Әнглийә ташқи ишлар министири: йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини дәлиллидуқ

Мухбиримиз әркин
2018.10.31
lager-derwazisi.jpg Уйғур районидики хитайниң 13-девизийәси “тәрбийәләш лагери” ниң алди дәрвазиси. 2017-Йили алдинқи йерим йили, қумул.
BITTER WINTER

Әнглийә һөкүмити хитайниң бир милйондәк уйғурни тутқун қилип, йиғивелиш лагерлириға қамиғанлиқиға даир хәвәрләрниң дәлилләнгәнликини елан қилған. Әнглийә ташқи ишлар министири җеримий һунт сәйшәнбә күни әнглийә парламентиниң йиғинида парламент әзалириниң лагерлар һәққидики соалиға җаваб бәргәндә әнглийә дипломатлириниң уйғур районини зиярәт қилип, уйғур мусулманлириниң кәң көләмлик йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқиға даир хәвәрләрниң “омумйүзлүк тоғра” икәнликини дәлиллигәнликини ейтқан.

Җеримий һунт, әнглийә дипломатлириниң мәзкур районда қәйәрләрни зиярәт қилғанлиқи, кимләр билән көрүшкәнликигә даир конкрет тәпсилатларни чүшәндүрмигән болсиму, әмма зиярәтниң бу йил 8‏-айда елип берилғанлиқи, зиярәт нәтиҗисидә “бу һәқтики хәвәрләрниң тоғра икәнликидә пикир ортақлиқида болғанлиқи” ни билдүргән.

Җеримий һунт чәтәл һөкүмәтлириниң ичидә һазирға қәдәр йиғивелиш лагерлириниң дәлилләнгәнликини ашкара елан қилған тунҗи министир дәриҗилик һөкүмәт әмәлдаридур. У әнглийә парламентида қилған сөзидә мундақ дегән: “биз бу һәқтики хәвәрләргә наһайити әндишә билән диққәт қилмақтимиз. Биз бу йил 8‏-айда шинҗаң өлкисигә дипломатик зиярәт елип бардуқ. Улар бу һәқтики хәвәрләрниң омумйүзлүк тоғра икәнликидә ортақ пикир һасил қилди. Мән хитайни зиярәт қилип, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қойдум. Биз у йәрдә болуватқан ишлардин давамлиқ пәвқуладдә әндишә қилимиз” дегән.

Хитай һөкүмити өзиниң уйғур районидики сиясити сәвәблик хәлқара җәмийәтниң қаттиқ тәнқиди вә бесимиға учримақта. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити бу лагерлардики аз дегәндә бир милйондәк уйғурға қарита җисманий вә роһий искәнҗә елип берип, уларни өзиниң диний етиқади, тили, мәдәнийити вә әнәнилирини әйибләшкә, униңдин ваз кәчкәнликини ипадиләшкә мәҗбурлимақтикән. Бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, җеримий һунтниң сөзи хитайға берилгән сиясий сигналдур.

Америкидики кишилик һоқуқ тәшкилати‏-әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сараһ кук ханим мундақ дәйду: “дәлилләргә қариған һәрқандақ бир киши хитай һөкүмитиниң лагерларни ақлиши вә инкар қилишиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқиға гуман қилмайду. Мениңчә юқири дәриҗилик бир ғәрб әмәлдариниң әндишилирини ипадилиши, өзлири елип барған дипломатик тәкшүрүш арқилиқ буниң мәвҗутлуқини дәлиллигәнликини билдүрүп, хитайниң инкар қилишлириға қарита қарши пикирни оттуриға қоюшиниң сиясий сигналлиқ роли зор. Буниң дәлилләрни оттуриға қоюштин сиясий сигналлиқ роли зор дейишкә болиду. . . . . . . . . . Шуңа мениңчә бу сигнал бирләшмә падишаһлиқниң мәзкур мәсилидә җиддий икәнликини ипадиләйду. Бәлки у, б д т ниң келәр һәптә башлинидиған хитай кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик көрүп чиқиш йиғинида бу мәсилини оттуриға қоюши мумкин”.

