Рус тиллиқ аммиви таратқуларда уйғур елидики еғир вәзийәт аңлитилмақта
2018.08.14

Кейинки вақитларда рус тиллиқ аммиви ахбарат васитилиридә хитайниң уйғур елидики бастуруш сиясити, болупму аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” тоғрилиқ мақалиләр пат-пат берилидиған болған иди. Мәркизий асияниң сиясий, иҗтимаий, иқтисадий вә мәдәний һаятини йорутуп келиватқан аммиви тор бәтлиридин “мәркизий асия” вә “пәрғанә хәвәр агентлиқи” да йеқинда икки чоң мақалә елан қилинди.
“пәрғанә хәвәр агентлиқи” торида елан қилинған “бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайдики ‛милйонлиған қайта тәрбийәлиниватқан уйғурлар‚ ниң тәқдиридин әндишә қилмақта” намлиқ мақалида ейтилишичә, мәзкур лагерларға милйонға йеқин уйғурлар тутулған болуп, хитай даирилири йәнә бир нәччә милйон уйғурни қамашни пиланлимақтикән. Мақалида йәнә хитайниң мәзкур лагерларда тутулуп туруватқанлар санини йошуруватқанлиқи, уларға һечқандақ бир әйибниңму қоюлмиғанлиқи баян қилинған. Мақалида йәнә мундақ дейилгән: “ахирқи йилларда ш у а р да уйғурларни нишан қилған и бастуруш күчәйди. Даириләр уларниң диний етиқадлирини чәклимәктә, шу җүмлидин рамизан вақтида роза тутушни вә диний кийим кийишни мәни қилмақта. Уни ‛диний ашқунлуқ билән күрәш қилғанлиқ‚ дәп ақлимақта.”
Мақалида мундақ лагерларниң “мәдәнийәт инқилаби” дәвридиму мәвҗут болғанлиқини, у чағларда қамалғанларни еғир ишларға мәҗбурлап, қийнашларға мәһкум қилғанлиқи, кейинчирәк улар йепилған болсиму, әмма һазир йәнә ишқа кириштүрүлгәнлики илгири сүрүлгән. Мәлуматларға қариғанда, лагерлардин қийнақлар һәққидә ениқ мәлумат елиш мумкин болмисиму, әмма тутқунларни компартийәни мәдһийәләшкә, хитайчә вәтәнпәрвәрлик нахшилирини ейтишқа, хитай рәһбәрлиригә мәдһийә оқушқа мәҗбурлимақтикән.
Радийомиз зияритини қобул қилған “туран” университетиниң профессори, тарихчи абләт камалофниң ейтишичә, һазир уйғур елидики вәзийәт һәқиқәтәнму еғир болуп, бу пүткүл дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғимақтикән. У мундақ деди: “тарихий вәтинимиздә йүз бериватқан әһваллар, болупму кейинки вақитларда аталмиш ‛йиғивелиш‚ яки ‛тәрбийәләш‚ лагерлирида йүз миңлиған уйғурларниң вә башқиму мусулман хәлқләрниң азаблиниватқанлиқи тоғрилиқ хәвәрләрни биз пат-патла мушу аммиви ахбарат васитилиридин оқуп биливатимиз. Лагерларда йетип, азаблиниватқанлар ичидә зиялийларму көп дегән хәвәрләрни аңлаватимиз. Әйни йиллирида алимлар, язғучилар қазақистанға көп келәтти. Аримиздики мәдәний алақиләрму яхши тәрәққий әткән иди. Әмма лагерлар пәйда болғандин бери уларниң бу яққа келиши пүтүнләй тохтап қалди. Қазақистанни мисалға алидиған болсақ, һәр бир аилиниң дегүдәк у яқта уруқ-туғқанлири бар. Һазир кирип-чиқишлар, алақә васитилири хели қийинлишип қалғачқа, у яқтин бирәр мәлумат алалмайватимиз. Лагерлар мәсилиси йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилатида қарилип, бу лагерларға милйондин көп уйғурниң қамалғанлиқи ейтилди. Бирақ ениқ сани техи мәлум әмәс, чүнки хитайниң ундақ мәлуматларни сиртқа чиқармайдиғанлиқи көпчиликкә яхши мәлум. Шуниң үчүн бу мәсилини тәпсилий өгиниш керәк. Һазир муһаҗирәттики уйғурлар намайиш қилип, бу лагерларни йепишни тәләп қиливатиду.”
“мәркизий асия” да берилгән михайил коростикофниң “шинҗаң ‛тәрбийәләш‚ мәйданиға айланди. Хитай уйғурларни контрол қилиш технологийәсини синимақта” дегән мақалида көрситилишичә, хитай даирилири мундақ “тәрбийәләш лагерлири” ни бихәтәрлик амаллириниң бири дәп қарайдикән. Мақалида дейилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети хитай даирилириниң милйонға йеқин уйғурни сот вә тәргавсиз “тәрбийәләш лагерлири” ға қамиғанлиқини оттуриға қойған.
Игилишимизчә, уйғур елида “тәрбийәләш лагерлири” пәйда болғандин буян уйғурларниң хитайниң бастуруш сияситигә қарши наразилиқлири техиму күчәйгән. Болупму америка вә явропа әллиридә уйғурлар билән бир қатарда башқиму хәлқләр тохтавсиз намайишлар қилмақта. Әнә шундақ намайиш қатнашқучилириниң бири, һазир алмута шәһиридә туруватқан дуня уйғур аяллар бирликиниң әзаси шәһәрбанум сәйдуллайева радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур елида коммунист хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқиму йәрлик хәлқләргә нисбәтән елип бериватқан бастуруш сияситиниң һәддидин ашқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “шуниңға нисбәтән муһаҗирәттики уйғурлар хитай коммунистлириниң бу зулумиға қарши көплигән әлләрдә намайишлар өткүзмәктә. Буниң нәтиҗисиму көрүлмәктә. Мәсилән, америка ташқи ишлар министирлиқида вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғурлар мәсилиси қаралмақта.”
Шәһәрбанум сәйдуллайева қазақистанниң уйғур елигә қошна мәмликәт икәнлики, илгири берип-келишләр қоюқ болған болсиму, һазир хитайниң барлиқ алақиләрни үзүп ташлиғанлиқини, пәқәт бәзи хәвәрләрни иҗтимаий таратқулардин оқуп биливатқанлиқини илгири сүрди. Униң ейтишичә, чәт әлләрдики уйғурлар намайишларға чиқип, хитайға қарши наразилиқ билдүрүватсиму, әмма оттура асиядики уйғурлар мундақ мумкинчиликләрдин мәһрум икән. Буниңға оттура асия әллириниң хитай билән болған мунасивити сәвәб болуватқан болсиму, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди вә дуня уйғур аяллар бирликиниң бир қисим әзалири мәвҗут имканийәттин пайдилинип, хәлққә мәлум дәриҗидә мәлумат берип турмақтикән.