Чәтәл мухбирлириниң уйғур дияридики зиярити қазақ ахбаратида елан қилинди

Мухбиримиз сада
2019.01.11
lager-muxbir-ziyaret.jpg Хитай һөкүмити бир гуруппа чәтәл мухбирлирини тәшкилләп, “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” ни зиярәт қилдуруватқан көрүнүш. 2019-Йили 4-январ.
REUTERS

Хитайниң уйғур вәзийити һәққидә ташқи дуняни алдаш тактикиси давамлишиватқан бир мәзгилдә хитай һөкүмити йеқинда ройтерс агентлиқини өз ичигә алған кичик көләмлик бир мухбирлар гурупписини уйғур диярида “алдин орунлаштурулған” зиярәткә тәшкиллигән. Мәзкур зиярәтниң асаслиқ обекти үрүмчи, қәшқәр вә хотәндики аталмиш “кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлири” вә мәсчитләр болған.

10-январ күни қазақистанниң хәлқара хәвәрләр оргини болған “қазақ хәвәрлири” торида мәзкур тор мухбирлириниң уйғур районида зиярәттә болуш җәрянида көргәнлири тәпсилий баян қилинған бир чоң мақалә елан қилинған. Мақалидә “тәрбийиләш мәркәзлири” ниң ички муһити вә шу җайдики мунасивәтлик кишиләрниң сөзлигән сөзлири инчикилик билән чүшәндүрүлгән. 

Мақалә мухбирларниң үрүмчидики “зораванлиқ вә террорлуққа даир асаслиқ вәқәләр” темисидики мәлум көргәзмини зиярәт қилишидин башланған. Мәзкүр көргәзмидә хитай даирилири мухбирларға 1990-йилдин буян районда йүз бәргән зиддийәт вә тоқунушларға аит сүрәт вә син көрүнүшләрни йил тәртипи бойичә бирму-бир көрсәткән.

Арқидинла мухбирлар үрүмчидики ислам институтида зиярәттә болған. Мақалидә дейилишичә, мәзкур институтниң башлиқи, уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң муавин рәиси, хитай мәмликәтлик ислам дини җәмийитиниң муавин башлиқи абдурәқип төмүрнияз шинҗаң ислам институти қармиқидики мәсчитниң омумий көлиминиң 1000 квадрат метирдин ашидиғанлиқи, бир қетимда 1200 адәмниң намаз оқуялайдиғанлиқи шундақла бу институтта нөвәттә 688 оқуғучиниң диний билимләрни өгиниватқанлиқини билдүргән. 

Мақалидә мухбирлар хитай атаватқан “кәспий техника тәрбийиләш мәктипи” ни немә үчүн ғәрбтики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң “сиясий меңә ююш мәркизи” дәватқанлиқи һәққидә соал соралған. Бу мәсилигә абдурәқип төмүрнияз мундақ дәп җаваб бәргән: “бу хилдики мәктәпләр әмәлийәттә диний ашқунлуқниң тәсиригә учрап кәткән кишиләргә хәнзу тили вә қанун өгитиш арқилиқ уларниң идийисини түзәшни мәқсәт қилған бир мәркәзләрдур.” 

Мақалидә йәнә нуқтилиқ қилип мухбирларниң “тәрбийиләнгүчиләр” билән елип барған көрүшүшлиридә хитай кадирларниң йенида һәмраһ болғанлиқи, улар билән айрим сөзлишиш имканийитиниң пәқәтла болмиғанлиқи әскәртип өтүлгән. 

Мақалә апториниң баянлиридин мәлум болушичә, улар йәнә қәшқәрдики техи һечқандақ бир чәтәл мухбирлири зиярәт қилип бақмиған мәлум “тәрбийиләп өзгәртиш мәркизи” дә зиярәттә болған.

Зиярәт җәрянида мәзкур орунниң мәсуллиридин бири чүшәндүрүп, бу мәктәптә 2000 дәк оқуғучи “тәрбийәлинидиғанлиқи”, уларниң көп қисми 20-40 яш арисидики йәрлик кишиләр икәнликини ейтқан. Униң сөзлиридин мәлум болушичә, бу мәктәп 2017-йилниң ахирида қурулған болуп, пүткүл уйғур дияридики әң чоң тәрбийиләш мәркизи һесаблинидикән шундақла һазирға қәдәр 1000 дәк оқуғучи тәрбийиләшни тамамлиған икән.

