиған әһваллар бар, ундин башқа уруш болуватқан дөләтләрдики уруш мәйданлирида қечип йүрүватқан әһваллар бар. Бундақ йәрләрдики панаһлиқ тилигүчиләрниң һаяти еғир хәтәр ичидә болғини үчүн хәтәргә асасән селиштуруп әң еғир, әң җиддий хәтәр астида болғанларни өчирәтни алдиға қоюп балдуррақ елиши мумкин.” 

Түркийәдә б д т ниң тизимға елинғанлиқ қәғизини көтүрүп, җаваб сақлап туруватқан 3 милйон 4 йүз миңдин артуқ илтиҗачиниң қатарида уйғурларни немиләрниң күтүп туруватқанлиқини билиш үчүн, бурун б д т ға илтиҗа қилип ваз кәчкән, тракийә университетниң доктор оқуғучиси өмәрҗан җамал әпәндини зиярәт қилдуқ. У 2014-йили 4-айда б д т ниң әнқәрәдики ишханисиға илтиҗа қилған болуп икки йил күтүп нәтиҗисиз ваз кәчкән икән. “мәнму башқа панаһлиқ тилигүчиләргә охшаш явропаға кетиш арзуси билән панаһлиқ тилигән, у чағда башқиларниң дейишичә 6 айдин бир йилғичә болған арилиқта нәтиҗиси чиқиду, явропа дөләтлиригә кетип болалайсән дегән хәвәр вә учурлар бойичә, әмма бу сиясий панаһлиқ тилигән билән һеч қандақ ишиңға мәсул болмайду, иқтисадий кирим әһвалиңға мәсул болидиған иш йоқ-дә. Пәқәт түркийәдә қанунлуқ һәйдилип кәтмәй туруш имканийитила бар, һәйдилип кәтмәсликкила капаләтлик қилиду. Түзүм шундақ чиң, рухсәтсиз башқа шәһәргә рухсәтсиз кетип қалса, яки башқа дөләтләргә кирип чиқидиған иш болуп қалса панаһлиқи әмәлдин қалидиған гәп, униң үстигә вақтида улардин җаваб кәлмиди. Шуңа икки йил җавабсиз сақлап пушайман қилдим вә ваз кәчкән идим.”

Өмәрҗан сөһбәт давамида дуня вә түркийә вәзийитидики өзгириш сәвәблик уйғурларниң түркийәдә панаһлиқ тиләп үчинчи бир дөләткә кетиш еһтималлиқиниң өзи илтимас қилған 2014-йилдикидин азайғанлиқи, техиму тәсләшкәнлики, риқабәтниң күчәйгәнликини тәкитлиди. Униң үстигә панаһлиқ тиләш сәвәблик уйғур илтиҗачилар түркийәдики пурсәтни қолдин бериш еһтималиниң барлиқини ейтип мундақ деди. “мәйли түркийә шараити болсун яки хәлқара вәзийәттин болсун, сиясий панаһлиқ тилигүчиләрниң көпийиши бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бесими у чағдикигә қариғанда техиму зор болған гәп. Униң үстигә йеқинда уйғурларға узун муддәтлик иқамәт берилмәкчи, һазир башлаватиду, әгәр сиясий панаһлиқ тиләнсә бу һоқуқтин бәһримән болғили болмайду.” 