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хитай кишилик һоқуқ хатирисини “қәрәллик көрүп чиқиш” йиғини 6‏-ноябир башлиниду. Җеримий һунт дәл бу йиғинниң һарписида йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқи дәлилләнгәнликини билдүргән.

Лекин уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, һазир б д т вә ғәрбтики демократик дөләтниң лагерлар мәсилисидә конкрет тәдбир қоллиниш вақтидур. Әнглийәдики уйғур паалийәтчи рәһимә маһмут ханим мундақ дәйду: “биз һазир әнглийә һөкүмитигә лагерларниң мәвҗутлуқини испатлаш басқучидин өтүп кәттуқ. Чүнки, униң өзи буни дуняға аңлитиватиду. Әмдики мәсилә тәләп қоюш. Һәқиқәт бу, буниңға силәр қандақ қилишиңлар керәк?, дегәндәк”.

Униң көрситишичә, әнглийә хитайниң пайда-зийиниға мунасивәтлик әмәлгә ашурғили болидиған тәдбирләрни елиши керәк. Рәһимә махмут: “һазирқи әһвал хитай һөкүмитигә кишилик һоқуқ дәпсәндә болди, дәп тәнқид қилиштин һалқип кәтти. Мәсилән, һазирқи мәсилә буларниң оттурисидики пайда-зиян тоғрисида қандақ тәдбир елиш мәсилисидур. Қайси йолни таллиғанда хитайни бу мәсилидә ойлишидиған бир йәргә әкәлгили болиду дегәндә издинишимиз керәк. Издинип қайси тәләпни қойса һәм үнүмлүк һәм әмәлгә ашурғили һәм реалистик болиду?, шуни тепишимиз керәк”.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара җәмийәтни хитайниң узун йиллардин бери кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишиға сүкүт қилиш билән тәнқид қилип кәлгән иди. Әркинлик сарийидики сараһ кукниң билдүрүшичә, уйғур районида йүз бериватқан дәпсәндичиликниң ашкарилиниши вә буниң вәһимиси бу сүкүтни бузуп ташлиған. У мундақ дәйду: “хитай компартийәси нурғун мәсилиләрдә хәлқара җәмийәтниң назарити вә тәнқидидин қечип қутулуп кәлди. Чүнки, хитайниң иқтисади күчи вә хитай компартийәсиниң буни дипломатик алақиләрдә қоллиниши сәвәблик чәтәл һөкүмәтлири униңға сүкүт қилған. Бирақ шинҗаңда йүз бериватқан ишларниң җиддийлики, буниңға даир ениқ дәлилләр, дәпсәндичиликниң пәвқуладдә еғир вә зораванлиқ характери сүкүтни бузуп ташлиди”.

Униң билдүрүшичә, әнглийә ташқи ишлар министириниң сөзи бир сиясий баянат билән чәклинипла қалмай, конкрет һәрикәткә айлиниши керәк икән. У: “шуниңдила бу, зораванлиқни азайтип, хитай һөкүмитиниң бәзи кишиләрни қоюп бериши, техиму очуқ-ашкара вә техиму көп учур билән тәминлишигә түрткә болуш үмиди яритиду” деди.

Әнглийә ташқи министири хитай һөкүмити йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини инкар қилип, бу орунларни “кәспий тәрбийә мәркәзлири” дәп пәрдазлаватқан мәзгилдә униң мәвҗутлуқи дәлилләнгәнликини билдүрди. Йеқинда уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир шинхуа агентлиқиға сөһбәт елан қилип, кишиләргә бу лагерларда “кәспий тәрбийә” елип бериливатқанлиқини илгири сүргән. У, бу лагерларни кишиләр ихтияри қатнишидиған, әслиһәлири тәлтөкүс бир тәтил орнидәк тәсвирлигән. Арқидинла хитай мәркизи телевизийә истансиси бу орунлардики аталмиш “оқуғучилар” ни зиярәт қилип, улар арқилиқ лагерларни пәрдазлашқа киришкән. Улар бу лагерларда йетип чиққан яки униңда ишлигән чәтәлдики бәзи шаһитларниң баянлириға пүтүнләй зит бир мәнзирә яратқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.