Мухбир зиярәт җәрянида бирқанчә “тәрбийиләнгүчи” дин немә сәвәбтин бу йәрдә оқушни ойлап қалғанлиқини сориғинида, улар җавабән “мән диний ашқунлуқниң зиянкәшликигә учрап, җуңгониң қануниға хилаплиқ қилдим. Бу мәктәптә оқуш арқилиқ дөләт тилини вә җуңгониң қанунини яхши өгәндим һәм оқуш пүттүрүш дипломиниму алдим. Бу йәрдә бизгә пүтүнләй һалал тамақ бериду. Һәр һәптидә өйгә қайтип ата-анимиз билән көрүшәләймиз,” дегән. 

Мақалә апториниң рошән йорутқан бир нуқтиси болса һәр бир “тәрбийиләнгүчи” ниң мухбирниң юқириқи соалиға бәргән җаваби асасән охшаш болған. 

Мақалидә йәнә мухбирларниң қәшқәрдики мәлум “қошмақ туғқан” аилисидә елип барған зияритигиму алаһидә орун берилгән. Зиярәт давамида бу аилигә “туғқан” болуп киргән хитай кадир өзиниң вәзиписиниң бу аилини қәрәллик йоқлап туридиғанлиқи, аилә әзалириға хитай тили вә қанунини өгитидиғанлиқини баян қилған. Әң қизиқ йери шуки, мәзкур аилиниң әзаси бу “назарәт қилғучи” ға һечқандақ баһа бәрмәй җимҗитқинә олтурған. 

Мухбирлар ахирида хотән шәһиридики мәлум “тәрбийиләш мәркизи” диму зиярәттә болған. “тәрбийиләнгүчи” ләр қәшқәрдики “тәрбийиләш мәктипи” дикиләргә охшашла бирдәк һәр һәптә өйигә қайтип ата-ана, уруқ-туғқанлири билән көрүшидиғанлиқини, бу йәрдә зор мол-һосулға еришкәнликини ейтқан шундақла бу мәктәпкә өзи халап кәлгәнликини алаһидә тәкитләп қойған. 

Мақалиниң ахирида уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирниң райондики аталмиш “терроризмға вә диний ашқунлуққа қарши” һәрикәтлиригә бәргән изаһатлири баян қилинған. У сөзидә, “райондики терроризм вә ашқунлуқни түгитиш үчүн биз ‛маарип техника тәрбийиләш мәркизи‚ ни тәсис қилдуқ. Бу йәрләрдә асаслиқи дөләт тили вә қанун өгитилидиған болуп, бу кишиләрниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүштә муһим рол ойнайду,” дегән. 

Һалбуки, шөһрәт закир “қазақ хәвәрлири” ториниң мухбири сориған уйғур дияридики мушундақ “тәрбийиләш мәктипи” вә тәрбийиләнгүчиләрниң толуқ сани һәққидики соалиға җаваб берәлмигән. У мүҗмәл қилип уйғур дияриниң җәнубидики “тәрбийиләнгүчи” ләр шималдикиләрдин көплүкини ейтқан. 

Биз бу һәқтә уйғур дияриға мухбир әвәткән дөләтләрниң инкасини билип беқиш үчүн һиндонезийә, малайшия, пакистан вә қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң әлчиханилириға телефон қилдуқ. Малайшия билән һиндонезийә әлчиханисидики мунасивәтлик кишиләр бу һәқтә тәпсилий чүшәнчисиниң йоқлуқини ейтип, бизгә алақилишишимиз үчүн бир елхәт адресини ейтип бәрди. Әмма пакистан әлчиханисиға қилған телефонимиз җавабсиз қалди. 

Биз йәнә сүрүштүрүш арқилиқ қазақистан әлчиханисидики мәлум депломат билән алақилишиш пурситигә ериштуқ. У қазақистан мухбирлириниң хитайда зиярәттә болғанлиқиға аит бир иштин вә юқириқи мақалидин өзиниң һеч хәвири йоқлуқини билдүрди һәм бизгә әһвалдин хәвәрдар болмақчи болсақ интернеттин мунасивәтлик хәвәрни тепип оқушимизни әскәртти. 

Мәлум болушичә, өткән йили 10‏-айда канада, фирансийә, австралийә, шиветсийә, әнглийә қатарлиқ 15 дөләтниң хитайда турушлуқ баш әлчилири уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнгоға хәт йезип, униң билән уйғурларниң вәзийитини сөзлишишни тәләп қилған иди. Бирақ бу қетимқи зиярәткә орунлаштурулғанлар ичидә юқиридики дөләтләрниң бирму вәкили йоқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.