Адаләт вә тәрәққият партийәси: “хитай һөкүмити көзәткүчиләрни шәрқий түркистанға киришкә рухсәт қилсун”
2019.02.12
16 Йилдин буян түркийәдә һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәси муавин рәиси вә баянатчиси өмәр чәлик әпәнди 11-феврал күни ахшими мухбирларға баянат берип, хитайниң уйғур вә башқа милләтләргә елип бериватқан сияситини қобул қилалмайдиғанлиқини, икки дөләт оттурисидики җиддийликни азайтиш үчүн көзәткүчиләрниң шәрқий түркистанға беришиға рухсәт қилиши керәкликини тәкитлиди.
У, адаләт вә тәрәққият партийәсиниң партийә рәһбәрлири йиғини ахирлашқандин кейин, мәзкур йиғинда музакирә қилинған мәсилиләр тоғрисида мухбирларға бәргән баянатида, узундин бери уйғур мәсилисини көзитип келиватқанлиқини, һазир бу мәсилиниң партийәсиниң күнтәртипидики назук мәсилиләрдин биригә айланғанлиқини баян қилип мундақ деди: “һөрмәтлик мухбирлар кейинки күнләрдики әң назук мәсилиләрдин бири уйғур районидики уйғур вә башқа барлиқ мусулман хәлқләргә хитай елип бериватқан инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликидур. Һәммиңларға мәлум болғинидәк, хитай 2017-йили 10-айда барлиқ динларни вә диний етиқадларни хитайлаштуруш сияситини йолға қойғанлиқини җакарлиди. Барлиқ динларни вә диний етиқадларни хитайлаштуруш сияситиниң бир ассимилятсийә сиясити икәнликини һәр даим оттуриға қойдуқ. У, йәрдә уйғурларға вә башқа мусулманларға қарита хитайниң ассимилятсийә сиясити елип бериватқанлиқи һәммимизгә мәлум”.
Өмәр чәлик әпәнди баянатида “лагер мәсилиси” тоғрисида тохтилип мундақ деди: “у йәрдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқара тәшкилатлар тәрипидин оттуриға қоюлуватқан ‛җаза лагерлири‚ мәсилиси бар. Бу һәқтә хитай һәр хил баянатларни бериватиду, түнүгүн шәрқий түркистанлиқ тонулған нахшичи абдуреһим һейитниң вапат болғанлиқи тоғрисидики хәвәрниң тарқитилиши билән бирликтә җаза лагерлири мәсилиси йәнә бир қетим күнтәртипкә кәлди. Хитай һөкүмити абдуреһим һейитниң өлмигәнлики тоғрисида 25 секунтлуқ бир видийо тарқатти. Әмма һазир из-дерики йоқ нурғун адәм бар. Буларниң ичидә алимлар, сәнәтчиләр, шәрқий түркистанлиқ муһим җамаәт әрбаблири бар. Буларниң қәйәрдә икәнлики намәлум. Йәнә бир мәсилә һәр бир шәрқий түркистанлиқниң өйигә бирдин хитай йәрләштүрүватқанлиқи тоғрисида хәвәрләр келиватиду”.
