Лондун уйғур ансамбилиниң оттура асия фестивалидики консерти алқишқа еришти
2016.10.07
6 - Өктәбир әнгилийиниң лондон шәһиридә өткүзүлгән оттура асия мәдәнийәт фестивалида, лондон уйғур ансамбили орунлиған номурлар тамашибинларниң юқири баһаси вә алқишиға еришти.
Лондун уйғур ансамбилидин радийомиз зияритини қобул қилған рәһимә ханим вә әзиз әйса әпәндиләрниң билдүрүшичә, бир һәптә давамлишидиған фестивалда, лондун уйғур ансамбили ечилиш мурасимида консерт көрситишкә орунлаштурулған. Бу қетим ансамбилниң әслидә бар болған әзалириға йеңидин артислар қошулуп мәзмун бейиғанлиқи үчүн, улар орунлиған нахша - усул программилири кулопниң кәйпиятини йәниму юқири көтәргән. Лондун уйғур ансамбилиниң бу қетимқи сәнәт кечилики әнгилийигә охшаш уйғурлар ниспәтән аз болған явропа дөлитидә уйғур мәдәнийити вә уйғур вәзийитини тонутушта йәнә бир қетим өз һәссисини қошқан.
Лондун уйғур ансамбили қурулғандин буян, өзиниң надир сәнәт номурлири арқилиқ әнгилийә қатарлиқ явропа дөләтлиридә тонулған хәлқаралиқ сәнәт өмикигә айланғанлиқи тәриплинип кәлмәктә. Мәзкур ансамбил әнгилийиниң лондун шәһиридә өткүзүлүватқан“ечиветилгән оттура асия хәлқара мәдәнийәт фестивали”ниң 6 - өктәбирдики ечилиш мурасимида көрсәткән надир сәнәт программилири билән йәнә бир қетим зор алқиш вә шәрәп қазанди.
Ансамбил әзалиридин радийомиз зияритини қобул қилған әзиз әйса әпәнди вә рәһимә ханимларниң билдүрүшичә, бу қетимқи мәдәнийәт фестувалини әнгилийидә паалийәт елип бериватқан арзу сәнәт өмики, лондон университетиниң африқа вә шәррқшунаслиқ иниститоти, лондун уйғур ансамбили, йипәк йоли усул өмики вә әнгилийә б б с агентлиқи қатарлиқ ахбарат орунлири бирлишип уюштурған. Түркийә вә оттура асиядики өзбекстан, қазақстан, қирғизстан, түркмәнстан, әзәрбәйҗан қатарлиқ түрк тиллиқ дөләт вә районлардин кәлгән сәнәткарлар, оттура асия дөләтлириниң әнгилийидики әлчиханә хадимлири, оттура асия мәдәнийитигә қиззиқидиған тәтқиқатчилар вә әнгилийидә олтурақлишип қалған оттура асиялиқ тамашибинлар қатнашқан.
Әзиз әйса әпәнди баянида, бу қетимқи сәнәт көрүкиниң алаһидиклики һәққидә тохтилип, көплигән орунларниң һәмкарлишиши билән өткүзүлгән чоң типтики хәлқаралиқ мәдәнийәт фестивалиға уйғурларға вакалитән қатнашқан лондун уйғур ансамбилиниң әнгилийидәк оттура асия әллири хәлқи ниспәтән аз болған явропа дөлитидә уйғур мәдәнийитини тонутуш, уйғур вәзийитини аңлитишта йәнә бир қетим өз төһписини қошқанлиқини билдүрди.
Лондун уйғур ансамбилиниң өзиниң яңрақ вә хуш авази билән тонулған нахшичиси рәһимә ханим зияритимизни қобул қилип, фестивалниң тунҗи күнидики сәнәт номурини көрситиш шәрипигә еришкән лондун уйғур ансамбилиниң, бу қетимқи консертиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини, болупму ансамбилға пидаий болуп йеңидин қатнашқан дилзат қатарлиқ яш артислар орунлиған сәнәт номурлири кечиликниң кәйпиятини техиму юқири көтәргәнликини билдүрди.
Рәһимә ханим йәнә, лондун уйғур ансамбилиниң характери, мәқсити вә кәлгүси пиланлири һәққидиму тохтилип, ансамбил әзалириниң пүтүнләй пидаийлардин тәшкилләнгәнликини, уларниң йиллардин буян һечқандақ һәқ тәләп қилмай , уйғур сәнитини, мәдәнийитини вә уйғурларниң әһвалини әнгилийә қатарлиқ явропа әллиридә тонутуш вә аңлитишни өзиниң вәзиписи қилип кәлгәнликини, әнгилийә қатарлиқ явропа дөләтлиридин өзиниң сәнәт таланти бар техиму көп уйғурларниң мәзкур өмәккә қатнишишини қарши алидиғанлиқини билдүрди.