Өзбекистан президенти ислам кәримофниң бейҗиң зиярити
2014.08.21
Өзбекистан президенти ислам кәримоф 19 - 20 - авғуст күнлири дөләт зияритидә болуш үчүн бейҗиңға йетип келип, хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән көрүшүп, икки дөләтниң көп тәрәплик һәмкарлиқлири һәққидә сөһбәтләр елип барди һәмдә бирләшмә баянат елан қилип, икки дөләтниң кәң даирилик һәмкарлиқлирини техиму күчәйтидиғанлиқиға пүтүшти. Русийә билән ғәрбниң украина мәсилисигә аит зиддийәтлири өткүрләшкән пәйткә тоғра кәлгән бу зиярәт һәққидә түрлүк қарашлар мәвҗут.
Өзбекистанниң “ подробно.Уз” торидики бу һәқтики тәпсилатта көрситилишичә, ислам кәримоф өзбекистаниң хитай рәһбәрлири билән болған һәр бир учришишни юқири баһалайдиғанлиқини, бүгүнки сөһбәтниң икки дөләт диалогиниң юқири сәвийигә йәткәнликини көрситидиғанлиқини тәкитлигән. Ши җинпиң хитайниң өзбекистанни “ишәнчилик шерик дәп қарайдиғанлиқи”ни билдүргән.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвәрлиридин мәлум болушичә, ислам кәримоф билән ши җинпиңниң сөһбити җәрянида ислам кәримоф ши җинпиңниң өткән йили өзбекистанға елип барған зияритигә юқири баһа берип, уни тарихий әһмийәткә игә зиярәт, икки дөләт мунасивәтлирини раваҗландуруш вә чоңқурлитишта зор әһмийәткә игә дәп тәкитлигән. .
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, ислам кәримоф билән ши җинпиң йәнә афғанистан вәзийити һәққидиму пикир алмаштурғандин сирт йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәмкарлиқни вә бихәтәрлик саһәсини техиму күчәйтишни тәкитлигән.
Ши җинпиң икки тәрәпниң сода - иқтисадий мунасивәтлири, енергийә, пул - муамилә, йеза игилик вә қатнаш қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқлар вә мәбләғ селишни техиму кеңәйтишни оттуриға қойған һәмдә хитай билән өзбекистан арисида тәбиий газ турубиси ятқузуш қурулушини асаслиқ қурулуш пилани қилишни билдүргән. Хитай тәрәп йәнә өзбекстанниң дуня сода тәшкилатиға киришини қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.
Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай нөвәттә өзбекистанниң русийә вә явропа иттипақидин кейинки үчинчи сода шерикидур.
Икки дөләт содиси йеқинқи йиллардин буян тез тәрәққи қилған болуп, ахирқи алтә йил ичидә сода миқдари 6 һәссә көпийип, 2013 - йили 5.2 Милярд долларға йәткән, һазир өзбекистанда 482 кархана хитай билән шерикләшкән. Буниң ичидә 70 тин артуқи толуқ хитай мәблиғи билән иш елип бармақта. Хитайниң 74 ширкити өзбекистанда вәкил турғузған.
2013 - Йили, ши җинпиңниң өзбекистан зияритидә икки дөләт 31 келишим имзалиған болуп, буниң қиммити 15 милярд долларға йәткән иди.
Америкидики георгий вашингтон университетиниң иқтисадшунаслиқ пәнлири бойичә доктор кандидати пәрһат билгин әпәндиниң қаришичә, өзбекистан билән хитай арисидики алақиләрниң асаслиқ нуқтиси енергийә саһәсигә қаритилған болуп, хитай өзбәкистанниң тәбиий газлирини көпләп сетивелишни мәқсәт қилип, өзбекистан билән зор миқдардики тәбиий газ келишими имзалиған иди.
Ислам кәримофниң 19 - авғсут күнидики бейҗиң сәпириниң биринчи күнидики әң муһим нәтиҗиси, униң ши җнпиң билән икки дөләт бирләшмә баянатиға имза қоюшидур. 16 Маддилиқ мәзкур бирләшмә баянатниң мәзмун даириси наһайити кәң болуп, униңда икки дөләтниң хәлқаралиқ, район характерлиқ сиясий һәмкарлиқи, хәлқара вә район мәслилиридики ортақ мәйданидин башқа йәнә, икки дөләтниң сода - иқтисадий, мәдәний - маарип, сәһийә, пул - муамилә, қатнаш, қатарлиқ түрлүк саһәләрдики һәмкарлиқлари күчәйтиғанлиқи намаян қилинған.