Өмәр чәлик әпәндиниң 11-феврал ахшимидики баянати дөләт телевизийәси тәрипидин нәқ мәйдандин тарқитилди. У, баянатида хитайниң шәрқий түркистанға көзәткүчиләрниң киришигә рухсәт қилиши керәкликини баян қилип мундақ деди: “хитай буларниң һәммисини чүшәндүрүп бериши керәк. У йәрдә болуватқанлар һәққидә тоғра мәлумат берилсә икки дөләт оттурисидики җиддийликму пәсийиду. Хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилимиз. Һәр даим буни тәкитләп келиватимиз. Хитайниң уйғурларни халиғанчә тутқун қилиши, бир милйондин артуқ уйғур түркини тутуп җаза лагерлириға вә түрмиләргә ташлишиниң қануний әмәсликини тәкитлимәкчимән. Нурғун зиялий, җамаәт әрбаби, сәнәтчиләрниң лагер вә түрмиләргә ташланғанлиқи тоғрисида хәвәрләр бар. Шуңа әң тоғриси хитайниң шәрқий түркистанға көзәткүчи вә мухбирларниң беришиға рухсәт қилиши вә һәқиқий вәзийәт оттуриға чиқирилиши керәк. 21-Әсирдә җаза лагерлири тоғрисида тохтилиш әпсуслинарлиқ бир иш. Хитай һөкүмити буларниң ‛тәрбийәләш мәркизи‚ икәнликини илгири сүрүватиду, ундақ икән буни дуняға көрситиши керәк. Шуңа биз шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики бизни әнсизликкә селиватқанлиқини, шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликини йеқиндин көзитиватқанлиқимизни тәкитлимәкчимән”.
“җаза лагерлири” мәсилиси ғәрб әллиридә күнтәртипкә келишкә башлиғандин кейин түркийә һөкүмитиниң сүкүттә турувелиши түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, өктичи партийәләр вә аммиви тәшкилатларниң наразилиқиға учриған иди. Кәч қалған болсиму түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң хитайни әйибләп баянат елан қилишиға өктичи партийәләр қандақ қарайду? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн изчил һалда уйғур мәсилисини түркийә парламентида оттуриға қоюп келиватқан “ийи”, йәни яхши партийәси парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, мундақ деди: “түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә баянат елан қилиши яхши илгириләш. Биз бу мәсилини парламентта көп қетим оттуриға қойдуқ. Һәтта мән парламентта сөзлигән сөзүмдә немә үчүн ташқи ишлар министирлиқи хитайға инкас қайтурмайду? немә үчүн һөкүмәт инкас қайтурмайду? дөләт рәиси немә үчүн гәп қилмайду?, һөкүмәт хитай билән мунасивитим бузулуп кетиду дәп инкас қайтуралмиса, парламент бир нәрсә десун дәп тәклип бәрдим. Түркийәниң бу мәсилидә сүкүтини бузуши яхши илгириләш”.
Фаһрәттин йоқуш әпәнди “җаза лагерлири” мәсилисиниң түркийә парламенти инсан һәқлири комиссийәсиниң хизмәт күнтәртипигә елинғанлиқини, йеқинда бу һәқтә йиғин чақирилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мән инсан һәқлири комиссийәсиниң әзаси. Мән шәрқий түркистандики инсан һәқлири мәсилисиниң күнтәртипкә елиниши тоғрисида илтимас сунған идим, тәстиқланди. Йеқинда түркийә парламенти инсан һәқлири комиссийәсидә шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида мәхсус музакирә елип берилмақчи”.
Түркийә һөкүмити хитай билән болған мунасивитини яхшилаш сиясити елип бериватқан бүгүнки күндә түркийә ташқи ишлар министирлиқи билән 16 йилдин буян түркийәни башқуруватқан адаләт вә тәрәққият партийәси хитайни қаттиқ әйибләп баянат елан қилиши түркийә-хитай мунасивитигә қандақ тәсир көрситәр? түркийәниң позитсийәси мушундақ давам қиларму? бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси һамит гөктүрк әпәнди хитайниң 2000-йилидин тартип көп вәдиләрни бәргән болсиму, вәдилирини әмәлийләштүрмигәнликини, тиҗарәттиму түркийәниң зиян тартиватқанлиқини, икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң бундин кейинму раван болмайдиғанлиқини илгири сүрди.
9-Феврал күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитайни җаза лагерлирини тақашқа чақирғандин кейин, 11-феврал күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси сөз қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң позитсийәси “наһайити қәбиһ” дәп әйибләш билән хитайниң түркийәниң баянатиға қаттиқ қарши туридиғанлиқини билдүргән иди.