Канаданиң түркийәдә турушлуқ әлчиханисиниң торбетидин игилишимизчә, б д т мусапирлар алий комиссарлиқи мусапир дәп етирап қилғандин кейин канадаға илтимас қилишта бири бәш канада пуқраси йәнә бири канададики бирәр тәшкилат қоллиғучи болуши керәк икән. Б д т тәрипидин мусапир дәп бекитилгән бир киши шундақ бир илтимас сунған тәқдирдиму рәсмийәтләрниң пүтүши үчүн 19 айдин артуқ вақит кетидикән. Һалбуки, өмәрҗан җамал үч йерим йилдин бири түркийәдә панаһлиқ тилигән уйғурлардин һеч бириниң б д т тәрипидин мусапир дәп қобул қилинғанлиқини билмәйдикән. Һазир қолида тизимланғанлиқ испати болған уйғурлар б д т тәрипидин мусапир дәп етирап қилинғандин кейин канада ташқи ишлар министирлиқи вә һөкүмитигә илтимас сунуп уларни қобул қилғузғили боламду? бу һәқтә биз канадалиқ адвокат, деслогес адвокатлиқ орниниң мәсули, мәхсус көчмәнлик вә мусапирлиқ делолириға адвокатлиқ қилидиған шантал деслогес ханимни зиярәт қилдуқ. “канада ташқи ишлар оргини билән канада көчмәнләр оргини пүтүнләй айрим орган. Һәр иккилиси һөкүмәткә тәвә вә йеқин мунасивити бар министирлиқ. Кишиләр мусапирлиқ вә муһимлиққа мунасип әһвалдила ташқи ишлар министирлиқи булар һәққидә көчмәнләр идарисигә тәклип берәләйду вә бесим қилалайду, әмма тәләп қилиш һоқуқи болмайду. Көчмәнләр министирлиқи ташқи ишлар министирлиқи вә һөкүмәтниң тәклиплиригә ойлашсиму, һәр бир мусапирни тәкшүриду вә уларниң әһвалиниң канада қанунлириға уйғун болушини тәләп қилиду.” 

Худди б д т мусапирлар алий комиссарлиқи хадимлири долқун әйса әпәндигә ейтқандәк уйғурлар мусапирлиқ салаһийитигә қачан еришидиғанлиқи мәсилисидә реал болуши, шантал ханим ейтқандәк канадаға кетиш мәсилисидиму риял болуши керәк. Долқун әйса әпәнди ейтқанға қариғанда б д т мусапирлар алий комиссарлиқи илтиҗачиларниң материяллирини гуруппилар бойичә музакирә қилмайду, йәни бир дөләт вә милләттин болған кишиләрни бир гуруппа қилип музакирә қилмайду, айрим айрим архип турғузуп бир тәрәп қилиду. Бундақ дегәнлик түркийәдики уйғурларниң үчинчи бир дөләткә кетиш мәсилиси бу йәрдә тизимлатқан 3 милйон 4 йүз миң илтиҗачиниң қатаридики бир мәсилә. Шантал ханимниң дегини бойичә ейтқанда уйғурларниң мусапирлиқ мәсилисини канада ташқи ишлар министирлиқи яки башқа һәр қандақ органға доклат қилған тәқдирдиму канада көчмәнләр идариси һәр бир намзатни айрим айрим тәкшүриду вә канада қануни бойичә иш көриду. Б д т уйғурларға техи мусапирлиқ салаһийити бәрмигән әһвалда улар намзат қатариғиму кирәлмәйду. Шантал ханимниң дейишичә йәнә намзатлар өзиниң пәвқуладдә хәтәрлик әһвалда икәнликини испатлиши керәк. Түркийәниң мушу күнгичә бирму уйғурни хитайға өткүзүп бәрмигәнлики уйғурларниң түркийәдә үчинчи бир дөләткә кәтмисә болмайдиған пәвқуладдә әһвалда әмәсликини испатлап турупту.

Иҗтимаий алақә васитилиридики учурлардин қариғанда кишиләр б д т тарқатқан мусапирлиққа тизимланғанлиқ испатини мусапирлиқ салаһийити дәп чүшинип қалған вә канадаға мусапир қобул қилидиғанлиқи һәққидики учурларни өзлиригә қаритилғандәк һес қилип қалған. Б д т ға тизимлатқан уйғурлар мәсилиси 25 милйон 5 йүзмиң илтимасчиниң ичидики бир мәсилә. Мунчә көп кишиниң архипи турғузулуп, тәкшүрүлүп мусапирлиқ салаһийитигә қачан еришидиғанлиқи намәлум. Мусапирлиқ салаһийитигә еришкәндин кейинму қайси дөләтниң қобул қилиши техиму наениқ. Б д т мусапирлар алий комиссарлиқи торбетидин мәлум болушичә 2015-йили канадаға 285 миң мусапир тәвсийә қилинған болуп, буниң ичидин пәқәт 14 миң 5 йүз мусапирла орунлаштурулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.