Бирләшмә баянатта йәнә икки дөләтниң бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқ мәсилиси, йәни уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә ортақ қарши турушиму тәкитләнгән болуп, “икки тәрәп ортақ һалда "шәрқий түркистан террорлуқ күчлири"ни оз игә алған " үч хил күчләр"гә, зәһәрлик чекимлик тошуш вә башқа чегра һалқиған җинайи һәрикәтләргә ортақ зәрбә бериду” дәп бәлгиләнгән. Әлвәттә, ташкәнт бу хил мәйданини изчил тәкитләп уни әмәлдә көрситип кәлмәктә.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, ислам кәримофнимң хитай зиярити уйғур районидики вәзийәтләр кәскинләшкән пәйткә тоғра кәлгән болуп, уйғурларниң нөвәттики әһвали вә бейҗиңниң уйғурларға қаратқан сияситигә өзбек зиялийлириму диққәт қилмақта, әма ташкәнт һөкүмити бейҗиңниң тутқан сияситигә нисбәтән лам - җим демәй турмақта.
Мәлум болушичә, 24 - 29 - авғуст күнлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 6 дөләтниң 7000 һәрбий хадими ички моңғулда терроризмға қарши ортақ һәрбий маневир өткүзиду. Өзбекистанму мәзкур гуруппиниң ичидә әлвәттә.
Пәрһат билгин әпәндиниң қаришичә, кәримофниң бу қетимқи хитай зияритиниң түп мәқсәтлириниң бири дәл райондики иқтисадий күчи әң күчлүк хитай билән сода - иқтисад, мәбләғ җәһәттики һәмкарлиқни ашуруп, бир тәрәптин русийәниң бесимиға тақабил туруш, йәнә бир тәрәптин, оттура асия районидики орнини остуруштур. Чунки районда новәттә қазақистан рәһбәр дөләт сүпитидә көрүлмәктә.
Пәрһат билгин әпәндиниң қаришичә, хитайму өзбекистан билән болған һәмкарлиққа әһмийәт беришни ашуриватқан болуп, хитай үчүн өзбекистан енергийәсидин башқа йәнә униң муһим җуғрапийилик орнидур, чүнки хитай қирғизистан, өзбекистан томур йолини қуруш арқилиқ иран вә түркийәгә,ахирида явропаға чиқалайдиған йолни ачалайду. Америка авазиниң йезишичә, муһаҗирәттики өзбек зиялийлиридин язғучи сәфәр бекҗан әпәнди ислам кәримоф мәмурийити хитайниң җуғрапийиви сияси мәқсәтлири үчүн хизмәт қилмақта дәп тәнқид қилған.
У, “хитай тарихтин буян мәркизий асияни қолға киргүзүш үчүн русийә билән риқабәттә болуп кәлди, өзбекистанниң мустәқил дөләт супитидә бүгүнки сиясити астида әнә шу хитайниң җуғрапийиви сиясий мәқсәлиригә хизмәт қилиш йетипту, хитай көрсәткән ярдәм вә салған сәрмайиләрдә һәм шу мәқсәт бар” дәйду.
Тәһлилләрдин мәлум болушичә, ислам кәримофниң бу қетимқи бейҗиң зиярити йәнә русийә билән ғәрб арисидики мунасивәтләр соғуқлашқан, русийәниң қиримни қошувелишдин кейин украина мәсилиси җиддийләшкән һәмдә шәрқий украинадики бөлгүнчи күчләр билән кийев арисидики тоқунушлар тохтимайватқан бир пәйткә тоғра кәлди. Буниңдин башқа йәнә русийә билән қазақистан , беларусийә қатарлиқ дөләтләрниң явро - асия иқтисадий иттипақиниң рәсмий қурулушиму әмәлгә ешип, келәр йили 1 - айдин башлап ишқа киришидиғанлиқи билдүрүлди.
Пәрһат билгин әпәндиниң қаришичә, өзбекистанниң хитай мәблиғини көпләп җәлип қилип, һәмкарлиқни күчәйтиш, шуниңдәк ғәрб билән болған һәмкарлиқлирини ашуруш билән русийә тәсиригә күч көрсәтмәктә. Чүнки өзбекистан русийәниң башламчлиқидики явро - асия иқтисадий иттипақиға кириштин өзини чәткә алған, әмма униң қошниси қирғизистан вә таҗикистанлар болса, бу иттипаққа киришкә интилмәктә.
Пәрғанә учур тори хитай һөкүмәт мәтбуатлиридин нәқил елип, бу һәқтә учур тарқатқан болуп, ислам кәримоф буниңдин үч айлар илгири, йәни май ейида шаңхәйгә берип, “асияда һәмкарлиқ вә ишәнч” йиғиниға қатнашқан һәм ши җинпиң билән көрүшүп, пикир алмаштурған иди. Бу,ислам кәримофниң бир йил ичидә икки қетим хитайни зиярәт қилиши болуп һесаблинидикән.