Дунядики юрт - маканидин айрилғанлар сани 2 - дуня урушидин кейинки әң юқири сәвийидә

Мухбиримиз ирадә
2015.06.20
suriye-namayish-jeset-305.jpg Сүрийидики намайишчилар һөкүмәт тәрәптин өлтүрүлгән сәпдишиниң җәситини көтүрүп намайиш қилмақта. 2011-Йили 8-май.
AFP


Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар комитети елан қилған йиллиқ доклаттин қариғанда, өткән бир йил ичидә дуня миқясида 60 милйон киши өй - маканидин айрилишқа мәҗбур болған.

Бу 2 - дуня урушидин кейин көрүлгән әң йүксәк рәқәм болуп, буниң башламчи сәвәбчиси оттура шәрқтә йүз бериватқан урушлардур. Әмма инсанларни мусапирлиққа мәҗбурлаватқан йәнә түрлүк башқа амилларму мәвҗут. Бу амилларни нәзәргә алғанда хитайму тинчлиқ көрсәткүч номури төвән дөләтләр қатаридин орун алидикән.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пәйшәнбә күни йиллиқ доклатини елан қилди. Бу йиллиқ доклатқа “дуня уруш ичидә” дәп иисм қоюлған. Доклатниң исмидинла мәлум болғинидәк, өткән бир йил ичидә дуняниң һәрқайси җайлирида уруш, зораванлиқ, зулум артқан, нәтиҗидә буниңдин қечип, милйонлиған киши өйидин айрилишқа мәҗбур болған. Доклатта йәр алған статестикилардин қариғанда, өткән бир йил ичидә һәр күни оттура һисаб билән 42500 нәпәр киши өйидин айрилип, өз дөлити ичидә вә яки яқа әлләрдә мусапир болған.

2014 - Йили ичидә мусапир болған адәм сани 19 йерим милйон. Буниңға өз дөлити чегриси ичидә өйидин айрилип мусапир болғанлар, башқа дөләтләрдин панаһлиқ тилигәнләр, б д т мусапирлар комитетиниң һимайиси астида туруватқанлар вә шундақла пәләстинлик мусапирларни қошқанда дуня миқясида бир йил ичидә җәмий 60 милйон киши юрт - маканидин айрилип сәрсан болушқа мәҗбур болған.

Доклатта бу һәқтә “әгәр бу 60 милйон киши бир дөләтниң пуқралирини тәшкиллигән болса, у һалда бу дөләт дунядики 24 - дөләт қатаридин орун алған болатти” дейилгән. Йәнә бир хил қилип ейтқанда, бу дегәнлик дуняда һәр 122 адәмниң бири мусапир дегәнлик болидикән. Бу рәқәм 2 - дуня урушидин бери көрүлгән әң йүксәк рәқәм болуп һесаблинидикән.

2014 - Йилидики мусапир саниниң бу дәриҗидә өрләп кетишидики әң асаслиқ амил уруш зораванлиқи болуп, шу сәвәбтин, дунядики мусапирларниң йеримидин көпрәкини йәни 53 пирсәнтини пәқәтла сүрийә, афғанистан вә сомалийдин ибарәт 3 дөләттин кәлгән мусапирлар тәшкил қилидикән. Уруштин башқа йәнә, инсанларниң юрт - маканлирини ташлап, дөләт ичи вә сиртида мусапир болушиға сәвәб болуватқан башқа муһим амиллар болса қейин - қистақ, тоқунуш, һәрхил зораванлиқлар вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қатарлиқлардин ибарәт.

Хәлқара иқтисад вә тинчлиқ тәтқиқат орни елан қилған йиллиқ тинчлиқ көрсәткүчидә дуняда мусапирлар саниниң артишиға сәвәб болуватқан юқиридики амиллар билән бирликтә, һәрқайси дөләтләрниң әһвалиға номур қоюп чиқилған. Қоюлған номурға асасән тинчлиқ көрсәткүчи интайин юқири, юқири, оттура һал, төвән, интайин төвән қатарлиқ дәриҗиләргә айрип чиқилған. Статестикида дунядики 162 дөләт рәткә тизилған. Буниң ичидә исландийә, данийә, австирийә, йеңи зелландийә, шиветсарийә, финландийә, канада, японийә, австралийә вә чех җумһурийитидин ибарәт 10 дөләт дунядики тинчлиқ көрсәткүчи әң юқири дөләтләр қатаридин орун алған. Буниң әксичә, шималий корийә, пакистан, конго җумһурийити, судан, сомалий, оттура африқа җумһурийити, җәнубий судан, афғанистан, ирақ вә сүрийә қатарлиқ 10 дөләт болса тинчлиқ көрсәткүчи интайин төвән дөләтләр болуп баһаланған. Мәзкур доклатта хитай хәлқ җумһурийити 162 дөләт ичидә 124 - орунға тизилған болуп, хитай “тинчлиқ көрсәткүчи төвән дөләтләр” қатариға киргүзүлгән.

Униңда ейтилишичә, дөләтләрниң уруш яки зор тоқунуш ичидә болмай туруп йәнила тинчлиқ көрсәткүчи төвән болуп баһалинишиға асаслиқ бу дөләтләрниң иҗтимаий бихәтәрлик вә хәвпсизлик дәриҗиси сәвәб болған. Чүнки бир дөләтниң иҗтимаий бихәтәрлики вә хәвпсизликигә әң зор тәсир көрситидиған амил болса дөләтниң қанун билән идарә қилиниши, андин қалса гуруппилар арисидики пәрқниң кичик - чоңлуқи, кирим пәрқи вә шәһәрлишиш қатарлиқлардин ибарәт. Буниңдин башқа хитайниң тинчлиқ көрсәткүчи төвән дөләтләр қатаридин орун елишиға йәнә, җәнубий деңиздики талаш - тартиштики араллар мәсилисниң келәчикиму сәвәб болған болуп, доклатта җәнубий деңиз кәлгүсидә тоқунуш болуш еһтималлиқи мәвҗут район дәп баһаланған болуп, буму талаш - тартишниң тәрәпдарлири болған хитай, вейтнам вә филиппиндин ибарәт 3 дөләтниң номуриниң төвәнлишигә сәвәб болған.

Б д т мусапирлар комитетиниң доклатида йәр алған статестикидин қариғанда, хитайдин мусапир болуп чиқип кәткән омумий киши сани 210 миң 730, б д т тәрипидин қобул қилинғанлар 278 нәпәр, панаһлиқ иши биҗириливатқанлар 47 миң болуп, җәмий киши сани 258 миңдин ашидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.