“җаза лагерлири” мәсилиси түркийә парламентидики омумий йиғинда оттуриға қоюлди
2018.10.22

Түркийә-хитай мунасивәтлири барғансери йеқинлишиватқан бүгүнки күндә, түркийә парламентидики өктичи партийәләрдин бири болған “ийи” партийәси, йәни “яхши” партийәси түркийә парламентида “җаза лагерлири” мәсилисини арқа-арқидин оттуриға қоюп, һөкүмәтни бу мәсилигә қарита позитсийә билдүрүшкә қистимақта.
16-Өктәбир күни “ийи” партийәсиниң рәиси өз партийәсиниң парламенттики йиғинида сөзләп, түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән җумһурийәт хәлқ партийәсини тәнқид қилди.
У, мундақ деди: “зулумниң йәнә бир адреси қәдимки түрк юрти шәрқий түркистан. Шәрқий түркистан мәсилиси миллитимизниң қәлбидики чоң яридур. ‛ийи‚ партийәсидин башқа һечким инкас қайтурмайватиду. Җаза лагерлириға милйонлиған киши солап қоюлған бүгүнки күндә, рәҗәп таййп әрдоғандин инкас йоқ. Ата юртимиз шәрқий түркистан хитайлаштурулуватса өзини инсан һәқ вә һоқуқлириниң қоғдиғучиси елан қилған җумһурийәт хәлқ партийәсиму үнини чиқармайватиду. Әрдуғанниң авази болуп қалған ахбарат органлири шәрқий түркистанни хитайниң зуванидәк ‛шинҗаң‚ дейишни давамлаштуруватиду. Сомали вә сүрийә үчүн көз йеши төкүватқан рәҗәп таййип әрдоған шәрқий түркистан тоғрисида җимҗит турувеливатиду”.
У, дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғандин “хитайниң пулини дәп гәп қилмай туруватамсән?” дәп тәнқид қилип мундақ деди: “һәй әрдоған, хитайдин келидиған қәрз пул үчүн җим турувеливатамсән? хитай билән немә келишимләрни түздүң? хитайға немә вәдиләрни бәрдиң? хитайниң йипәк-таварлириға алдандиңму? шәрқий түркистан қәдимки түрк юртидур. Шәрқий түркистан султан сатуқ буғрахандур, мәхмут қәшқиридур. Осман батурдур. Барат һаҗидур, шәрқий түркистан бизниң тарихимиздур, шан-шәрипимиздур”. “яхши” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим партийәсиниң сәйшәнбә күнидики парламенттики партийә йиғинида бу сөзләрни сөзлигәндин кейин, 17-өктәбир күни 650 нәпәр парламент әзаси қатнашқан омумий йиғинда сөзлигән явуз ағиралиоғлу түркийә һөкүмитини дәрһал уйғурларға игә чиқишқа чақирип мундақ деди: “мән бүгүнки омумий йиғинда парламент әзалириниң виҗданиға икки мәсилини йәткүзмәкчимән. Шәрқий түркистан тоғрисида һәр күн ечинишлиқ хәвәрләрни аңлаватимиз. Дөлитимиз шәрқий түркистан мәсилисидә җиддий сиясәт бәлгилиши керәк. Қошна дөләтләрдин 4 милйон мусапир дөлитимизгә кәлгән бундақ қийин бир вәзийәттә. Хитайдин келидиған пулни дәп җим турувалмаслиқимиз керәк. Бизниң тиҗарий вә иқтисадий мәнпәәтимизни дәп у йәрдә болуватқанларға қарап туралмаймиз. Үсти очуқ түрмигә айландурулған шәрқий түркистанниң ичидики еғир вәзийәтни хитай билән болған мунасивитимизни яхшилаймиз дәп көрмәсликкә салалмаймиз”.
Явуз ағиралиоғлу “яхши” партийәси болуш сүпити билән түркийә дөлитини, һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирип мундақ деди: “биз ‛яхши‚ партийәси парламент әзалири болуш сүпитимиз билән дөлитимизни, һөкүмитимизни вә парламентимизни бу мәсилигә җиддий көңүл бөлүшкә чақиримиз”.
Түркийәдә парламентида һазир 4 партийә бар болуп, буларниң ичидә 3 сиясий партийә өктичи партийәдур. Булардин бири парламентта 46 орундуққа игә “ийи”, йәни “ яхши” партийәсидур. Мәзкур партийәниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим 2 қетим, партийәниң баянатчиси бир қетим, парламенттики вәкили икки қетим “җаза лагерлири” мәсилисидә түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән һөкүмәтни хитайға инкас қайтурмиди дәп қаттиқ әйиблиди. Радийо-телевизийәләрдиму “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида хәвәрләр көпийишкә башлиди. Бундақ давамлашса дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдуғанниң, һөкүмәтниң хитайға инкас қайтуруш әһтимали барму? түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди“яхши” партийәсиниң бу хил баянатлириниң уйғурларға үмид бәхш қиливатқанлиқини баян қилди.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди түркийә һөкүмитиниң узунға қалмай лагер мәсилисигә қарита инкас қайтуруш еһтимали барлиқини илгири сүрди.
Қаһраман мараш шәһиридики сүтчи имам университети оқутқучиси доктор алимҗан буғда әпәнди түркийә хәлқиниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини, шуңа өктичи партийәләрниң бу хил тәнқидлириниң һөкүмәтни инкас қайтурушқа мәҗбур қилидиғанлиқини илгири сүрди.
Бу партийәниң арқа-арқидин бәргән лагерлар тоғрисидики баянатлириға түркийәдики телевизийә, гезит вә иҗтимаий таратқуларда кәң-көләмдә орун берилди.